Архип
2015-08-18
Ишәнчлик мәнбәләрдин еришилгән мәлуматлар шуни көрсәттики, уйғур елиниң җәнубий районлирида әйдиз билән юқумланғучилар саниниң шиддәт билән ешип бериватқанлиқи мәлум болмақта.
2015-08-13
Йеқинда аратүрк наһийәсиниң ном йезисидики йәрлик уйғурлар үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқуларға инкас йезип, юртидики муһит булғинишидин шикайәт қилған.
2015-08-13
Хитай даирилириниң тйәнҗиндики партлаш вәқәси һәққидә тарқатқан әң йеңи ахбаратидики санлиқ мәлуматларға қариғанда, 13-авғуст саәт 17:00 гичә җәмий 50 адәм қаза қилған, дохтурханиға апирилған 701 адәмниң 71 нәпири еғир яриланған.
2015-08-11
Уйғур елида әйдиз кесәлликиниң алдини елиш вә тизгинләш хизмити билән шуғулланған кәспий хадимларниң ашкарилишичә, нөвәттә тәхминән 100 миңға йеқин уйғурниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи пәрәз қилинмақтикән.
2015-08-06
Нөвәттә ашкара болуватқан мәнбәләр әйдиз кесәлликиниң уйғурлар вәтинидә тарқилиш сүрити әң тез, иҗтимаий тәсири әң зор, хәтири әң қорқунчлуқ бир кесәллик икәнликини көрсәтмәктә.
2015-08-05
Йеқинда хитай учур мәнбәлири, бир қисим хитай геологларниң тарим ойманлиқида он йиллиқ үзлүксиз тәкшүрүп тәтқиқ қилиш арқилиқ, бипаян қумлуқ астида тузлуқ су деңизи байқиғанлиқини бир түрлүк әң йеңи тәтқиқат нәтиҗиси сүпитидә хәвәр қилди.
2015-08-05
Чәтәлләрдики көзәткүчиләр хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан бесим вә кәмситиш сиясәтлириниң уйғурлар арисида әйдизни контрол қилишқа зор тосалғу болуватқанлиқини билдүрмәктә.
2015-08-04
Гәрчә хотән қаштешиниң түри көп, сүпити әла болсиму, әмма запас миқдари чәклик шундақла бу қиммәтлик ташлар йиллардин буян қалаймиқан қазғучи қошунларниң булаң-талаң қилишиға учрап кәлмәктә.
2015-08-03
Июлниң оттурилиридин башланған томуз иссиқ тәсиридә муз тағлар тез ерип, юруңқаш, қарақаш дәрялириға 10 йилдин буянқи әң шиддәтлик кәлкүн апити кәлди, икки дәря вадисида деһқанлар иқтисадий чиқим, һаяти хәвпкә қаримай кәлкүндин мудапиә көрмәктә.