Сәһийә назаритидики мәсул хадим билән уйғур тебабити һәққидә сөһбәт

Мухбиримиз қутлан
2014.07.02
uyghur-80-xalta-doriger.jpg Уйғур тебабитидә дора қилип ишлинидиған қурутулған тәбиий өсүмлүкләр йәни 80 халта.
saveuyghur.org

Уйғур тили өзиниң әң ахирқи кәспий қорғини һесабланған уйғур тебабити саһәсидә йәнә қанчилик пут дәссәп туралайду? хитайниң нөвәттә уйғур миллий мәдәнийитигә қаратқан тез сүрәтлик еритиш сиясити давамида уйғур тили өзиниң миллий тебабәт саһәсидики қануний орнини давамлиқ сақлап қалаламду-йоқ?

Өткән йилидин башлап уйғур тебабити саһәсидики ата мирас тевиплар кәспий салаһийәт гуваһнамиси елиш үчүн хитай тилида имтиһан беришкә мәҗбурланғандин кейин, нурғун кишиләрдә бу соал пәйда болди. Хитай тилида имтиһан берәлмигән уйғур тевиплар кәспий салаһийәт гуваһнамиси алалмиғанлиқи үчүн, уларниң ата-бовилиридин тартип давамлаштуруп кәлгән шипаханилири тақалған. Улар очуқ-ашкара шипахана ачалмиғачқа, өйлиридә йошурунчә кесәл көрүшкә мәҗбур болған. Бу әһвал уйғур тебабитиниң һәм теббий илим һәм әнәниви мәдәнийәт сүпитидә кәлгүсидә давамлиқ мәвҗут болуш вә тәрәққий қилиш мәсилисигә соал бәлгиси қоймақта.

Радиомиз хотән вилайитидики уйғур тевиплиридин әһвалниң еғирлиқини уққандин кейин, хотән вилайәтлик сәһийә башқармисиға телефон қилди. Һалбуки, вилайәтлик сәһийә башқармисиниң уйғур тебабитигә мәсул хадими аминәм соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Биз арқидин уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритигә телефон қилдуқ. Сәһийә назаритиниң уйғур тебабитигә мәсул хадими зияритимизни қобул қилди, әмма у сориған соаллиримизға наһайити еһтият билән җаваб бәрди. Төвәндикиси мәзкур хадим билән өткүзгән сөһбитимизниң ахирқи қисминиң әйнә хатирисидур.

Мухбир: бу әһвалдин (йәни уйғур тевиплириниң кәспий салаһийәт гуваһнамиси елиш үчүн хәнзу тилида имтиһан беришкә мәҗбурлиниш әһвалидин) сәһийә назаритиниң назири хәвәрдарму?
Мәсул хадим: шундақ, буниңдин назир вә башқа рәһбирий кадирларниң һәммисиниң хәвири бар, лекин бу дөләтниң сиясити, һазирға қәдәр өзгәрмәй кәлгән сиясәт бу!

Мухбир: сизгиму мәлум, уйғур тебабити җуңгодики муһим миллий тебабәтләрниң бири. Униң үстигә қоюқ миллий вә йәрлик алаһидиликкә игә бир саһә. Шуңа бу хил алаһидә байлиқларни сақлап қелиш үчүн алаһидә муамилә қилиш керәк әмәсму?
Мәсул хадим: бу пикриңиз тоғра, бизму тиришиватимиз, бәлким бир күнләрдә буму һәл болуп қалар.

Мухбир: тевипларниң инкаслириға қариғанда, һазир улар ата-бовилиридин давамлаштуруп кәлгән шипахана вә дохтурханилирини ачалмайветипту. Сәвәби пәқәтла шу кәспий салаһийәт гуваһнамисиниң болмаслиқидин икән. Бу алаһидә саһә болғачқа сәһийә назарити ойлишип көрсәңлар яки бу ишқа көңүл бөлүп һәл қилип бәрсәңлар болмамду?
Мәсул хадим: әлвәттә, шундақ болиду. Бизни бу ишқа күчимиди дәмсиз? һазирғичә пәқәтла шу нәччә онлиған тевипларниңла иши бу. Буни улар өзлириниң дөтлүкидин көрсә болиду. Өткән йили хәнзучә нәзәрийә имтиһанидин өтәлмигән он нәччә тевипни мисал қилип көрсәтсәм, улар бирәр тал хәнзучә хәтниғу тонумайдикән, һәтта бир еғиз хәнзучә гәпму қилалмайдикән. Башқилар һәммиси хәнзучә имтиһандин өтүп, кинишка елип ишләватидиғу!?

Мухбир: қараң, бу йәрдә мундақ мәсилә бар. Хәлқ ичидики тевипларниң көп қисми ата мирас тевиплар. Улар системилиқ маарип тәрбийиси көрмигән. Теббий мәктәп яки университетлардиму оқумиған. Уларни хәнзу тилини билмигәнлики үчүнла дөт қатариға чиқириветиш тоғра әмәс-тә!? сиз сәһийә назаритиниң бир рәһбирий кадири туруп бундақ десиңиз тоғра боламду?
Мәсул хадим: буни сиз билән параңлишиватимән, қараң! башқилар бу хил емтиһанлардин өтүп кинишка алдиғу!? тивипларму җуңхва хәлқ җумһурийитидә яшаватқан кишиләр болғандикин, тиришип өгәнсә емтиһандин өтиду әмәсму?

Мухбир: тивипларниң шәрт-шараити вә арқа көрүнүшини ойлап көрдүңларму? әң әқәллий маарип тәрбийәси көрмигән, әмма ата-бовилиридин алған удум вә тәҗрибә бойичә томур тутидиған бу кишиләрни медитсина университетини пүттүргәнләр билән селиштурсиңиз болмайду-дә? сиз бу саһәдики рәһбирий кадир икәнсиз, уйғур тебабитини сақлап қелиш сизниңму мәҗбурийитиңиз әмәсму?
Мәсул хадим: әлвәттә, шундақ болиду. Буни биз шундақ қилип кәлдуқ. Партийиниң бизгә бәргән сиясити шундақ яхши. Бу сиясәтни һечким бизгә берип бақмиған. Гәп пәқәт бизниң тевипларниң тиришмиғанлиқида. Шуңа өзимиздин көрүшимиз керәк.

Мухбир: партийиниң сиясити шундақ яхши болса, немишқа уларға йешил чирағ йеқип бәрмәйсиләр, әмисә!?
Мәсул хадим: дедимғу! биз әң зор тиришчанлиқимизни көрсәттуқ. юқиридин бу һәқтә ениқ сиясәт чүшмисә, биз өз алдимизға мәмликәт бойичә бир туташ чиқирилған имтиһан соаллирини уйғур тилиға тәрҗимә қилип берәлмәймиз.

Мухбир: ундақ дәп турсаңлар, уйғур миллий тебабити тәрәққиятқа әмәс, бәлки йоқилишқа йүз тутиду-дә!
Мәсул хадим: ундақ дейишкә болмас, биз бу әһвални мәркәзгә йоллидуқ дедимғу! юқиридин ениқ сиясәт чүшмәй туруп һечким уйғур тебабити бойичә имтиһанни уйғур тилида елишқа өзгәртәлмәйду. Бу йәрдә шуниму тәкитлимәкчимән. Һазир партийә-һөкүмәтниң бизгә бериватқан ярдими алаһидә көп. Аптоном районимиздики мәйли чоң дохтурханилар болсун яки йәрликтики шипаханилар болсун, давалаш әслиһәлири алаһидә яхши болуп кәтти. Һәр йили теббий саһә үчүнла мәркәздин тирилийонлап пуллар чүшүватиду. Бундақ шараит илгири задила болуп бақмиған.

Мухбир: сиясәтни көп сөзлидиңиз, мәркәздин тирилийонлап пул келиватқанлиқини дәп өттиңиз. Шу шараитлардин ким пайдилиниватиду? шу пуллар һәқиқий моһтаҗ кишиләрниң, әң еһтияҗлиқ адәмләрниң қолиға тегиватамду? сиясәт сиз дегәндәк шунчилик яхши болса, немишқа әзәлдин ана тилда давам қилип кәлгән уйғур тебабитигә хәнзу тили өткили қоюлиду? уйғур тебабитидәк миллий вә йәрлик алаһидилики күчлүк болған саһәләрдә уйғур тил-йезиқида имтиһан бериш дөләтниң сияситигә яки асасий қануниға хилап әмәсқу!?
Мәсул хадим: бир гәп болар….

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.