Әйдиз кесәлликиниң уйғур елида шиддәт билән ямришиниң сәвәблири вә ич йүзи (1)
2015.08.06
Нөвәттә ашкара болуватқан мәнбәләр әйдиз кесәлликиниң уйғурлар вәтинидә тарқилиш сүрити әң тез, иҗтимаий тәсири әң зор, хәтири әң қорқунчлуқ бир кесәллик икәнликини көрсәтмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назарити билән пиланлиқ туғут комитети 2014-йилиниң ахирида елан қилған санлиқ мәлуматқа қариғанда, нөвәттә уйғур елидики әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң сани 43555 кишигә йәткән. Буниң ичидә 8398 бимар һаятидин айрилған. Һазирчә һаят туруватқан әйдиз бимарлири 35157 киши икән.
Йеқинда америкиға келип олтурақлашқан сәһийә саһәсидики бир уйғур кәспий хадим радиомиз зияритини қобул қилди. Уруқ-туғқанлириниң бихәтәрлики сәвәбидин исмини ашкарилашни халимайдиған бу кишиниң билдүрүшичә, һазирғичә хитай һөкүмити елан қилған уйғур елидики әйдиз бимарлири яки юқумланғучилириниң 80 пирсәнттин көпрәкини уйғурлар тәшкил қилидикән.
У зияритимиз җәрянида, өзиниң аптоном районлуқ әйдиз кесәлликлириниң алдини елиш мәркизидә узун йил хизмәт қилған кәспий хадим икәнликини, әйдиз кесәллики вә униң уйғурлар арисидики тарқилиш әһвали тоғрисида башқа һәрқандақ мәнбәгә қариғанда өзиниң әң биваситә сөз қилиш салаһийитигә игә икәнликини тәкитлиди.
Униң билдүрүшичә, әйдиз кесәллики 1995-йили тунҗи қетим уйғур елида байқалғандин буян таки 2008-йилиниң ахириғичә болған арилиқта асасән дегүдәк ғулҗа, үрүмчи қатарлиқ шималдики шәһәрләрдә тез сүрәттә ямриған. Бу җайдики юқумланғучилар асаслиқи зәһәр чекидиғанлар болуп, улар хероен қатарлиқ зәһәр суюқлуқини томуриға урушта башқилар билән ортақ шпирис (окул йиңниси) ишлитип әйдиз вирусини юқтурған.
У или областида, болупму сабиқ или вилайити тәвәсидики ғулҗа шәһири билән уйғурлар көпрәк олтурақлашқан бир қисим наһийәләрдә әйдиз бимарлири яки әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң 13 миңдин ашидиғанлиқини, үрүмчидә 10 миңдин ашидиғанлиқини илгири сүрди.
Мәзкур кәспий хадимниң билдүрүшичә, 2009-йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” дин кейин әйдиз кесәлликиниң асаслиқ тарқилиш райони уйғур елиниң шималидин җәнубиға йөткәлгән. Әйдиз вируси билән юқумлиниш йоли илгири зәһәр суюқлуқини ортақ шпирис билән томурға уруштин ямриған болса, нөвәттә җинсий мунасивәт билән юқушқа йүзләнгән.
У йеқинқи йиллардин буян ақсу, қәшқәр, йәкән вә хотән шәһәрлиридә хитай өлкилиридин йөткәп келингән паһишә аялларниң ямрап кәткәнликини, уларниң мәхсус кочиларда “һөсн түзәш орни”, “сатирашхана”, “һордақхана”, “пут ююш вә увилаш орни” дегән намларда җинсий мулазимәт билән шуғуллинидиғанлиқини алаһидә тилға алди.
Униң көрситишичә, йәрлик даириләр бу хилдики “паһишихана” тиҗаритигә “йешил чирағ” йеқип бәргән болуп, һәтта қораллиқ сақчи вә биронивик машинилар билән уларниң дуканлирини қоғдайдикән. Хитай өлкилиридин түрлүк йоллар билән уйғур елиға көчүрүп келингән бу паһишә аялларниң мутләқ көп қисми әйдиз вируси билән юқумланғанлар болуп, уларниң асаслиқ мулазимәт нишани уйғурлар икән. Һәтта бәзи хитай хоҗайинлар қара әйнәклик болкивай машиниларға хитай паһишәлирини қачилап, уйғур йезилиридики етиз-ериқларғичә берип әрзан баһада “җинсий мулазимәт” билән шуғуллинидикән.
Мәзкур кәспий хадим, әйдиз кесәлликиниң җәнубқа ямришида даириләрниң биваситә мәсулийити барлиқини тәкитлиди. У, хитай һөкүмити аталмиш “муқимлиқ” ни баһанә қилип, “террорлуқ вә диний әсәбийлик” кә зәрбә беришкә васитә таллимай һәрикәт қоллиниватиду, һалбуки, әң хәтәрлик кесәллик вә иҗтимаий кризис һесабланған әйдиз кесәлликигә қәстән көз юмуватиду, дегәнләрни илгири сүрди.
(Давами бар)