Уйғур елидики әйдиз кесәллириниң өлүш нисбити юқири долқунға чиқти
2013.12.02
Бу йил 1-декабир, 26-нөвәтлик дуня әйдиз күни, бу йиллиқ әйдиз күниниң темиси “һәммимиз һәрикәтлинип, әйдизни “нөл” гә әкиләйли.
Дуня миқясида әйдиз вируси билән юқумланғучилар 60 милйондин ашидиған болуп, 2012-йили дуня бойичә йәнә җәмий 2 милйон 300 миң әйдиз юқумдари йеңидин көпәйгән. Хитай дөләтлик сәһийә статистика комитетиниң елан қилишичә, бу йил 1-айдин 9-айғичә пүтүн хитайда байқалған әйдиз билән юқумланғучиниң сани тәхминән 70 миңдин ашқан. Уйғур елида болса 2013-йили 9-айғичә, әйдиз юқумдарлири вә бимарлириниң йиғинда сани 40 миң 122 ға йетип, буларниң 7070 нәпири өлгән. Һазир 25 миң 846 нәпири һаят, 7206 нәпири әйдизниң кесәллик басқучиға киргән.
Дуня сәһийә тәшкилати, 1988-йили 12-айниң 1-күнини дуня әйдиз күни қилип бекиткән болуп бу арқилиқ хәлқара җәмийәтни бу күндә мунасивәтлик паалийәтләрни елип бериш арқилиқ, әйдиз сәвәблик һаятидин айрилғанларни әсләш, әйдиз юқумдарлириға көңүл бөлүш, әйдизниң алдини елиш билимлирини тәшвиқ қилишқа чақириқ қилип кәлмәктә.
Әйдизниң толуқ атилиши “еришмә иммунитет кәмлик йиғинда аламити” болуп,буниң инглизчә толуқ атилишиниң баш һәриплирини тизсақ (AIDS) сөз келип чиқиду, һазирғичә әйдиз дәп атилип кәлмәктә.
Әйдиз вируси (HIV) адәм бәдинигә киргәндин кейин, иммунитет системисиниң муһим һалқиси болған к д 4 лимфа һүҗәйрисигә һуҗум қилип, униң ичигә кириду, һәмдә к д 4 һүҗәйрисиниң ичидә милйонлап көпийип, мәлум чәккә йәткәндә к д 4 һүҗәйрисини йерип сиртқа чиқиду. Йеңидин көпәйгән бу әйдиз вируслири йәнә милйонлиған к д 4 һүҗәйрилиригә чаплишип, ичигә кирип көпийип, йеңи-йеңи әйдиз вируслирини пәйда қилиш билән биргә, к д 4 һүҗәйрилирини көпләп набут қилип, инсанниң иммунитет системисини паләч һаләткә кәлтүриду. Буниң билән, иммунитет системиси түрлүк кесәлликләргә тақабил туралмайду, һәмдә адәм бәдинидә һәрхил кесәлликләр көпийишкә башлайду.
Әйдиз-20-әсирләрдә қара орангутан тенидики әйдиз вируси (HIV)ниң адәм бәдинигә көчкәнликидин келип чиққан болуп, 1981-йилиға кәлгәндә, америкида тунҗи әйдиз юқумдари байқалған, шу йили 12-айниң 1-күни, бу бимарниң әйдиз вирусидин юқумланғанлиқиға диагноз қоюлған. Бу бимар бәччә (һәмҗинис) болғачқа, дәсләптә америкида кишиләр “мушундақ бәччә әрләрла ашундақ кесәл болиду” дегән көз-қарашқа кәлгән. Лекин кейинчә бу хил кесәл бәччә әмәс әрләр, аяллар, қерилар, һәтта балилардиму көрүлүшкә башлиған.
Мөлчәрлинишичә, пүтүн дуня миқясида һазирғичә әйдиз вирусидин юқумланғучилар 100милйондин ашидикән. Һазир дуня миқясида әйдиз вирусини тенидә елип йүргүчиләр 35 милйондин ашиду. Дуня сәһийә тәшкилати әйдиз пилан мәһкимисиниң санлиқ мәлуматидин көрситилишичә, 2012-йили дуня бойичә җәмий 2 милйон 300 миң әйдиз юқумдари йеңидин көпәйгән, һәмдә 2012-йили дунядики әйдиздин юқумланған 10 яштин 19 яшқичә болған яш-өсмүрләр сани 2 милйон 100 миңға йәткән.
Хитайда 1985-йили тунҗи әйдиз вирусидин юқумланғучи байқалған болуп, 2010-йилғичә, әмәлий тәкшүрүп ениқланған сан 230 миң нәпәр болуп, әмәлий юқумланғанларниң сани 700 миң икәнлики мөлчәрләнмәктә. Униңдин башқа 470 миңдәк адәм өзиниң юқумланғанлиқини билмәй йүридикән. 1-Декабир хитай дөләтлик сәһийә статистика комитетиниң елан қилишичә, бу йил 1-айдин 9-айғичә пүтүн хитайда байқалған әйдиз билән юқумланғучиниң сани тәхминән 70миңдин ашқан, буниң ичидә %89.9 Җинси мунасивәт арқилиқ юқумланған һәмдә һәмҗинис қилмишидин юқумланғучиларниң сани үзлүксиз ешип барған.
Уйғур ели тәвәсидә тунҗи әйдиз вирусидин юқумланғучи 1995-йили қумулда байқалған болуп, 2013-йили 9-айғичә, аптоном районимизда доклат қилинған әйдиз юқумдарлири вә бимарлириниң йиғинда сани 40 миң 122 ға йетип, буларниң 7070 нәпири өлгән. Һазир 25 миң 846 нәпири һаят, 7206 нәпири әйдизниң кесәллик басқучиға киргән. Шуңа йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидики әйдиз кесәллириниң өлүш нисбити юқири басқучқа киргән.
2012-Йилидики мәлуматқа қариғанда, уйғур ели әйдизниң кәң көләмдә тарқилиш дәвригә киргән болуп, зәһәрни томурдин уруш арқилиқ әйдиз юқидиған асаслиқ юқуш йоли нөвәттә җинсий мунасивәттин юқушқа өзгәрди; әр-аялларниң юқуш нисбити бирдәк; асаслиқ юқумланғучилар 20 яштин 39 яшқичә болуп, аз санлиқ милләтләрниң юқумлиниш нисбити юқири; юқумдарлар или области, үрүмчи шәһири, ақсу вилайити, қәшқәр вилайити, хотән вилайити вә турпан вилайәтлиригә бир қәдәр мәркәзләшкән болуп, бу райондикиләр омумий юқумланғучиларниң 90.8% Ини игиләйду; җәнубта йеңидин байқалған юқумланғучиларниң нисбити ешип бармақта; бурун юқумланғучилар бир туташ кесәллик басқучиға кирип, доклат қилинған әйдиз бимарлириниң сани йилсери ешип бармақта.
Уйғур аптоном райони сәһийә тармақлириниң хуласиси шуки, әйдиз юқуми омумий җәһәттин төвән тарқилиш һалитидә болуп, хас кишиләр топи вә қисмән районлардики юқум әһвали юқири болмақта, томурдин зәһәр чекидиғанлар арисидики әйдизниң юқумлиниш әһвали бир қәдәр турақлиқ, җинсий қилмиштин тарқилиш әһвали рошән ешип, әйдизниң тәсиригә учрайдиған кишиләр йилсери көпийип, алдини елиш вә давалаш вәзийити бир қәдәр қийин болмақта.
Ахирида әйдиз вирусиниң адәм бәдинидики дәврлири вә ипадилири билән тонушуп чиқайли:
Бир адәм әйдиз вирусидин юқумлинип таки шу кесәл билән өлүп кәткүчә болған арилиқни көзнәк, йошурун вә кесәлликтин ибарәт үч мәзгилгә бөлүшкә болиду.
1) Көзнәк мәзгили: бу мәзгил йәнә өткүр клинкилик дәври дәпму атилиду, тәхминән 1 һәптидин 3 айғичә болиду. Бу мәзгилдә бәдән таҗавуз қилип киргән әйдиз вирусиға қарита һечқандақ қаршилиқ (инкас) көрсәтмәйду,. Шуңа бу мәзгилниң юқумландуруш күчи күчлүк болиду. Адәттә 50-80% адәмдә зукамдаш, төвән температурида қизиш, йөтилиш, бәзидә терисигә әсвә чиқиш дегәндәк кичик аламәтләр көрүлиду, қанда әйдиз вирусиға қариши антетла техи шәкилләнмигәчкә, нәтиҗиси мәнфи, йәни “юқумланмиған” болуп чиқиду. Әгәр йеңи юқумланғучи көзнәк вақтида дохтурханиға қан тәқдим қилса тәкшүрүп билгили болмайду-дә, кейин шу қанни қобул қилғучи бимар әйдиз вирусидин юқумлинип қалиду. Шундақла хәтәрлик һәрикәт (шпирисни ортақ ишлитиш, қоғдинишсиз җинси мунасивәт өткүзүш дегәндәк) билән шуғулланғандиму қарши тәрәпкә әйдиз вирусини юқтуруп қоялайду.
2) Йошурун мәзгил:бу мәзгил йәнә аламәтсиз дәври дәпму атилиду, тәхминән 6-10 йилғичә болиду. Әгәр яхши күтүлсә, көп роһи бесим болмиса 15, һәтта 20 йилғиму узатқили болиду. Бу мәзгилдә бәдән вирусқа қарши антетла ишләпчиқиришқа башлайду. Адәм иммонт системиси әйдиз вируси билән узақ мәзгиллик күрәш қилиш җәрянини башлайду. Бу чағдиму юқумланғучида һечқандақ чоң өзгириш болмайду. Худди нормал адәмдәк яшавериду. Бу мәзгилдиму бир кесәлгә гириптар болғандәк көрүнмәйду, әмма қан тәкшүрүш арқилиқ әйдиз вирусидин юқумланғанлиқини билгили болиду. Бу җәрянда, гәрчә сағламдәк көрүнсиму, бәдән ичидики әйдиз вируси интайин һәрикәтчан болуп, иммонт системисини үзлүксиз бузуп туриду. Бу мәзгилдиму охшашла хәтәрлик һәрикәт арқилиқ башқиларға вирусни юқтуруп қоялайду.
3) Кесәллик мәзгили: тәхминән 1-2 йилғичә болиду. Бу мәзгил әйдиз вируси адәм иммонт системисини тәлтөкүс дегүдәк бузған мәзгил болуп, иммонт системиси аҗизлиған сәвәблик һәрхил пурсәтлик кесәлләр, мәсилән: өпкә яллуғи, туберкулйоз вә тасмисиман қапартма дегәндәк кесәлликләрдин юқумлиниду вә һәрхил өсмиләр (рак) пәйда болиду. Әйдиз вирусидин юқумланғучи әйдиз кесилидин әмәс, бәлки әйдиз вируси иммонт күчини аҗизлитивәткәнлик сәвәбидин, бәдәнгә бөсүп киргән башқа хил кесәлликләргә тақабил туралмай өлүп кетиду. Бу вақитниң узун-қисқилиқи йәнә юқумланғучиниң иқтисадий әһвали, тән саламәтлики, җинси кесили бар-йоқлуқи, зәһәр чикиш-чәкмәслики, роһи һалити вә шундақла әтраптики муһит қатарлиқлар билән зич мунасивәтлик. Әгәр юқумланғучи яхши күтүлсә, роһи көтүрәңгү вә хушал йүрсә, бу мәзгилниму узартқили, һәтта йошурун мәзгилгә қайтуруп әкәлгили болиду.
Гәрчә HIV дин ибарәт тарқилишчан бу ваба байқилип, 30 йил давамида нәччә он милйон инсанниң җениға замин болуп, инсанларда ортақ вәһимә туғдурған болсиму, әйдизниң тарқилишиға қарши дуня характерлик һәрикәт, тәтқиқат вә мәсулийәт һәм тиришчанлиқ инсанларни әйдизниң давасини тепишқа қарап йеқинлаштурмақта. Йеқинда америкида 18 айлиқ бир бовақниң әйдиздин сақайтилғанлиқи, ривайәт әмәс бәлки инсанларниң бу қорқунчлуқ вабани һаман йеңәләйдиғанлиқиниң испати. Әйдиз әтрапимизда! уни тонайли, әйдиздин мудапиәлиниш һәммимизниң мәсулийити. Һәммимиз һәрикәтлинип, әйдизни “нөл” гә әкиләйли.