Уйғур ели саяһәтчиликидики қалаймиқанчилиқ 10 чәкләш биләнла тизгинлинәмду?
2013.09.18
Күндин-күнгә көпийиватқан саяһәтчиләрниң уйғур елидики саяһәт паалийитидә әхлақсизлиқ, муһитни асримаслиқ, йәрлик милләтләрниң миллий өрп-адәт вә диний етиқадиға һөрмәт қилмаслиқтәк мәдәнийәтсиз қилмишлири, зор муһит булғиниш, бузғунчилиқ елип кәлгәндин сирт, йәрлик хәлқниң наразилиқини, бизарлиқини қозғимақта. Уйғур елидики шинҗаң саяһәт идариси, саяһәтчиликтики мушу хил қалаймиқанчилиқларни тәртипкә селиш үчүн өктәбирдин башлап “саяһәттә 10ни чәкләш” чарисини йолға қойидикән, ундақта даириләрни бу йеңи чарини чиқиришқа мәҗбур қилған қандақ мәсилиләр сақланмақта, бу 10 түрлүк чарә биләнла уйғур диярида саяһәтчиликниң елип келиватқан сәлбий тәсирлирини түгәткили боларму?
Уйғур елидә йеқинқи 20 йиллардин буян алаһидә тәбиий җуғрапийилик орунлар, гүзәл мәнзирилик җайлар, қиммәтлик мәдәний ядикарлиқ орунлири, қәдимий шәһәр харабилири, улуғларниң мәқбәрә-бүзрүкварлири ишқилип йетип барғили, көз билән көргили, қол билән тутқили болидиғанла болса, һечнемә қалмай саяһәтчиликкә ечиветилди вә давамлиқ ечилмақта. Һазир уйғур елидә дөләт а 5 дәриҗилик саяһәт орнидин бәши бар... Уйғур дияри аз тепилидиған гүзәл сеһирлик земин, шуңа саяһәткә баридиған саяһәтчиләрму көпәймәктә. Алдинқи йерим йилда уйғур ели саяһәт районлири хитай ичидин кәлгән саяһәтчидин 21 милйон 627 адәм қетим саяһәтчи күтүвалған болуп, бу бултурқи охшаш мәзгилдикидин 28.73% Көп болған. Нөвәттә, аптоном райондики мунасивәтлик тармақлар саяһәт мәнзирә районлириға болған селинмини күнсайин көпәйтмәктә икән.
Яхшиғу! саяһәтчилик саһәси тәрәққий қилса иқтисадий тәрәққиятқа пайдилиққу? дейишиңиз мумкин, шундақ, әмма мәсилә шуки, саяһәтчиликтики мәдәнийәтсизликниң елип келиватқан сәлбий тәсирлири тәбиий муһит, иҗтимаий вә сиясий муһит бихәтәрликигичә кеңәймәктә. Мәдәний, инақ саяһәт муһити бәрпа қилиш һәр бир саяһәтчиниң җаниҗан мәнпәәтигә мунасивәтлик. Мәдәнийәтлик саяһәтчи болуш биз көпчиликниң мәҗбурийити. Һалбуки, уйғур елидики йәрлик хәлқләрниң иҗтимаий алақә васитилири, аммиви тор бекәтләрдики инкаслиридин мәлумки, гәрчә хитайниң пуқралириға қаратқан мәдәний саяһәтчилик бәлгилимилиридә һәтта “башқиларға қарап чүшкүрмәслик”тин тартип диққәт қилишқа тегишлик ишлар һәққидә агаһландуруш, саяһәтчилик қаидилири көрситилгән болсиму, уйғурлар гүзәл юртиға кәлгән хитай саяһәтчиләрниң муһит тазилиқини қоғдимаслиқи, тамака чекиш, һарақ ичиш мәни қилинған сорунлардиму һәтта мазарлиқ, тавап орунлиридиму һарақ, шараб ичип әхләт қилиш, аммиви тәртипкә риайә қилмай, җамаәт сорунлирида вараң-чуруң қилип, шу җайдики аһалиләрниңму нормал турмушиға сәлбий тәсир көрситиши, екологийилик муһитни қоғдимай чимлиқ, дәл дәрәх,гүл вә мевилирини үзүп, һайванларни қоғдаш уяқта турсун, зәхм йәткүзүш.Мәдәний ядикарлиқ орунлириға хәт йезип, үстигә ямишип, рәсимгә тартқанда бәлгилимигә риайә қилмаслиқ, аммиви әслиһәләрни асримаслиқ, бузғунчилиқ қилиш, башқиларниң һоқуқиға һөрмәт қилмаслиқ, мулазимәтчиләрниң әмгикини һөрмәт қилмаслиқ, мәсчитләргә, диний сорунларға ихтияричә кийип кирип, тазилиққа, аммиви әхлаққа мухалип һәрикәтләрдә болуш арқилиқ һәр милләт хәлқиниң диний вә миллий өрп-адәтлиригә һөрмәт қилмаслиқтәк қилмишлириға шаһит болмақта. Шундақла саяһәтчиләрниң юртиға, тәбиәткә, иҗтимаий әхлаққа, өзлиригә елип келиватқан яман тәсирлири һәққидә сүрәтлик учурларни тарқитип ғулғула қилмақта.
Тәңритағ ториниң 18-сентәбир хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ саяһәт идариси, уйғур ели саяһәт саһәсидә мәвҗут мәсилиләрни йәниму тәртипкә селиш үчүн, уйғур аптоном райони саяһәтчиликидә 10ни чәкләштин ибарәт йеңи бәлгилимини чиқарған вә бу бәлгилимини уйғур елидики барлиқ саяһәт копиратиплири вә саяһәт ширкәтлири 1-өктәбирдин башлап йолға қойидикән, мәзкур бәлгилимиләргә хилаплиқ қилғанларниң тегишлик җазаға тартилидиғанлиқи агаһландурулған.
1-Өктәбирдин башлап уйғур ели саяһәтчилик саһәсидә йолға қоюлидиған 10ни чәкләш даирисигә хитайниң саяһәт қануниға йәниму конкрет һалда “саяһәтчиләргә сүпәтсиз саяһәт хатирә буюмлирини сатмаслиқ, қанунсиз һалда саяһәт орунлаштурмаслиқ” қатарлиқ саяһәт уюштурғучи орунларға қарита чәклимиләрдин башқа, саяһәтчиләргә қарита “саяһәтчиләрниң, йәрлик хәлқниң өрп-адәт вә диний етиқадиға мухалип сөз-һәрикәтлири, саяһәтчиләрниң саяһәт мулазимити билән шуғулланғучи орун вә мулазимларниң хизмитигә тосқунлуқ қилиши, саяһәтчиләрниң йәрлик сақчи, аманлиқ қоғдаш даирилириниң хизмитигә дәхли қилиши қатарлиқларниңму чәклинидиғанлиқи бәлгиләнгән.
Даириләрниң уйғур елиниң саяһәтчилик ишлирини башқурушта бу 10ни чәкләш чарисини чиқиришқа немә мәҗбур қилди?
Хитайниң уйғур елидики қиммәтлик мәдәний ядикарлиқ орунлириниң қара қоюқ ечиветилишини изчил тәнқидләп келиватқан америкидики тарих пәнлири доктори қаһар барат әпәнди, йәрлик хәлқниң инкаси вә саяһәтчиләрниң елип келиватқан реал бузғунчилиқлириниң даириләрни бу хил 10ни чәкләшни йолға қоюшқа мәҗбур қилған болсиму, әмма бу хил түзүлмә конкретлашмай туруп, саяһәтчиләрниң сапаси көтүрүлмәй муһими даириләрдә немини һәммидин бәкрәк қоғдаш айдиңлашмай туруп, саяһәтчилик мушундақ тәрәққий қилип маңса, униңдин келидиған әслигә кәлтүргүсиз апәтниңму охшашла чоңийидиғанлиқини оттуриға қойди.
Шинҗаң иқтисад гезити хәвиригә қариғанда, йилда бир өткүзүлидиған җуңго шинҗаң хәлқара алаһидә саяһәт байрими 1-өктәбир башлинидиған болуп, 4-қетим өткүзүлидиған бу байрамға бу йил әслидики җәнубий шинҗаң линийиси асасида йеңидин шималий шинҗаң линийиси қошулған.
1-Өктәбирдин 6-өктәбиргичә өткүзүлидиған бу нөвәтлик байрам җәрянида “миң аптомобил, он миң кишиниң тәклимаканни кесип өтүши”, “тәңритағни сөйимән” темисидики өз аптомобилини һәйдәп саяһәт қилиш паалийити елип берилидикән.
Уйғур аптоном райони саяһәт идариси йеңи чиқарған 10 ни чәкләш бәлгилимисиму-1 өктәбирдин башлап уйғур елидә омумйүзлүк йолға қоюлидикән.