Тәрәққияттин йирақ, әйдизгә йеқин-хотән
2013.04.10
Йеқинқи 10 йилда уйғур елиниң әйдиз юқум вәзийити барғанчә җиддийләшмәктә. Нөвәттә уйғур елидә әйдиз вируси юқумдари байқалмиған бирму шәһәр, наһийә, йеза қалмиди. Һәтта тәклимаканниң әң четигә җайлашқан, һәр тәрәптики тәрәққияти чоң шәһәр, наһийиләргә баққанда бир қәдәр аста болуватқан, нопусиниң көп қисмини уйғурлар игиләйдиған, уйғурларниң диний вә миллий әхлақи чиң сақлинип келиватқан юртлардин хотәнму йеқинқи йилларда әйдиз вәзийити барғанчә еғирлишиватқан юртлар қатариға өтти. Шу сәвәблик йеқинда хотән вилайәтлик һөкүмәт 2013-йиллиқ әйдизниң алдини елиш хизмәт нишани мәсулийәт түзүмини йолға қойған болуп, мәсул кадирларни мәсулийәтнамигә имза атқузуп хотәндә барғанчә ямраватқан әйдиз вирусниң техиму кәң тарқилишини үнүмлүк тизгинлимәкчи болған.
Хотән вилайәтлик мәһкимә ториниң хәвиригә қариғанда, 8-апрел күни, хотән вилайитидә әйдиз вируси тарқилиш вәзийитини йәниму җиддий контрол қилиш мәқситидә “әйдиз тәһдитини мөлчәрләш хизмәт йиғини” чақирилған. Йиғинда, әйдиздин мудапиәлиниш вә уни давалаш пиланида,/ алдини елишни асас қилип, хәтәрлик амилларни йәниму чоңқур тәһлил қилип түзәш вә мунасивәтлик қаратмилиқ сиясәтләрни йүргүзүш оттуриға қоюлған. Муһими һәр дәриҗилик кадирлар әйдизниң алдини елиш хизмәт нишани мәсулийәтнамисигә имза атқан. Буниң билән хотән вилайити муавин валиси һәсәнҗан нейит хотән вилайитидә әйдиз тәһдитини мөлчәрләш хизмитиниң рәсмий башланғанлиқини җакарлиған.
Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур елидә тунҗи әйдиз юқумдари 1995-йили байқалған иди, хотәндә болса 1996-йили байқалған. Әйдиз вирусниң хотәндә ямриши йеқинқи йилларда наһайити тез вә кәң болған болуп, һазир хотән әйдиз юқумдарлириниң сани җәһәттә уйғур ели бойичә 6-орунда икән. Әмма хотән вилайитиниң әйдиз юқум омумий сани барлиқ мәтбуатлардин мәхпий тутулмақта. Хәвәрдә йәнә, хотәндә байқалған әйдизләрниң юқтурувелиш йоллири асасән шипрсни ортақ ишлитиш вә җинсий мунасивәт, дәп көрситилгән.
Хотәндә ишқа киришкән әйдиз тәһдитини мөлчәрләш хизмити вилайәткә қарашлиқ шәһәр, наһийә, йезиларда көп тәрәплик органлар бойичә тәкшүрүп тизимға елиш, җәмийәттә системилиқ тәшвиқатни күчәйтиш, аптоном райондики әйдиз мутәхәссислири вә давалаш хадимлирини тәклип қилиш қатарлиқ түрләр бойичә елип берилидикән.
Хотән шәһәрлик сәһийә идарисиниң бир хадими зияритимизни қобул қилип, нөвәттә әйдизниң алдини елиш вә давалаш җәһәттә тәшвиқатни күчәйтиватқан,һәтта вилайәт һәм хотән шәһиридә алдини елиш давалаш җәһәттә сәһийә тармақлириниң тәрәққияти бир қәдәр яхши болсиму, әмма наһийә, йезиларниң йәнила қалақлиқини әскәртти.
Қарақаш наһийисиниң мәлум йезилиқ амбулаторийисидә хизмәт қилидиған бир сестра һазирға қәдәр йезида техи әйдиз тәкшүрүш яки давалаш системиси бәрпа қилинмиғанлиқини, бир қетимла ишлитилидиған окул шипрслириниңму техи омумлашмиғанлиқини, әйдиздин гуманланған бимарларни тәкшүртүш үчүн йәнила наһийилик вә яки униңдин юқири дохтурханиларға йоллайдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур елиниң әйдиз омумий вәзийитигә даир материялларда көрситилишичә, хотән уйғур елиниң әң җәнубидики уйғур нопуси 96% тин ашидиған вилайәт, 1996-йили хотәндә тунҗи әйдиз юқумдари байқилип 2005-йилиға барғанда җәмий 7 наһийидә әйдизләр сани 65 кә йәткән. Әйдиз юқумдарлириниң әң кичики икки яшта, әң чоңи 47 яшта болуп, асаслиқ санни 20яштин 40 яшқичә болған сағлам яшлар игилигән. Әйдизләрниң 96% и уйғур, юқумланғучилар арисида зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр 70.8% Ни игилигән болуп, окул шпирисни ортақ ишлитиш асаслиқ юқуш йоли болған. юқуш йоли ениқ болмиғанлар 16.9%ni Игилигән.
Хитай сәһийә тармақлири хотәнниң әйдиз юқум вәзийити һәққидә буниңдин йеңи яки толуқ мәлуматларни елан қилип бақмиди.
Нөвәттә даириләр уйғур елидә байқалған әйдиз юқумдарлириниң 60 миңдин ашқанлиқини елан қилди, адәттә әйдиз мутәхәссислири әйдиз юқумдарлириниң һәқиқий санини, ашкариланған әйдизләр санини алтә һәссиләш арқилиқ мөлчәрләйду.
Уйғур елидики бирдин-бир әл ичи әйдиздин мудапиәлиниш мәслиһәт бериш мәркизиниң башқурғучиси әхмәт қурбан зияритимизни қобул қилип, уйғур елидә әйдиз тарқилишиниң тез һәм кәң болушида, тәшвиқатниң вақтида вә үнүмлүк болмиғанлиқи, асасий сәвәб икәнликини, буниңда мунасивәтлик кадирларниң еғир мәсулийити барлиқини тәкитлиди.
Гәрчә даириләр уйғур елидә, әйдизниң йеқинқи йилларда шиддәт билән кәңри тарқилиши вә немә үчүн уйғурларниң асанла шундақла асаслиқ әйдизниң зиянкәшликигә учриғучи болуп қеливатқанлиқиниң сәвәбини, зәһәрлик чекимлик билән бағлап кәлгән болсиму, әмма уйғурлар буни кәлтүрүп чиқириватқан сәвәбләрни, сиясий, иқтисадий, иҗтимаий тәрәпләргә четишлиқ интайин мурәккәп дәп қарайду. Шундақла “уйғурлардики әсли әйдизгә қарши тәбиий қалқан һасил қилалайдиған әнәниви әхлақ вә динниң суслишиши билән әйдиз вабасиниң уйғурларға бөсүп киришигә ишик ечилди” дәпму мулаһизә қилиду.