Хитай оқуғучилар өзини “шәрқий түркистанлиқ” дегән уйғурға тәһдит салған

Мухбиримиз меһрибан
2018.02.21
xitay-oqughuchi-shi-jinping-kutuwelish.jpg Хитай рәиси ши җинпиңни күтүвелиш үчүн кәлгән виригинийә техника университетиниң хитай оқуғучилири. 2015-Йили 25-сентәбир, вашингтон.
AFP

Америкидики мәлум университетта оқуватқан бир уйғур оқуғучи бир қетимлиқ дәрстә өзини “шәрқий түркистанлиқ уйғур” дәп тонуштурғини үчүн, шу синиптики хитай оқуғучиларниң тәһдитигә учриған. Әмма у, бу бир топ хитай оқуғучиға охшаш усул билән “дәрс” берип қойған.

Бу оқуғучиниң билдүрүшичә, әйни чағда у өзини “шәрқий түркистанлиқ уйғур” дәп тонуштурғинида шу синипта оқуватқан бирнәччә нәпәр хитай оқуғучи дәрһал инкас қайтуруп, уни синиптики башқа дөләтләрдин кәлгән оқуғучилар алдидила, “сән мустәқиллиқни тәшәббус қиливатисән, бөлгүнчи унсур, сени америкидики җуңго әлчиханисиға мәлум қилимиз” дәп тәһдит салған.

Әмма бу уйғур оқуғучи хитай оқуғучилириниң тәһдитигә охшаш усул билән җаваб қайтурған.

У, америкиниң бир әркин дөләт икәнликини, һәр кимниң өз қариши вә таллиши бойичә яшайдиғанлиқини тәкитләп, өзиниңму бу хитай оқуғучиларниң тәһдит қилмишини “америкиниң кишилик һоқуқ әркинлик қанунлириға хилап ишларни қилди”, дәп америка һөкүмәт органлириға әрз қилидиғанлиқини ейтқан.

Шу саәтлик дәрстики оқутқучи вә башқиларму бу уйғур оқуғучини қоллайдиғанлиқини билдүрүп, униңға тәһдит салған хитай оқуғучиларни әйиблигән. Нәтиҗидә, бу хитай оқуғучиларниң деми ичигә чүшүп кәткән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди өзиниң бу иштин хәвири барлиқини билдүрди.

Илшат әпәнди баянида хитай оқуғучиларниң тәһдитигә учриған бу уйғур оқуғучиниң америкиниң кишилик һоқуқ қиммәт қариши вә қануниға тайинип өзини қоғдашқа тиришқанлиқи, һәтта чәтәлләрдә яшаветипму хитай һөкүмитиниң кәтминини чапидиған бу хилдики хитай оқуғучиларға дәрс берип қойғанлиқини алқишлиди.

Америкида яшап туруқлуқму, хитай коммунист һөкүмитиниң сияситини ақлайдиған бу хил хитай оқуғучиларниң пикир ихтилапи сәвәблик өз мәктәпләрдики уйғур вә башқа оқуғучиларға тәһдит салидиған әһвалларниң бар-йоқлуқини билиш үчүн виригинийә штатиға җайлашқан “елингуа тил мәктипи” ға телефон қилдуқ.

Телефонимизни алған хизмәтчи хадим мәзкур мәктәптә хитайдин кәлгән оқуғучилар бар болсиму, әмма мәзкур мәктәптики хитай уйғур вә тибәт оқулғучилар арисида пикир ихтилапи сәвәблик тоқунушуп қелиш вәқәлири йүз бәргәнликини аңлимиғанлиқини билдүрди.

Әмма, йеқиндин буян америкидики таратқуларда елан қилиниватқан хәвәр-анализларда җорҗи вашингтон университети қатарлиқ университетлардики хитай оқуғучиларниң уйғур вә тибәт һәққидики илмий муһакимә йиғинлири, тәйвән вә хоңкоңлуқ сиясий паалийәтчиләр тәклип қилинип уюштурулған лексийәләргә ашкара қаршилиқ қилиш вәқәлири йүз бәргәнлики илгири сүрүлгән.

Юқириқи сәвәбләр вә хитайдин келидиған һәр хил бесимлар түпәйлидин уйғур, тибәт, тәйвән вә хоңкоң мәсилилири тәтқиқати билән шуғуллинидиған тәтқиқатчи профессорларниңму бәзи тосқунлуқларға учриғанлиқи ашкариланған.

Игилинишичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң аталмиш куңзи институтлири арқилиқ америкидики академийә вә пикир әркинликигә хилап һәрикәтләрни барғанчә күчәйткәнлики мәлум.

Хитайниң америкидики академийә вә пикир әркинликигә һәр хил йоллар билән тосқунлуқ елип келиватқанлиқи илгири сүрүлүватқан бир мәзгилдә америка дөләт мәҗлиси истихбарат комитети өткән һәптә хитайниң америкидики зиянкәшлик һәрикәтлири һәққидә бир гуваһлиқ бериш йиғини чақирған.

Йиғинда америкидики мәркизий ахбарат идариси (CIA) вә федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) қатарлиқ 6 чоң истихбарат оргини хитайниң америкидики җасуслуқ һәрикәтлириниң америка һөкүмитинила әмәс, бәлки йәнә америкиниң илмий тәтқиқат органлириниму нишан қилғанлиқи, уларниң профессор, илмий тәтқиқатчи вә оқуғучиларни җасуслуқ үчүн ишлитидиғанлиқини тәкитлигән.

Униңдин башқа америка дөләт мәҗлиси әзаси марко рубио йеқинда америкидики куңзи институтлириниң америка университетлирида пикир әркинликигә бузғунчилиқ қиливатқанлиқини агаһландурған вә уларни тақашни тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.