BBC Да өткүзүлгән уйғурлар һәққидики муһакимидин хатириләр (2)

Мухбиримиз әзиз
2018.08.27
Uyghur-siyasi-paaliyetchi-Nuri-Turkel-BBC.png Уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл BBC ниң “мүшкүл сөһбәтләр” программисида. 2018-Йили 21-авғуст.
Photo: RFA

Өткән һәптә әнглийәдики әң чоң ахбарат васитилиридин болған “биританийә радийо ширкити” қармиқидики “қийин сөһбәтләр” программиси уйғур сиясий паалийәтчи, адвокат нури түркәлни тәклип қилип уйғурлар дияриниң һазирқи вәзийитини муһакимә қилған иди. Сөһбәт җәрянида хитай һөкүмитиниң дуня хәлқигә уйғурлар һәққидә бериватқан мәлуматлиридики чинлиқ мәсилиси бир муһим тема болди.

Шу қатарда риясәтчи хитай һөкүмитиниң нәшр әпкари болған “йәр шари вақти гезити”дин нәқилләр кәлтүрүп, һазир хитай һөкүмити “барчә чатақни териватқан ашу уйғурлар” дәватқанлиқини, бу җайда һечқандақ лагерлар мәсилисиниң мәвҗут әмәслики вә бу йеңи муәссәләрниң техника җәһәттә тәрбийәләш мәктипи икәнликини тәкитләватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң һазир уйғур диярида намратлиқни түгитиш үчүн кишиләрни йөткәп ишқа орунлаштуруватқанлиқини, уйғур диярида иҗтимаий муқимлиқни ишқа ашуруш вә намратлиқни түгитиш үчүн көплигән тәдбирләрни еливатқанлиқи, буларниң әмәлийәттә иҗабий һадисиләр икәнликини тәкитлиди. (Аваз1)
Нури түркәл бу һәқтә чүшәнчә берип, мундақ деди:
“бу хәвәрләр пүтүнләй учиға чиққан ялған мәлуматлардур. Йәнә келип хитай һөкүмити мушундақ ялғанларни тоқушқа моһтаҗ, чүнки бу хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зулумлирини йоллуқ қилип көрситиш үчүн қолланған кона чарилири. Әмма пүткүл аһалиниң он пирсәнтидин артуқрақини қамаш арқилиқму буни һәргизму йоллуқ қилип көрситишкә болмайду. Қайта тәрбийәләш дегән гәпниң өзидиму көплигән мәсилиләр мәвҗут: униңда бир милләт атеизимчи яки динсиз бир қовмға айлинишқа мәҗбурлиниватиду. Әмма гезит йүзидики һәммиси пүтүнләй ялған тәшвиқат хәвәрлири. Хитай компартийәсиниң ялғанни үч қетим тәкрарлиши билән бу сахтилиқ һәқиқәткә айлинип қалидиған иш йоқ.”

Шуниңдин кейин риясәтчи шавн лей хитай һөкүмитиниң немә үчүн йеқинқи мәзгилләрдә бир қатар қаттиқ тәдбирләрни еливатқанлиқи һәққидики чүшәндүрүшлирини нәқил кәлтүрди вә уларниң “бир қисим кишиләр диний әсәбийликкә алданған” дәп қараватқанлиқини тәкитлиди. У шуниңдәк өткән мәзгилдә уйғур диярида көрүлгән һәмдә зор сандики өлүм-йитим вәқәлиригә сәвәб болған үрүмчи пойиз истансисидики бомба партлитиш вәқәси, үрүмчи шәһиридики әтигәнлик отяш базириға машинилиқ һуҗум қилиш вәқәси, йәкәндики сақчиханиға пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси, бүгүр базиридики хитай дукандарларға һуҗум қилиш зорлуқ һәрикәтлири қатарлиқ вәқәләрниң бир йилниң ичидила йүз бәргәнликини мисал кәлтүрүш арқилиқ уйғур диярида “зорлуқ вәқәлириниң болуватқанлиқи, әмма буларниң һөкүмәттин келиватқан зорлуқ әмәслики”ни тәкитлиди.

Нури туркәл бу әһваллар һәққидә тохтилип: “хитай һөкүмити буниңлиқ билән шаирларни, университетниң профессорлирини, алимларни, сазәндиләрни яки тәнһәрикәтчиләрни йиғивелиш лагерлириға қамивалғанлиқини йоллуқ қилип көрситәлмәйду” дейишигә риясәтчи 1970-йиллири буниңға охшап кетидиған әһвалниң әнглийәдиму йүз бәргәнликини, шу вақитта әнглийәдин айрилип чиқип мустәқил болушни истәватқан шималий иреландийәликләрниң “зорлуқ һәрикәтлирини қилип салмаслиқи үчүн” мушундақ тәқиб сиясити қоллинилғанлиқини тәкитлиди. Нури туркәл буниңға қарита җаваб берип: “биз тарихтин савақ елишмиз лазим. Бундақ ишларни америкиму қилған. Әмма буниңлиқ билән бу ишлар тоғра ишларға айлинип қалғини йоқ. Хитай һөкүмити һазир мушундақ устилиқ билән ғәрб дунясидики кишиләрниң һес-туйғусини алдап кетиватиду” деди. Риясәтчи буниңға җавабән уйғур дияридики кишиләрниң һес-туйғусиниңму муһим орун игиләйдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң ашу райондики кишиләрниң хатирҗәм өйлиридин сиртларға чиқалайдиған бихәтәрлик туйғуси үчүн зор күч чиқириватқанлиқини тәкитлиди. Нури туркәл бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң әмәлийәттә өзлириниң ялғанлирини базарға селиш үчүн сорун тәйярлаватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди:“бу бир қуруқ нәзәрийә. Улар өзлириниң немә қиливатқанлирини мушундақ тәсвирлимәктә. Мән бу гәпләргә ишәнмәймән, әлвәттә. Чүнки хитайлар һазир толуқ назарәт дөлити бәрпа қиливатиду. Йәнә келип улар һазир уйғурларни мәҗбурий йосунда ассимилятсийә қилмақчи болуватиду. Шуңа һазир буниңға қарши чиққан һәрқандақ киши өзини йиғивелиш лагерида көриду. Өткән йили апрелда улар мушу қабаһәтлик чариләрниң бири болған ‛әсәбийликни түгитиш‚ тәдбирлирини иҗра қилишқа киришти. Буниңда мәдәнийәтлик җәмийәттики кишиләр омумйүзлүк қобул қилған сақал-бурут қоюш, һалал йемәклик истемал қилиш, балилириға диний исимларни қоюш дегәнләр қаттиқ һуҗумға учриди. Демәк хитай һөкүмити мушу йосунда һазир биз сөзлишиватқан қабаһәтләргә устилиқ билән йол ечиватиду.”

Әмма риясәтчи нөвәттә хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғурларни зорлуқ күч ишлитишкә һазирлиқ көрүватиду, дәп ишинидиғанлиқи, “түркистан ислам партийәси” намидики сиясий партийәниң уйғурларни зорлуқ һәрикәтлиригә үндәватқанлиқи, бу партийәни америка вә әнглийә һөкүмәтлириниң аллиқачан “террорлуқ тәшкилат” дәп бекитип болғанлиқини тәкитләп бу пакитлардин атлап өтүп кетишкә болмайдиғанлиқини билдүрди. Нури туркәл бу һәқтә чүшәнчә берип, хитай һөкүмитиниң ғәрб дунясидики көз боямчилиқ қилмишлирини қандақ қилип шунчә утуқлуқ елип маңалиғанлиқидики сәвәбләр қатарида “террорлуққа қарши туруш” мәсилисиниң суйиистемал қилинишини тилға алди. У мундақ деди:“хитай һөкүмити охшаш бир гәпни 15 қетим десиму дәвериду. Гәрчә бу пакитларни америка һөкүмитиму оттуриға қойған болсиму, бу гәпләрниң чиққан йери хитай һөкүмитидур. Чүнки ‛түркистан ислам партийәси‚ болсун яки ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ болсун бирдәк хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүлгән. Хитай һөкүмити ‛11-сентәбир вәқәси‚дин әпчиллик билән өз мәнпәәти үчүн пайдиланған мәмликәтләрниң бири. Бәлким бу җәһәттә әң үнүмлүк пайдиланған һөкүмәт, дейишкиму болиду. Әмдиликтә болса әнглийә һөкүмитиниңму бу ‛тәшкилат‚ларни террорлуқ тәбири бойичә тәстиқ қилиши оттуриға чиқиватиду. Һалбуки, бу хилдики сөз ойнитишниң һазирғичә бирәр маддий испати заһир болған әмәс. Хитай һөкүмити мушу хилдики нәйрәңләр билән ғәрб дунясиниң көзини бояп кетиватиду. Мән мушу пурсәттин пайдилинип дәл мушу мәсилини қисқичә изаһлап қояй: хитай һөкүмитиниң түрлүк-түмән истратегийәлик тактикилар арқилиқ мушу хилдики қорқунчлуқ бир тәсвирни оттуриға қоюши сәвәблик әнглийә яки америкиниң дөләт бихәтәрлик системисида хизмәт қиливатқан көплигән садда кишиләр хитайниң мушу хилдики рәңвазлиқлириға алдинип қеливатиду, шуниңдәк ғәрб дуняси билән хитай һөкүмитиниң охшаш характердики террорлуққа қарши күрәш қиливатқиниға ишинип қеливатиду.”

Шуниңдин кейин нури түркәл асаслиқ қилип, бу мәсилә һәққидә америка һөкүмитиниң аллиқачан ипадә билдүрүп болғанлиқини, йәнә келип ақ сарайда хитайниң әһвалидин яхши хәвәрдар болуватқан бир түркүм кишиләрниң америка рәһбәрлик қатлимиға бу мәсилә һәққидә тоғра мәслиһәт берәләйдиғанлиқини, әмдиликтә явропадики һөкүмәтләрниң давамлиқ бу хилдики ялған-явдақларға алдинип қалмаслиқи лазимлиқи һәққидә қисқа вә чүшинишлик сөз қилди.
Бу қетим сөһбәттин кейин биз нури түркәл билән бу қетимқи сөһбәттә җаваб беришкә шараит болмай қалған бир қисим соаллар тоғрилиқ сөзләштуқ. Шу соалларниң бири хитай немә үчүн һазирқидәк пәвқуладдә пәйттә мушу хилдики пәвқуладдә тәдбирләр арқилиқ уйғурларға зулум қилишидики сәвәбләр һәққидә болди. Нури түркәл бу тоғрилиқ тохтилип, буни үч нуқта бойичә чүшинишкә болидиғанлиқини билдүрди.

“қийин сөһбәтләр” программисида нури түркәл җаваб берип болғучә сөз темиси башқа яққа бурулуп кәткән йәнә бир соал пүтүн хитай миқясида “ши җинпиң идийәсини өгиниш” долқуни әвҗ еливатқан бир пәйттә бу һални қандақ болуп “уйғурларға зулум салғанлиқ” дәп қараштики түп сәвәб иди. Биз бу тоғрилиқ нури түркәлгә қайта соал қойғинимизда у хитайда аммиви һәрикәт шәклидә давам қиливатқан бу “өгиниш” ниң уйғурлар диярида “қораллиқ назарәт” астида әмәлгә ешиватқанлиқини билдүрди.

Нури түркәл ахирида уйғурлар диярида әвҗ еливатқан сиясий бастурушниң дуня үчүн вә хитай үчүн немиләрдин дерәк беридиғанлиқи һәққидә тохталди. Униң пикричә, хитай һөкүмити нөвәттә уйғурлар диярини бир зор тәҗрибә базисиға, уйғурларни болса тәҗрибә обйектиға айландурувалған болуп, уйғурларни синап қилип чиққандин кейинки һадисиләрниң һәммиси хитай өлкилиригә вә дуняға кеңийиш басқучиға өтидикән. Шуңа уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләрни дуняниң қандақ чүшиниши маһийәттә уйғурлар мәсилисиниң дуняви мәсилә болуп қеливатқанлиқини бәлгилигән йәнә бир сәвәб икән.

Мәлум болушичә, бу қетимқи муһакимә уйғурлар мәсилисиниң дуняви тәсиргә егә “қийин сөһбәтләр” программисида тунҗи қетим оттуриға қоюлуши болуп, анализчилар бу һални “уйғурлар мәсилисиниң ташқи дуняға техиму яхши билинишидики муһим бир қәдәм” дәп қаримақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.