Түркийә хитайниң уйғурларни хорлишиға немә үчүн сүкүт қилиду?

Мухбиримиз әркин
2018.09.18
bir-belwagh-bir-yol-yighini-erdoghan-shi-toxtam.jpg (Иккинчи рәт оңдин солға) түркийә рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән хитай рәиси ши җинпиң “хәлқаралиқ бир бәлвағ, бир йол мунбири йиғини” дин бир күн илгири икки дөләт келишимигә қол қоюш мурасимида. 2017-Йили 13-май, бейҗиң.
AFP

Йеқинда оттура шәрқ вәзийитини көзитидиған мәркизи вашингтондики “әл-монитор” торида түркийә хитайниң уйғурларни хорлишиға немә үчүн сүкүт қилидиғанлиқи һәққидә бир парчә мақалә елан қилинған. “әнқәрә хитайниң уйғурларни хорлишиға ғәлитә рәвиштә сүкүт қилмақта” сәрләвһилик мақалә түркийәлик тәтқиқатчи, “әл- монитор” ториниң обзорчиси метин гөрҗан тәрипидин йезилған.

Мақалида бурун түркийә хәлқи хитайниң уйғур түрклирини бастурушиға қарши кәчлик инкас қайтуруп кәлгән болсиму, бирақ һазир мәйли түркийә һөкүмити болсун мәйли түрк хәлқи болсун буниңға һечқандақ ипадә билдүрмәйватқанлиқи тәкитлинип, буниң сәвәби анализ қилинған иди.

Бу мақалә 14‏-сентәбир елан қилинип дәрһал түркийә һөкүмитиниң сизиқидики “сабаһ гезити” ниң тәнқидигә учрайду. Президент әрдуғанниң көйоғли, малийә министири бәрат албайрақниң контроллуқида дәп қарилидиған “сабаһ” гезити 15‏-сентәбир елан қилған хәвиридә “әл монитор” тори “қара тәшвиқат” елип бериш билән әйиблинип, “түркийә-хитай йеқинлишиватқан бир дәврдә бундақ хәвәрни елан қилишниң немә мәқсәтни чиқиш қилғанлиқи” соралған. “сабаһ” гезити “хитай даирилириниң бир милйондин артуқ уйғур түркини йиғивелиш лагерлириға қамап, тән җазаси вә зулум селиватқанлиқиға даир хәвәрни хитай тәрәп рәт қилған болсиму, лекин униң тилға елиниши диққәт қозғайдиғанлиқи” ни тәкитлигән иди.

Мәзкур мақалиниң аптори, доктор метин гөрҗан сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, өзиниң қаришида чиң туридиғанлиқи, бу мақалиниң “әл монитор” торида елан қилиниши өзиниң қарари икәнликини, униң бу тор билән һечқандақ алақиси йоқлиғини билдүрди. Униң қәйт қилишичә, түркийә ахбарати сүкүт қилсиму, лекин хәлқара таратқуларда уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә нурғун обзор, хәвәр вә доклатларниң елан қилиниватқанлиқи бир реаллиқ икән.

У мундақ дәйду: “өткән икки айдин бери хәлқара хәлқара таратқулар шинҗаң районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир хәвәр, обзор қатарлиқлар мәлуматлирини көпәйтти. Мән буни етирап қилимән. Бирақ мениң бу мақалини ‛әл монитор‚ да елан қилишим пүтүнләй мениң қарарим билән болди. Бу ‛әл монитор‚ниң тәһрирати яки уларниң қарари билән болған иш әмәс. Қандақ мақалә йезип қайси бәттә елан қилишни улар қарар қилмайду. Шуңа, бу мениң қарарим. Шуңа, бу мақалиниң елан қилинишида бу торниң һечқандақ қарари йоқ. Бирақ мән юқирида ейтип өткәндәк шинҗаң районида йүз бериватқан әһваллар тоғрисидики мәлуматларниң көпәйгәнлики раст.”

Метин гөрҗан “әл монитор” торидики мақалисидә, түркийәниң уйғур мәсилисигә үн чиқармаслиқидики сәвәблирини анализ қилип, буни 4 нуқтиға йиғинчақлиған. Униң қаришичә, буниң бири сиясий амил болуп, һазир түркийә еғир иқтисади мәсилигә дуч кәлгән. У хәзинисидики доллар вә явро перевотини көп хиллаштурушқа тиришиватқан болуп, хитай ташқи перевотни көп хиллаштурушимизға ярдәм бериду, дәп қарайдикән. Иккинчи, әнқәрә йәнә хитайниң түркийәдә ул- әслиһәләргә мәбләғ селишиға үмид бағлайдикән. Үчинчи хил еһтималлиқ бәлки түркийә һөкүмити ахбарат васитилиригә чәклимә қойған болуши мумкин.

Метин гөрҗан төтинчи еһтималлиқ һәққидә тохтилип, түркийәдә бәзиләр америка таратқулириниң уйғур мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшини пиланлиқ монопол қилиш, дәп қарайдиғанлиқи, бу қараштикиләр америка түркийә-хитай һәмкарлиқини халимайду, у уйғур мәсилисини мәқсәтлик күнтәртипкә кәлтүрүп, түркийәниң хитайни әйиблишини, бу арқилиқ америка мәнпәәтигә хизмәт қилдурушни ойлайду, дәп қарайдиғанлиқини илгири сүргән.

У сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда йәнә юқириқи амилларни шәрһләп өтти. У мундақ дәйду: “түркийәниң (уйғур районидики) кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә даир пикирләргә қулақ йопуруп келиватқанлиқиға бир қанчә йиллар болуп қалди. Әгәр сиз мақаләмни инчикилик билән оқусиңиз әнқәрәниң немә үчүн бу мәсилигә қулақ йопуриватқанлиқиниң сәвәблирини тәпсилий чүшәндүрүлгән. Буниңдики биринчи сәвәб, мақалидә ейтилғандәк реал сиясәт амилидур. Чүнки, әнқәрә өзиниң ташқи перевот қәрз елиш мәнбәсини көп хиллаштурушқа тиришмақта. Мана бу униң қулақ йопуришидики биринчи сәвәб. Иккинчи амил, әнқәрә зор көләмлик ул- әслиһәләр қурулуши билән мунасивәтлик. Чүнки, әнқәрә болупму енергийә, ул- әслиһәләр, төмүрйол, кан шундақла алақә, технологийә, интернет саһәлиригә мәбләғ селинишини үмид қилиду. Хитай кәлгүси 4-5 йил ичидә түркийәгә нәччә милярд долларлиқ мәбләғ селиш пилани бар. Мана бу түркийәниң қулиқиниң йопурилишидики йәнә бир муһим амил. Демәк, бу йәрдә иқтисади вә сиясий амиллар рол ойнимақта. Шуңа, түркийәниң буниңға қизиқмаслиқ мумкинчилики йоқ.”

Түркийәниң йеқинқи йиллардин бери ғәрб билән болған мунасивити изчил начарлишип, бу униң һазирқидәк русийә вә хитайға йеқинлишишини кәлтүрүп чиқарди. Америка мичиган университетиниң оқутқучиси, профессор тимур коҗаоғлуниң қаришичә, түркийәниң “шәрқий түркистан” мәсилисигә көңүл бөлүши униң ғәрб билән мунасивәтлирини түзитип, мәмликәт ичидә демократик һәқ-һоқуқларни кеңәйтишигә бағлиқкән.

У мундақ дәйду: “әгәр түркийә ахирқи 10 йилда йолға қойған сияситини өзгәртип, ғәрб дөләтлири билән болған мунасивитини яхшилиса, чүнки буни яхшилаш үчүн 1‏-шәрт түркийәниң демократик һәқ-һоқуқларни түзитип, пикир вә мәтбуат һөрийитини кеңәйтиши керәк. Әлвәттә бу шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң ғәрб билән болған мунасивәтлирини түзитип, мәмликәт ичидики демократик һәқ-һоқуқларни кеңәйтишигә бағлиқ мәсилә. Түркийә
Демократийәләшмәй туруп, униң шәрқий түркистандики әһваллар тоғрисида бирәр гәп қилишидин үмид йоқ.”

Униң қаришичә, түркийәниң дуняда йәклинип қелиши уни хитай вә русийә билән йеқинлишишқа мәҗбур қилмақта икән. У мундақ дәйду: “америкиниң хитайға вә иранға тутқан сиясити түпәйли түркийә һази руняда йәклинип қеливатиду. Чүнки, түркийәниң һәм иран һәм хитай билән алақиси бар. Әмма ахирқи вақитларда түркийә америка вә ғәрб дуняси билән тутушуп қалди. Шуңа әрдуғанниң сиясити бу йолға киргәндә бу гәпни (уйғур мәсилиси)ни әлвәттә һеч тилға алмайду. Шуңа, бу мәсилини чүшәндүрүш наһайити қийин һәм мурәккәп.”

Метин гөрҗан “әл монитор” дики мақалисидә, йеқинқи бир қанчә һәптидин бери хитайниң “шинҗаң” да бир милйондәк уйғурни бастурғанлиқиға даир хәвәрләр кәң тарқиливатқанлиқини әскәртип, “бу һәқтики хәвәрләрдә мәзкур мусулман аз санлиқ милләт кишилириниң “қайта тәрбийә елиш бериш”, “ашқунлуқ идийәләрни” тазилаш мәқситидә йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи оттуриға қоюлуп кәлди. Нурғун дөләтләрдики тәтқиқатчилар, журналистлар, зиялийлар бу мәсилини оттуриға қоюп туруватқан болсиму, лекин түркийә һөкүмити вә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси шундақла униң иттипақдиши -милләтчи һәрикәт партийәси бу мәсилини көрмәскә селип кәлди шундақла түрк ахбарат буниңға қулақ йопуруп, гача бөливалди” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.