Майкил кларк: “хитай һөкүмити террорлуқ баһанисидә уйғурларға мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзмәктә!”

Мухбиримиз әзиз
2018.06.18
bronewik-saqchi-heybiy-qeshqer.jpg Броневик билән коча чарлаватқан хитай қораллиқ алаһидә сақчилири. 2017-Йили 5-ноябир, қәшқәр.
AP

Йеқиндин буян ғәрб дунясидики һәрқайси ахбарат васитилиридә бир милйондин артуқ уйғурниң “тәрбийәләш арқилиқ өзгәртиш” кә елип кетилиши һәққидә арқа-арқидин хәвәрләр берилгәндин кейин хәлқарада бир зор ғулғула қозғалди. Шуниң билән биргә буниңға аит көплигән “немә үчүн” дегән соаллар оттуриға чиқти. Австралийә дөләтлик университетниң профессори, доктор майкил кларкниң имзасида 18-июн күни “шәрқий асия мунбири” да елан қилинған бу һәқтики мақалида бу соалларниң биригә җаваб берилиду һәмдә буниң тасадипий оттуриға чиқип қалған һадисә әмәслики тәкитлиниду.

Профессор майкилниң қаришичә, нөвәттә хитай һөкүмити 2001-йилидики “11-сентәбир вәқәси” дин кейин оттуриға чиққан “ислам террорлуқи” дегән кона муқамни тохтимастин челиватқан болуп, изчил һалда уйғурларни хәлқараға “диний ашқун күчләр” дәп көрситишкә урунуп кәлмәктә икән шундақла мушу әбҗиқи чиқип кәткән кона дәсмайә арқилиқ өзлириниң уйғурларни бастуруш һәрикитини йоллуқ қилип пәрдазлап кәлмәктә икән. Бу болса йеқинда пүтүн дуняни һәйрәттә қалдурған “ғайәт зор түрмә” җәмийитини вуҗудқа кәлтүргән.

Апторниң қаришичә, уйғурлар дияри 1949-йили хитайниң бир қисмиға айландурулғандин буян уйғурлар изчил буниңға наразилиқ билдүрүп кәлгән. Хитай һөкүмити болса буниңға қарита икки хил истратегийә бойичә тақабил туруп кәлгән. Буниң бири, сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт саһәлиридики контроллуқни зор күч билән иҗра қилип, хитайларни бу районға йәрлишишкә риғбәтләндүрүш, йәнә бири зулумни асас қилған “иқтисади тәрәққият” арқилиқ уйғурларниң қаршилиқини көмүп ташлаш болған. Буниң билән уйғурлар нопус җәһәттә үстүн орунда болалмаслиқ, сиясий җәһәттә йәклиниш, мәдәнийәт җәһәттә болса дөләтниң контроллуқида болушқа мәһкум болған. Бу хил мәһкумлуқ изчил һалда уйғурларниң мәдәнийәт системисини вәйран қилип, уларниң миллий кимликини еритиветишкә хизмәт қилған. Нөвәттики уйғур җәмийити болса бу хил нишанниң әмәлгә ешишидики әң юқири пәллиниң вуҗудқа келиватқанлиқини көрсәтмәктә икән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики бу хил “мәдәнийәт саһәсидики тазилаш” һәрикити һәмдә униң нәтиҗиси тоғрисида америкидики җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертсму мушуниңға охшап кетидиған пикирдә. У бу һәқтә пикир қилип, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурлардики пүткүл мәдәнийәт саһәсини, болупму уларниң мәниви дунясиға керәклик “мәниви озуқ” ни пүтүнләй “қизил” лаштуруп болуштин сирт, уйғурларниң күндилик уйғурчә йемәк-ичмәклириниму “хитайчилаштуруш” билән актип мәшғул болуватқанлиқини тәкитлиди.

У бу һәқтә сөз қилип мундақ деди: “шинҗаң уйғур аптоном районида уйғурларниң нәзиридә уларниң қәйәрдә немиләрни истемал қилиши һәрқачан уларниң һөкүмран орундики хитай пуқралиридин пәрқлинишидики бир зор символ болуп кәлгән һадисиләрдур. Шу сәвәбтинму уйғурлар йиллардин буян ғизалиниш тоғра кәлсә, шуниңдәк уларға уйғурчә вә хитайчә ресторанларни таллаш пурсити болса, улар иккиләнмәстин уйғурниң рестораниға бариду. Уйғурлар һечқачан хитай ресторанида тамақ йемәйду. Бәзиләр буни гәрчә диний сәвәбләрдин дәп қарисиму, ислам динидики мәни қилинған әһкамлардин һарақ ичиштәк әһвалларни садир қилидиғанларму езип-тезип хитай рестораниға берип салмайду. Шуңа бу һадисиләрни мәнчә ноқул диний сәвәбтин дәп чүшәндүрүш анчә чәк бесип кәтмәйду. Тоғриси уйғурлар мушу арқилиқ хитайларниң бу райондики һөкүмранлиқиға өзлириниң қаршилиқини билдүрүп кәлгән.”

Профессор майкилниң қаришичә, уйғур дияридики мәдәнийәт саһәсигә қаритилған контроллуқ мушу йосунда уйғурлардики барчә қаршилиқ амиллирини йоқитишни мәқсәт қиливатқан болуп, ташқи дуняға “террорлуққа қарши күрәш қиливатқан” мәнзирини тәсвирләп бериватқан хитай һөкүмити ички җәһәттә ғайәт зор назарәт механизмини бәрпа қилип чиққан. Йәнә келип уйғурларниң миллий кимлики хитай һөкүмитиниң нәзиридә хитай җәмийити үчүн биологийәлик тәһдит дәп қаралғанлиқи үчүн хитай һөкүмити һәдисила уйғурларниң образини “террорчи” намида хунүкләштүрүп “өсмини кесип ташлиғандәк түп йилтизидин қурутуш лазим” дәп җар селип кәлгән. Буниң билән ғайәт зор көләмдики “тәрбийәләш мәркәзлири” вуҗудқа келип, мәҗбурий йосундики идийә өзгәртиш мәктәплиридә милйонлиған уйғурлар ши җинпиң идийәсини, хитай тилини, хитай қанунини, ислам дининиң хәтирини өгиниш билән мәшғул болмақта икән.
Майкил кларк бу һәқтики әһвалларни омумлаштуруп, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида “мәдәнийәт тазилиши” арқилиқ миллий тоқунушни түгитишкә атланғанлиқи, буниңда “уйғур миллити” дегән аталғуниң мәвҗут болушиға макан болидиған һәрқандақ бошлуқни йоқ қилиш нишан болуватқанлиқини тәкитләйду.

Әмма уйғур диярида иҗра болуватқан “мәдәнийәт җәһәттики тазилаш” ниң йеқин кәлгүсидики нәтиҗиси һәққидә америкидики лойола университетиниң профессор раян сам башқичә қарашта. У гәрчә хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларниң пүткүл мәдәнийәт системисини вәйран қилип уйғур миллий кимликини йоқитиветишкә алдираватқан болсиму, уйғурларға ортақ болған “хитай бизни бесивалған” дәйдиған чүшәнчә сәвәбидин хитай һөкүмитиниң уйғурларниң омумий қаришини мәҗбурий йосунда өзгәртиш урунушини көзлигән мәқситигә йетәләйду, дәп қарашқа болмайдикән.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “мениңчә, хитай һөкүмитиниң бундақ мәркәзләрдә уйғурларниң каллисини өзгәртиветимиз, дегини бәкму гуманлиқ. Тарихий һадисиләрму буни йетәрлик дәриҗидә испатлап турупту: уйғурлар ‛мәдәнийәт инқилаби‚ ни баштин кәчүргән, ‛оңчиларға қарши күрәш‚, ‛динға қарши күрәш‚ дегәндәк он нәччә йиллап давам қилған сиясий һәрикәтләрни баштин кәчүрүпму 1980-йиллириға кәлгәндә өзлириниң хитай дөлитигә қарши толиму күчлүк болған қаршилиқ ирадисини йоқатмиғанлиқини намаян қилған. Шундақла хитай компартийәси йетип келиштин илгирики вақитлардин тартипла өзлири яшаватқан җәмийәттики кишиләргә өзлириниң бу хил ирадисини йәнә бир қетим көрсәткән. Шуңа мушу йосундики зорлаш васитилири арқилиқ кишиләрниң идийәсини һәқиқий йосунда өзгәртип чиқиштин бәк чоң үмид күтүп кәтмәслик керәк, дәп қараймән. Чүнки бу һәқтә сөз болғанда уйғурларниң бу мәсилә һәққидә қандақ қарашта икәнликини әсләп өтүшни унтумаслиқимиз лазим. Мән шәхсән шинҗаңда тәкшүрүштә болған 2004-йилидин 2014-йилиғичә болған мәзгилдә шуни һес қилдимки, уйғурларниң мутләқ көп қисми хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики һөкүмранлиқини қанунсиз, дәп қарайду.”

Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур дияридики мәдәнийәт саһәси омумйүзлүк “тазилаш” қа дуч келиватқан болуп, бу һал уйғурларниң маддий вә мәниви дунясиға еғир боһранларни елип кәлмәктә икән. Шуниң билән биргә буниң қандақ ақивәтләргә һамилидар болидиғанлиқи һәққидиму охшаш болмиған тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.