Хитайда мусулманларға қарши кәйпиятниң әвҗ елиши вә уйғурлар дуч келиватқан муамилә (2)

Мухбиримиз әзиз
2017.05.24
uyghur-ayal-balisi-bala.jpg Йиғлаватқан балисини бәзләп, қучаққа елип олтурған уйғур аял. 2015-Йили 15-апрел, хотән.
AFP

Дуняниң башқа җайлирида өткән он нәччә йилдин буян баш көтүрүватқан ислам вәһимисиниң һазир хитай тәвәсигә йейиливатқанлиқи мәлум болмақта. Техиму муһими, хитайда мусулманларға қарши кәйпиятниң әвҗ елиши билән уйғурлар дияридики вәзийәтниң бағлинип қеливатқанлиқи бир қисим анализчиларниң диққитини тартти. Бу мунасивәт билән хәлқарадики чоң мәтбуатларда мушу мәсилиләр һәққидики тәһлил мақалилири елан қилинди һәмдә алақидар мәсилиләр муһакимә қилинди.

Хитай ичи вә сиртидики алақидар мутәхәссисләрниң баянлириға қариғанда, ислам дини буниңдин 1400 йиллар илгири хитайға тарқалған һәмдә мәвҗут болуп кәлгән. Әмма бу узақ тарих мабәйнидә, хитай тәвәсидә һечқачан һазирқидәк мусулманларға қарши кәйпиятниң бир омуми еқим болушқа йүзлиниши, шуниңдәк бу һадисиләрниң ислам вәһимиси шәклидә оттуриға чиқиши көрүлмигән икән.

Америкидики әң чоң вә оқурмәнлири әң көп болған “вашингтон почтиси” гезитигә бесилған рос лучю (Rose Luqiu) вә фән яң (Fan Yang) имзасидики “хитайда әвҗ еливатқан мусулманларға қарши кәйпият” Намлиқ мақалә әнә шу қатардики бир қатар мәсилиләрниң келип чиқиш сәвәблиридин бирини хитайдики интернет дуняси билән бағлап чүшәндүриду.

Мақалә апторлириниң қаришичә, хитайдики асаслиқ телевизийә истансилири һәмдә башқа ахбарат васитилири ғәрб ахбарат дунясидики террорлуққа даир әһвалларни хәвәр қилиш еқимға әгишип 2007-йилидин башлап нуқтилиқ һалда уйғурлар дияридики “террорлуқ” вә “бузғунчилиқ” әһваллирини, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң башқа мәмликәтләр билән болған террорлуққа қарши һәмкарлиқини хәвәр қилишқа башлиған. 2009-Йилидики үрүмчи “5-июл вәқәси” дин кейин болса бу хил йүзлиниш муқим һалда ешип маңған.

Мақалә апторлиридин доктор фән яң бу һәқтә тохталғанда, өзлири топлиған санлиқ мәлуматларни рәтләш җәрянида ислам дини вә мусулманлар һәққидә вейбо қатарлиқ микро блогларға чапланған 10 миң парчә язминиң асасий җәһәттин сәлбий характердики мәзмун билән толғанлиқини тилға алди. У бу тоғрилиқ мундақ деди: “мән шәхсән йеқиндин буян шинҗаң яки ниңшяда йүз бәргән вәқәләргә даир саһәниң мутәхәссиси әмәс. Әмма, биз бу тәтқиқатни шинҗаң вә ниңшиядики бир қатар вәқәләр йүз бериштин бурунла башлиған идуқ. Бизниң тәтқиқат арқилиқ тәкшүрмәкчи болғинимиз, худди биз мақалидә тилға алғандәк, хитайдики тор бошлуқида йүз бериватқан тор һуҗумлири иди. Бу җәрянда биз иҗтимаий таратқуларни, болупму хитайдики вейбо микро блогини асаслиқ нишан қилдуқ. Тәтқиқат җәрянида биз буларниң икки тәрәплимә алаһидиликкә игә икәнликини байқидуқ: бири, вейбо микро блогида ислам диниға вә уйғурларға қарши болған от қуйруқлуқ мәзмунидики, өчмәнлик уруқи чачқучи характердики, шундақла сәлбий мәзмундики язмилар бәк көп икән. Шуниң билән бир вақитта, хитайдики ислам диниға етиқад қилғучилар топиға мәнсуп мунбәрләрниму көрдуқ, йәни мусулманлар мушу мунбәрләр арқилиқ башқа топтики инсанлар билән пикирлишиш имканийитигә игә икән. Илгирики вақитларда йәни бу хилдики һуҗумлар йеңи башланған мәзгилләрдә мусулманларниң бу хилдики пикирлишиш йоллири йоқ иди, башқичә шәкилдики сөһбәт яки инкаслирини ипадиләш соруниму мәвҗут әмәс иди.”

Хитайдики мусулманларға қарши бу хил кәйпият вә уйғурлар бу қатарда дуч келиватқан қисмәтләр һәққидә “хитайдики ислам вәһимиси: уйғур мусулманлири, истибдатлиқ вә дуняви қорқунч” Намлиқ мақалини язған раян бейтлер ( Ryan Beitler) хитайда һазир баш көтүрүватқан ислам вәһимисиниң шәкиллиниши һәққидә фән яңдин башқичә қарашта. Униң пикричә, хитай дөлити һазир ғәрәзлик һалда чәтәлләрдики “террорлуққа қарши күрәш” муһитидин пайдилинип кәтмәктә икән. У бу һәқтә мундақ деди: “хитай дөлити, шундақла һазирқи дуняни әндишигә селиватқан бир чоң мәсилә, ислам дининиң террорлуқ гуруһлири вә д а и ш тәшкилатлири тәрипидин суйиистемал қилиниши һәмдә бу һалниң асанла ислам вәһимиси, дәп чүшәндүрүлүши арқисида келип чиқмақта. Әмди келип мушу хилдики әһваллар хитайда тәһдит, дәп қарилип ислам вәһимисини пәйда қиливатиду, болупму уйғур мусулманлири бирқәдәр мәркәзлик олтурақлашқан шинҗаң районида шундақ болуватиду. Һазир бизгә мәлум болғандәк, хитай компартийиси бу районда ислам динидики муһим етиқад паалийәтлиридин болған рамизанни мәни қиливатиду, шундақла һеҗаб вә узун сақални чәкләватиду; шуниң билән биргә, уйғурларниң түркий тилларға мәнсуп болған тилиниң қоллиниш даирисини чәкләватиду; уйғурларниң намаз оқуши һәмдә кичик пәрзәнтлириниң мәсчитләргә кириши мәни қилиниватиду. Һалбуки тәшвиқатларда болса, бу әһвалларниң һәммиси террорлуқ билән мунасивәтлик икәнлики, хитай дөлитиниң болса дәл мушу ‛террорлуқ‚ билән күрәш қиливатқанлиқи йәр алиду. Мана мушундақ бир шәкилдә ислам вәһимиси һазир хитай җәмийитидә ямрап кетиватиду.”

Раянниң қаришичә, хитай компартийиси һазирқидәк “террорлуққа қарши уруш қилиш” дегән шоар астида йәнә өзлири үчүн техиму муһим болған бир вәзипини иҗра қилмақта икән: хитай дөлити изчил һалда хитайдики көп хил кимлик шәкиллиридин вайим йәп келиватқан болуп, уларниң бир хилла болған сиясий вә мәдәнийәт кимлики бәрпа қилиш арзуси интайин күчлүк икән. Мана мушу арзуму хитайдики ислам диниға хас кимликни өзигә рәқиб һесаблап йүрмәктә икән. У бу тоғрилиқ мундақ деди: “мениңчә, 11-сентәбир вәқәси буниңда бәкму чоң рол ойниди. Чүнки шуниңдин етибарән, пүткүл дуня ислам дини вә террорлуққа алаһидә йосунда инкас қайтурушқа башлиди. Шуниңдин етибарән ислам вәһимиси тәдриҗий һалда пәйда болуп, дуняға йейилишқа башлиди, болупму д а и ш вә башқа террорчи тәшкилатлар актип паалийәтләргә өткәндин кейин һәмдә муәййән дәриҗидә тәһдиткә айланғандин кейин, дуняниң һәрқайси җайлирида, җүмлидин хитайдиму бу хилдики ислам вәһимиси баш көтүрүшкә башлиди. Хитай һөкүмити болса һәрқачан пуқраларни һәмдә уларниң дөләт сияситигә болған көз қарашлирини контрол қилип туралайдиған усул-чариләрни издәп кәлмәктә. Бу хил контроллуқ хаһиши шинҗаңдики тәбиий байлиқларниму контрол қилиш хаһиши билән бир гәвдилишип, хитайниң тақ гәвдилик болған ‛җуңхуа кимлики‚ чүшәнчисигә хирис қилишқа башлиди. Бу хил кимлик чүшәнчиси болса хитай һөкүмити үчүн бәкму пайдилиқ һесаблинатти. Әмди соалниң өзигә қайтип кәлсәк, хитай һөкүмити гәрчә һәрқайси милләтләргә аздур-көптур пәрқлиқ муамилидә болуватқан болсиму, хитайниң исламға қайтурған инкасидин хитай ислам динини һечқанчә чүшәнмәйдиғанлиқи һәмдә униңдин қорқуп йүргәнлики аян болиду.”

Мақалә апторлири бирдәк хитайдики ислам вәһимиси һәмдә мусулманларға қарши кәйпиятниң баш көтүрүшидә интернетниң муһим рол ойнайдиғанлиқини етирап қилсиму, бу һәқтә йәнә охшаш болмиған қарашларға игә. Биз бу һәқтики сөһбәт җәрянида доктор фән яңдин интернет сүзгүчлүки шунчә қаттиқ иҗра қилинидиған хитайдики тор дунясида уйғурларға вә мусулманларға қарши болған өчмәнлик мәзмунидики язмиларниң ямрап кетиватқанлиқини, буниңға бир қисим чәтәл алимлири, җүмлидин уйғурлар мәсилиси билән тонушлуқ болған доктор җеймис лейболд қатарлиқ мутәхәссисләрниң “хитай һөкүмити ғәрәзлик һалда бу хилдики мәзмунларниң ямришиға көз юмувалған” дәп қарайдиғанлиқини ейтқинимизда, фән яң буниңға қошулмайдиғанлиқини ейтти. Униңчә, интернет дуняси паянсиз бир дуня болуп, хитай һөкүмитиниң тор дунясидики һәммила нәрсини контрол қилип болалиши қийин икән. У бу һәқтә мундақ деди: “бу һәқиқәтәнму аҗайип яхши соал болди. Әмма мәсилә шу йәрдики, асаслиқи интернетниң характери сәвәбидин шундақ болиду. Мениң тәтқиқ қиливатқиним йеңи ахбарат саһәси болғачқа, йәни асаслиқи интернеттики мәзмунлар һәққидә болғачқа, мушу саһәдә биз байқиған бир муһим алаһидилик шу болдики, тордики мәзмунларни сүзүш вә уни из қоғлаш бәкму мүшкүл. Чүнки тордики һәммила нәрсә йәнә башқа нәрсиләргә бағлинип кәткән болиду.”

Мәлум болушичә, хитайдики ислам вәһимиси изчил һалда ешип бериватқан болуп, бу хилдики мусулманларға қарши кәйпиятниң тәдриҗий һалда хитай милләтчилики билән юғурулуп кетиш еһтималлиқи кишиләрни әндишигә салмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.