Мутәхәссисләр: “уйғур районидикидәк бихәтәрлик программиси зор хаталиқларға сәвәб болиду”

Мухбиримиз әркин
2018.03.08
xoten-yepiq-terbiyelesh-orni.jpg Хотәндики мәлум йепиқ тәрбийәләш орни.
Social Media

Флорида штатиниң парклан толуқ оттура мәктипидә йеқинда йүз бәргән зор қораллиқ қатиллиқ вәқәси америкида шу соалниң оттуриға қоюлушиға сәвәб болди. Бәлки, америка федератсийә тәкшүрүш идариси гумандар николас крузниң америка иҗтимаий таратқулирида елан қилған сөзлиригә балдуррақ диққәт қилған болса, гумандарниң муддиасини алдинала мөлчәрләп, аз дегәндә 17 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған бу паҗиәниң алдини елиш мумкин иди

Америкиниң шунчилик мукәммәл санлиқ учур амбири туруп, у буни немә үчүн хитай һөкүмити уйғур аптоном районида қолланғандәк алдини елиш характерлик бихәтәрлик тәдбири сүпитидә қолланмайду? һалбуки, бу соалниң өзи америкидики бәзи қануншунасларға соал пәйда қилған. Уларниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида қолланған алдини елиш характерлик бихәтәрлик тәдбирлирини қоллиниш зор хаталиқ вә увалчилиқларға йол ачидикән. 

Америка коломбийә университети қанун мәктипиниң профессори тим ву йеқинда канаданиң “йәр шари вә почта гезити” дә елан қилған бу һәқтики мақалисидә, хитайдәк чоң санлиқ мәлумат амбириға тайинип, “алдини елиш характерлик бихәтәрлик тәдбирлири” ни елишниң қанчилик зор хаталиқларға йол ачидиғанлиқи, уйғур аптоном райони буниң типик мисали икәнликини билдүргән.

Униң қәйт қилишичә, кишиләрни компютер анализ қилип, уларниң хәтәрлик яки хәтәрлик әмәсликини номур қоюш арқилиқ бекитиштәк бу усул нурғун кишиләрниң “йепиқ тәрбийиләш мәркәзлири” гә солинишиға сәвәб болған. У, “санлиқ мәлумат амбирини қоллинип, җинайәтниң алдини елишниң хәтири” сәрләвһилик мақалисидә, “буниң йәнә бир мәниси кишиләрни униң кәлгүсидә хәвп хәтәр пәйда қилиш еһтималлиқиға қарап тутқун қилиш яки қолға елиш дегәнликтур,” дәп тәкитлигән. 

Бәзи анализчиларниң қаришичә, америкида бихәтәрлик органлириниң һәрикитини назарәт қилидиған күчлүк механизм бар болсиму, лекин хитайда бундақ механизм мәвҗут әмәскән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси доктор софийә речардсон чаршәнбә күни вашингтондики америка дөләтлик ахбарат мәркизидә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинда зияритимизни қобул қилип, хитайниң чоң санлиқ мәлумат техникисини қоллинишиниң уларда әндишә пәйда қилиштики сәвәб америка билән хитайниң маһийәтлик пәрқи икән. 

Софийә речардсон мундақ дәйду: “америка, австралийә, әнглийәгә охшаш дөләтләрдә чоң санлиқ мәлуматни қоллинип, тәкшүрүш елип бериш мәсилисини сиз, мән вә шундақла мустәқил тәшкилатлар һәм әркин ахбаратлар очуқ-ашкара муназирә қилалайду. Мән навада сақчи мени тәкшүрмәкчи болса униң маңа қарши учурларға еришиши үчүн сотчиға берип, сотчиниң рухситини елишини тәләп қилалаймән. Мениң һечқандақ тән җазасиға учримай униңдин еришкән дәлилләрни қанунға асасән адвокатниң ярдимидә рәт қилиш һоқуқум бар. Бирақ хитайда бу һоқуқларниң һеч бири капаләткә игә әмәс. Мана бу униң чоң санлиқ мәлуматни ишлитишиниң немә үчүн әндишә қозғишидики түп сәвәбтур.” 

Америкидики адвокат вә уйғур вәзийәт анализчиси нури түркәл әпәндиниң көрситишичә, хитай уйғур районида техника җәһәттики әвзәлликни башқиларға зиянкәшлик қилиш мәқситидә қолланмақта икән. У, бу әһвал тизгинләнмисә, униң кеңийип кетиш еһтималлиқи барлиқини агаһландурди. 

Нури түркәл мундақ деди: “шәхси учурға дәхли-тәруз қилиш мәсилиси 11‏-сентәбир вәқәсидин кейин америкида башланған. Лекин америкида әркин ахбарат, пуқралар һоқуқини қоғдайдиған аммиви тәшкилатлар күчлүк болғанлиқи үчүн бу америкида базар тапалмиди. Бу тизгинләшкә учриди. Униң үстигә америкида бирсиниң шәхси учуриға халиған адәм қол тәгкүзәлмәйду. Америкида ‛фаиз корт‚ дәйдиған бир сот мәһкимиси бар. Йәни бу йәрдә мукәммәлләшкән бир механизм мәвҗут. Америка хәлқидиму буни инсанийәтниң шәхсийити үчүн бир тәһдит, дәйдиған қараш бар. Шуңа, уйғурларниң шәхси учуриға таҗавуз қилиш, униң сиясий мәқсәт үчүн ишлитиши инсанларниң җиддий инкаси вә әндишисини қозғишиға тегишлик мәсилә. Бу тизгинләнмисә униң пүтүн хитай земини вә башқа дөләтләргә кеңийиш еһтималлиқи мәвҗут.” 

Нури түркәл, хитайниң уйғур аптоном районида техника әвзәлликини башқиларға зиянкәшлик қилиш мәқситидә ишлитиштәк бу усул башқа дөләтләргә кеңәйсә, униң дуня мәдәнийити вә кишилик һәқ-һоқуққа еғир тәһдит пәйда қилидиғанлиқини билдүрди. 

У мундақ дәйду: “һазир пүтүн дуняда демократийә, кишилик һоқуқ вә демократик принсиплардин бир аз қейиш мәсилиси болуватиду. Буниңға йәрлик милләтчилик сәвәб болуватиду. Мустәбит рәһбәрләрниң тәсир даириси күнсери ешиватиду. Ши җинпиң мәңгүлүк президент болушниң һүлини салди. Путинму шу йолда кетиватиду. Әмди хитайниң иқтисади, сиясий, һәрбий тәсириниң кеңийиши билән бирликтә униң бу хил тәдбирлириниң өзини яқлайдиған дөләтләргә експорт болуп қелишини мән дуня мәдәнийитигә, кишилик һәқ һоқуққа тәһдит, дәп көримән.” 

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йеқинда елан қилған бир доклатида хитайниң уйғур аптоном районида чоң санлиқ мәлумат техникисини бир хил бастуруш қорали сүпитидә қоллиниватқанлиқи оттуриға қоюлуп, униң “бирләшмә һәрикәт суписи” арқилиқ уйғурларни омумйүзлүк тәқиб қиливатқанлиқини билдүргән иди. 

Профессор тим ву мақалисидә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатини нәқил кәлтүрүп, уйғурларниң тили чәклиниватқанлиқи, уларниң ишқа орунлишиш вә башқа нурғун кәмситишләргә учраватқанлиқини, електронлуқ тәқиб қилишқа учрап, “немә сетивалғанлиқи, нәгә барғанлиқи, ким билән учрашқанлиқи” ниң назарәт қилиниватқанлиқини тәкитлигән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики софийә речардсонниң көрситишичә, дөләтләрниң аммиви бихәтәрликни қоғдаш мәсулийити болсиму, бирақ хитайниң уйғур районидики алдини елиш характерлик бихәтәрлик тәдбирлири бу мәқсәттин һалқип кәткән икән. 

У мундақ деди: “әлвәттә дөләтләрниң аммиви бихәтәрликни қоғдаш мәсулийити бар. Бирақ бу хәвп-хәтәргә қарши күчини мувапиқ қоллинишни тәләп қилиду. Бу дегәнлик тәһдиткә қарши күч қолланғанда кишиләрниң һалқилиқ кишилик һәқ-һоқуқлириға җавабкар болуш, уларниң адил сотлиниши, өзини ипадилишигә һөрмәт қилиш дегәнликтур. Бирақ биз алдини елиш характерлик бихәтәрлик программилирида бигунаһ кишиләрниң тутқун қилиниватқанлиқи, улар топлиған учурлириниң җинайи қилмишлар билән алақиси йоқлиғини байқап кәлдуқ.” 

Профессор тим ву “йәр шари вә почта гезити” дики мақалисидә хитай бихәтәрлик органлириниң уйғур районида қоллиниватқан бу хил чоң санлиқ мәлумат программиси “көпрәк йемәк-ичмәк сетивалған, китаб топлиған яки гуманлиқ кишиләр билән учрашқан шәхсләрниң йошурун хәтәрлик яки сиясий итаәтсиз кишиләр қатариға киргүзүп қоюлушиға сәвәб болғанлиқи” әскәртилип, америкилиқларни агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.