Мутәхәсисләр: “хитайниң уйғур дияридики ‛муқимлиқ‚ ни баһанә қилған бастуруш сиясити өзгәрмәйду”

Мухбиримиз меһрибан
2022.01.26
ramazan-mehelle-tekshurush.jpg Мәһәллә башқуруш комитети вә сақчиларниң уйғурларни тәкшүрүп кәлгән көрүнүши. 2018-Йили 6-авғуст, қәшқәр.
AP

Хитай һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, 23-январ күни уйғур аптоном районлуқ 13-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5-йиғини ечилған. Йиғинда уйғур аптонум райониға йеңидин партком секритари қилип тәйинләнгән ма шиңруй вә уйғур аптонум райониниң партийә, һөкүмәт, хәлқ қурултийи саһасидики йоқири дәриҗилик әмләдарлириниң рәис сәһнисидин орун алғанлиқи алаһидә тилға елинған. Йиғинға уйғур аптонум районлуқ хәлқ қурултийиниң мудири шәвкәт имин риясәтчилик қилған.

Йиғинда уйғур аптоном районниң мувәққәт рәиси әркин тунияз 2021-йиллиқ һөкүмәт хизмити вә 2022-йиллиқ пилан һәққидә доклат бәргән.

Хәвәрдә дийилишичә, әркин тунияз 2022-йиллиқ һөкүмәт хизмити һәққидә тохтлип, ши җинпиңниң ‛җуңгочә сотсиялизим идийәси‚ ни йетәкчилик қилиш‚, ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ еңида чиң туруш, районниң иқтисадини ашуруш, болупму районниң иҗтимаий муқимлиқи вә әминликигә капаләтлик қилишни әң муһим вәзипә, дегән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини йеқиндин көзитип келиватқан мутәхәсисләрниң қаришичә, бу қетимлиқ йиғинда “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш, биңтуәнниң иқтисадини йүксәлдүрүш, ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ еңида чиң туруш, дөләт мудапийәси вә армийә қурулушини қоллаш” қатарлиқ нуқтилар алаһидә тәкитләнгән. Уларниң қаришичә, бу хитайниң уйғур диярида йиллардин буян “муқимлиқ” ни баһанә қилип, давамлаштуруп келиватқан бастуруш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқидин дерәк беридикән.

Америка чикаго университетиниң тәклиплик профессори, адвокат тең бяв бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә, чоң өзгириш болмайду. Йүргүзүливатқан сиясәттин көзәткинимиздә, өзгириш йүз беридиғанлиқидин һечқандақ изна йоқ. Һалбуки, булар шинҗаң һөкүмити өзи бекитәләйдиған мәсилиләр әмәс. Шинҗаңда йүргүзүливатқан шәпқәтсизләрчә юқури бесимлиқ бастуруш сиясити йәни, ‛ерқий қирғинчилиқ сиясити‚ ши җиңпиң вә бейҗиң һөкүмитидин кәлгән.”

Тең бяв бу қаришини шәрһиләп йәнә мундақ деди: “бәлким бәзи сиясәтләрдә бираз юмшаш болуши мумкин. Шинҗаңда йүргүзүлидиған пүткүл сиясәттин қариғанда, партком секритари, рәис дигәндәк вәзипиләргә қоюлған әмәлдарларда өзгиришләр болуши мумкин. Лекин омумий җәһәттин қариғанда, сиясәт бейҗиңдики мәркизий һөкүмәт тәрипидин бәлгилиниду. Чүнки шинҗаңниң истратигийәлик орни интайин алаһидә вә муһим. Униң омумий сиясий истратегийәси бейҗиң тәрипидин бәлгилиниду. Һазирқи вәзийәттин қариғанда, ма шиңруйниң чен чүәнгониң орниға алмаштурулуши, қисқа мәзгил ичидә көрүнәрлик әмәлий өзгириш болмайдиғанлиқини көрсәтмәктә.”

Адвокат тең бияв сөзини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмити ‛тероризимға зәрбә бериш‚, ‛бөлгүнчиликкә зәрбә бериш‚ ни баһанә қилип, шинҗаңға қаратқан контроллуқини барғанчә күчәйтип кәлди. Кейинки мәзгилләрдә бу тәрәққи қилип ‛йиғивелиш лагерлири‚ вә ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәриҗисигә йәтти. Һалбуки, булар хитай компартийәсиниң сиясий, иқтисадий һоқуқ мәнпәәтини чиқиш қилип йолға қоюлған сиясәттур. Хитай һөкүмити бу сиясәтни йүргүзгинидә, дөләт ичидики асасий қанун бәлгилимисигә әмәл қилмиған. Хәлқарадики кишилик һоқуқ бәлгилимилиригиму әмәл қилмиған. Бу хил әһвалда униң шинҗаңға болған контроллуқ сиясити пиланида һечқандақ өзгириш болмайду.”

Тең бяв, ши җиңпиң һөкүмранлиқи башланған алдинқи бирқанчә йилда ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ намида уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита хитайлаштуруш сияситини тезләткәнликини билдүрди.

Униң тәкитлишичә, нөвәттә хитай һөкүмити бу милләтләрниң тили, мәдәнийити, диний етиқади қатарлиқларни пүтүнләй хитайлаштуруп йоқитишқа йүзләнгән. Һалбуки, уйғурларға нисбәтән бу сиясәт “ирқий қирғинчилиқ” вә “мәдәнийәт қирғинчилиқи” шәклидә зорлуқ вастилири арқилиқ иҗра қилинмақтикән.

Германийәдики уйғур паалийәтчиси вә вәзийәт анализчиси әнвәр әхмәт әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини ортақлашти.

Әнвәр әхмәт әпәнди авал 23-январ күни үрүмчидә ечилған уйғур аптоном районлуқ 13-нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 5-йиғинида мувәққәт рәис әркин тунияз оттуриға қойған 2022-йиллиқ һөкүмәт хизмәт пилани һәққидә тохталди.

У сөзидә әркин туниязниң “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш, биңтуәнниң иқтисадини йүксәлдүрүш, ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси‚ еңида чиң туруш, дөләт мудапийәси вә армийә қурулушини қоллаш” қатарлиқ нуқтиларни тәкитлишини, хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан “муқимлиқ” ни баһанә қилип, уйғурларни бастуруш сияситиниң йәниму күчийидиғанлиқиниң бир бишарити, дәп көрсәтти.

Униң билдүрүшичә, нөвәттә америка башчилиқидики бир қисим ғәрб демократик дөләтлиридә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән “ерқий қирғинчлиқ” сиясити етирап қилинған. Америкида “уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қануни” мақуллиниши буниң бир мисали икән. Бу қанун арқилиқ уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сияситини йүргүзүштә җавабкарлиқи болған хитай әмәлдарлири вә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай ширкәтлирини чәклигили болидикән. Буниң нәтиҗидә хитай мәркизий һөкүмитиму буниңға қарши тәдбир қоллинишқа мәҗбур қалған.

Әнвәр әхмәт әпәндиниң билдүрүшичә, хитай мәркизи һөкүмити 2021-йилиниң ахири уйғур аптонум райониниң әслидики партком секритари чен чүәнгониң орниға ма шиңруйни тәйинләнгән. Америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлири тәрипидин җаза елан қилинған уйғур районидики һөкүмәт әмәлдарлириму алмаштурулған. Әмма булар һәргизму хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум районида йиллардин буян давамлаштуруп келиватқан “муқимлиқ” ни баһанә қилған бастуруш сияситидә өзгириш болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.