“ихлас” ширкитиниң лидири мусаҗан имам түркийә билән болған “сирлиқ” алақиси сәвәблик тутулған вә 17 йиллиқ кесиветилгән
2021.06.10
Уйғур районида 50 дин артуқ топ тарқитиш орни, 200 дин артуқ мәһсулат түри болған “ихлас” ширкитиниң саһиби мусаҗан имам, түркийә билән болған аталмиш “сирлиқ” алақси сәвәблик 2018-йили тутқун қилинған вә 3 йиллиқ тәкшүрүштин кейин бир қатар аталмиш “җинайәт” лири байқилип, 17 йерим йиллиқ кесиветилгән. Норвегийәдики “уйғуряр” фонди игәллигән бу учурму мухбиримизниң атушқа қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида дәлилләнди.
2000-Йилларда түркийә “үлкәр” ширкитиниң мәһсулатлириниң вакаләтчиликини қилишқа башлиғанда, хитай даирилири тәрипидин “ислаһат вә ечивитишниң үлгилири” дәп мәдһийәләнгән мусаҗан имам, 2018-йилиға кәлгәндә бирдинла “гуманлиқ шәхс” кә айилинип қалған вә у шу йили 6-айниң 14-күни “ихлас” кәспий тәрәққиият ширкитиниң үрүмчидики хизмәт бианасидин тутуп кетилгән. Норвегийәдики “уйғуряр” фондиниң игилишичә, сақчилар әң дәсләпки сорақта униң түркийә билән сода алақисиниң башлиниши вә тәрәққияти, шундақла түркийә тәрәптин көрүшкән кишилириниң салаһийәтлири вә қилишқан сөзлири һәққидә мәлуматлар сориған. Мусаҗан сорақ давамида пүтүн алақиниң рухсәт билән вә очуқ болғанлиқини, тапшурушқа тегишлик һечқандақ бир мәсилә йоқлуқини баян қилиған. Шундақтиму мусаҗан имам шу тутулған пети қоюп берилмигән вә бу йил 4-айниң бешида атушта ечилған сотта оғли музәппәр муса вә җйәни әкбәр әла билән бирликтә кесвиетилгән.
Қизилсу областлиқ оттура сот мәһкимисиниң бир хадими мусаҗан имам делосиниң сәзгүр делолар қатарида икәнликини әскәртип, мәлумат беришни рәт қилди. Әмма у мусаҗан имамниң атуштики бир түркүм сода сәркилири қатарида сотланғанлиқини инкар қилмиди.
“уйғуряр” фондиниң қурғучиси абдувәли аюпниң баян қилишичә, мусаҗан имамниң сорақ хатирисидә тилға елинған аталмиш “мәсилә” ләр арсида, “ихлас” ширкитиниң һалал йемәкликләрни кеңәйтиши, хизмәт биналириниң миллий посунда болуши, закат берилгән шәхис вә орунларниң кимлики, хәйр-сахавәт үчүн селинған икки башланғуч мәктипи қатарлиқлар бар икән. Мусаҗан имамниң 17 йерим йиллиқ кесиветилишидә униң түркийә билән болған алақиси бәкрәк тараза басқан. Мәлум болушичә, мусаҗан имам уйғур райондики даңлиқ сода-карханичилардин “қиран бүркүт” өй-мөлүк ширкитиниң саһиби мәрһум қудрәт һаҗиниң иниси болуп, униң қудрәт һаҗи вә рози һаҗи исимлик икки акиси түркийә вәтәндашлири икән. Абдувәли аюпниң дейишичә, мусаҗан имам тәкшүрүлүш давамида икки акиси билән болған алақиси һәққидиму сораққа тартилған.
Атуш шәһәрлик сот хадими мусаҗан имамниң тутулуш вә кесилиш сәвәби һәққидә тәптиш органлиридин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Йәнә вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң дейишичә, мусаҗан имам күтүлмигән бир пишкәлчиликтин сақлиниш үчүн түркийәдики икки акиси билән 2005-йилидин башлап содиси вә мал-мүлүклирини айриған икән.
Абдувәли аюпниң әскәртишичә, мусаҗан имам түркийә вәтәндиши икки акиси билән содисини айриштин илгири үрүмчидә бина селиватқан мәзгилидә хитай тәрәп билән арилирида бир келишәлмәслик йүз бәргән. Мәсилини һәл қилиш җәрянида униң икки акиси өзлириниң түрк вәтәндиши икәнликини, бир вастә қилип қолланған. Абдувәли аюп әйни чағда бир тәрәп қилинип болған бу мәсилиниң 2017-йилдин кейинки алаһидә вәзийәттә қайтидин оттуриға тартип чиқирилғанлиқини вә униңдин интиқам елинғанлиқини илгири сүриду.
Абдувәли аюпниң дейишичә, мусаҗан имамниң делоси мәхпийәтлики әң йүксәк делолар қатарида бир тәрәп қилинған. У тутулғандин тартип аилә-тавабиати билән көрүштүрүлмәслик билән бирликтә, сотланғандин кейин сот һөкүмиму аилисигә билдүрүлмигән. “уйғуряр” фонди мусаҗан имамниң 17 йерим йиллиқ кесилгәнликини, уйғур райониниң сиясий-қанун тармақлиридики мәлум бир алақә тори арқилиқ игилигән. Игилинишичә, мусаҗан имам билән бирликтә ширкитиниң ғоллуқ башқурғучиси-оғли музәппәр имам билән “һаят” сода ширкитиниң саһиби болған җйәни әкбәр әламу биллә тутулған вә алдинқи айдики сотта кесиветилгән; әмма бу иккисиниң қанчә йиллиқтин кесилгәнлики мәлум әмәс.
Атуштики бир тәптиш хадими мусаҗан имамниң нөвәттә атуштики ағу түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини дәлиллиди.
Мәлум болушичә, “ихлас” кәспий тәрәққият ширкитиниң 500 дин артуқ топ сетиш орни, 200 дин артуқ мәһсулати вә 2000 дин артуқ ишчи-хизмәтчиси бар болуп, мәзкур ширкәт уйғур яшлирини иш пурсити билән тәмиләштин башқа йәнә сода-карханичилиққа атлинишқиму илһам болған вә йетәкчилик қилған икән.