“уйғур йиғилиши” гурупписи вашингтон шәһиридә намайиш қилди

Мухбиримиз әзиз
2019.05.03
uyghur-yighilishi-namayish-01.jpg 3-Май “уйғур йиғилиши” гурупписи тәрипидин вашингтонда өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 3-май. Вашингтон, америка.
RFA/Eziz

Америка һөкүмити йилда чақирип келиватқан “иқтисадий җаза иҗраси вә вәдиләр” темисидики йиғинниң 12-қетимлиқи 2-май күнидин башлап вашингтон шәһиридики гранд хайет меһмансарийида чақирилди. Бу қетимқи йиғинда асаслиқи америка малийә министирлиқи, америка ташқи ишлар министирлиқи, әдлийә министирлиқи, сода министирлиқи қатарлиқ җайлардин кәлгән вәкилләр йәр шари миқясида сода саһәсигә четишлиқ җаза ишлириниң иҗра болуши һәмдә буниңға мунасивәтлик бир қисим мәсилиләрни музакирә қилиду. Әмма бу йилқи йиғинниң иккинчи күни, йәни 3-май күни чүштә “уйғур йиғилиши” гурупписиниң йиғин мәйдани алдида намайиш қилиши йиғин әһли задила күтмигән бир һадисә болуп қалди.

Америкадики бир қисим йәһудий оқуғучилар қуруп чиққан “уйғур йиғилиши” гурупписи әтигән саәт 11 дила меһман сарай алдиға келип болған болуп, улар мәхсус буйрутқан “уйғурлар әркинликкә чиқсун!” дегән чоң плакат йирақтинла көзгә ташлинатти. Бу қетимқи намайишта меһманханиниң орни вә башқа сәвәбләр түпәйлидин шоар товланмиди. Әксичә нөвәттә бир милйондин артуқ уйғурниң лагерға қамалғанлиқи, шундақла хитай һөкүмитиниң йолсизлиқ билән пүткүл уйғур миллитини дүшмән қатарида йоқ қилиш койида болуватқанлиқи һәққидики тәшвиқат вәрәқилири меһманханиға кирип-чиқиватқан кишиләргә, шундақла өткән-кәчкәнләргә тарқитилди. Бу қетимлиқ намайишқа кәлгәнләр көтүрүвалған тәшвиқат тахтилиридики “әркинликниң бәдили немә?”, “уйғурларға зулум селиватқан шәхсләргә җаза беришни қоллайли!” дегәндәк мәзмундики шоарлар, бир қисим уйғур җамаитиниң қоллиридики лагер тутқунлириниң рәңлик сүрәтлири болса сүкүт ичидә кишиләргә бу қетимқи намайишниң мәқситини намаян қилмақта иди.

Бир арилиқта бу қетимқи намайишни тәшкиллигүчиләрниң бири, нюйорк шәһиридики йешива университетиниң оқуғучиси йосеф рус билән бу қетимқи намайишниң тәшкиллиниши һәққидә сөһбәтләштуқ. У өзлириниң бу йил февралда нюйорк шәһиридә уйғурларни қоллаш йүзисидин бир қетим мушундақ намайиш тәшкиллигәнликини тилға алғач, бүгүн йәнә бир қетим уйғурларни қоллаш намайиши қилишида йиғин қатнашқучилирини бир қисим хитай әмәлдарлириға иқтисадий җаза қоллинишқа дәвәт қилиш мәқсәт қилинғанлиқини сөзләп өтти: 

“һазир америка ташқи ишлар министирлиқи нөвәттә аз дегәндиму 800 миңдин икки милйонғичә уйғурниң наһәқ һалда қамаққа елинғанлиқини елан қилди. Бир америка пуқраси болуш сүпитимиз билән америка һөкүмити билән учур алмаштуруш, болупму уларни зулумға қарши турушқа дәвәт қилишниң муһимлиқини тонуп йәттуқ. Бу җәһәттә америка қилалайдиған әң яхши усулларниң бири уйғурларға зулум селишта ғоллуқ рол ойнаватқан хитай әмәлдарлириға җаза бериштур. Арқимиздики мушу меһмансарайда һазир америка һөкүмитиниң дуняви иқтисадий муамилә ишлирида иқтисадий җаза чарисини қоллиниш мәсилиси музакирә қилиниватиду. Бу йиғинға қатнашқучилар арисида америка һөкүмитиниң мушу хилдики җазалирини иҗра қилишқа мәсул хели көп әмәлдарлири бар. Шуңа биз улар билән биваситә учур алмаштуруш, болупму уларға ‛америка хәлқи әркинлик вә адаләт үчүн мушу хилдики нишанлиқ җазалаш усулини қоллинишқа әрзийду, дәп қарайду‚ дегән учурни йәткүзмәкчимиз.”

Бу қетимқи намайишни тәшкиллигән “уйғур йиғилиши” гурупписиниң пидаийлири кишиләргә уйғурларниң кимлики, уларниң һазир қандақ паҗиәләргә дуч келиватқанлиқи, инсанларниң адаләтни яқлаш тәбиитидин елип ейтқанда һәр қандақ кишиниң уйғурларға ярдәм бериши һәққидә қисқа вә чүшинишлик қилип чүшәнчә берәтти. Шундақла кишиләрни өзлири билидиған һөкүмәт хадимлириға уйғурлар мәсилиси һәққидә инкас билдүрүшкә чақирип, шундақ қилишни халайдиған кишиләрниң имзасини топлимақта иди. Биз бу пидакар яшлардин корбий билән сөзләшкинимиздә әмдиләтин 20 ашқан бу қизчақ өзлириниң бу һәрикитини техиму көп кишиләрниң уйғурларни қоллишиға түрткә болуп қалса әҗәб әмәс, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. 

“биз һәрқачан техиму көп қоллашларни қолға кәлтүрүш билән алдираш болуп кетиватимиз. Әмәлийәттә болса бу қандақтур бирәр шәхсни мақул кәлтүрүш биләнла һәл болуп кетидиған айрим бир иш әмәс. Чүнки бу ғайәт зор көләмдики қоллаш вә һәмкарлиқни тәләп қилиду. Нөвәттә хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики, лагерларға милйонлап адәмни қамивелиш дегәндәк мәсилиләргә қанчә көп адәм көңүл бөлсә биз шунчә адәмни әтрапимизға топлап, кишиләрни бу ишта әмили бир һәрикәт қилишқа дәвәт қилишқа тиришиватимиз. Чүнки бу ишлар һәққидә аддийла сөзләп қоюш яки ишқилип бирәри буниң чарисини қилидиғу, дәп биғәмлик қилишниң вақти өтти. Шуңа биз мушу хилдики паалийәтләрни көпләп уюштуруш арқилиқ ‛биз буниң чарисини қиливатимиз, биз буниңға көңүл бөлүватимиз‚ дегән учурни кишиләргә билдүрүватимиз. Буниң билән техиму көп кишиләрниң бу ишқа көңүл бөлүшини, җазалаш ишлириға мәсул әмәлдарларниң бу мәсилигә көңүл бөлүшини, сода саһәсидики чолпанларниң бу мәсилини көтүрүп чиқишини қолға кәлтүргили болиду, дәп қараймиз. Биз уларға ‛биз бу ишларни қиливатимиз. Шуңа шунчә муһим болған бу мәсилидә башқиларму бизгә охшаш қолидин кәлгән бир ишларни қилиши лазим‚ дегәнни билдүрмәкчи болуватимиз.”

Бүгүнки паалийәткә вашингтон шәһиридики бир қисим уйғур җамаитиму қатнашти. Бу қетимқи паалийәт арқилиқ һәқиқәтниң егилсиму сунмайдиғанлиқи йәнә бир қетим намаян қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.