Сабиқ әзһәр оқуғучиси нурәхмәт бурһан: чәтәлдә оқуш арузюмниң бәдили бәк еғир болди
2020.06.25
Корланиң тәкчә йезисида туғулуп чоң болған нурахмәт бурһан уйғур районидики милйонлиған уйғур яшлириға охшашла алий мәктәп оқуш пурситигә еришәлмигән. Берилмигән пурсәтни тәвәккүлчилик билән яритиш ғәйритигә кәлгән нурәхмәт, дадисиниң пүтүн күчи билән қоллиши нәтиҗисидә 2014-йили мисирға келип әзһәр университетиға оқушқа киргән. Әмма униң алий билим юртлирида оқуп, әл-вәтән үчүн хизмәт қилиш арзусиниң бәдили савақдашлириниңкигә охшашла интайин еғир болған.
Оғлиниң алий мәктәптә оқуш арзусиниң қанмиғанлиқиға қарап азабланған, мәһәллә имами бурһан кирәмтулла тонуш-билишлиридин тиң-тиңлап алған учурлириға асасән, оғлини мәшһур вә қәдимий ислам университети әзһәрдә оқутуш пиланиға кәлгән. У кәнт кадирлиридин наһийә башлиқлириға қәдәр, он нәччилгән чоң-кичик әмәлдарларниң ишикигә қатрап йүрүп, 2014-йили оғлиниң паспортини пүттүргән вә әзһәргә йолға салған.
Дадисиниң сиңдүргән әҗридин тәсирләнгән, нурәхмәт пүтүн иштияқи билән оқуватқан мәзгилидә, йәни 2016-йилиниң оттура-ахирлири дадисидин әнсиз хәвәрләр келишкә башлиған;йәни юрти корланиң тәкчә йезисидики сақчилар, дадисиниң еғизи арқилиқ, уни юртиға қайтип келишкә қистиған. Бу хил қисташларға бойсунуп юртиға қайтқан савақдашлириниң үрүмчи айродромидила ғайиб болуп кетиватқанлиқидин хәвәр тапқан нурәхмәт түрмигә кирип кетиш қисмитиниң өзини набут қилғинидин башқа ата-аниси вә қериндашлириниңму һаятини зәһәргә айландуридиғанлиқини пәрәз қилип хитай сақчилириниң юртиға қайтип келиш буйруқини рәт қилған. 2017-Мисирда уйғур оқуғучиларға қарита тутқун башланғанда у бир түркүм савақдашлири билән бирликтә мисир қамақханисида икки айчә солап қоюлған; униңдин кейин бир йолларни қилип аввал түркийәгә андин белгийәгә қечип барған. У, қисқиғинә үч йил ичидә бешидин өткүзгән оқуғучилиқ, мәһбуслуқ вә мусапирлиқтин ибарәт үч хил һаятниң җапа вә аччиқ-чүчүклирини күнләр өткәнсери унтуп кәткән, әмма җапакәш дадисиниң 3 йилдин буян лагерда икәнлики учури вә аяли-балисиниң үч йилдин буян из-дерики йоқлуқи уни бир күнму арамида қоймиған. У учур елиш үчүн, достлиридин үндидарда гәп сорап баққан. Бирақ у үндидардин шу заман чиқириветилгән, сақчиханиларға телефон қилип дадисиниң нәдиликини сорап баққан болсиму, телефон йүзигила қоюветилгән.
Униң бүгүн, йәни 24-июн күни радийомизға баян қилишичә, у америка вә явропадики нурғунлиған муһаҗирларға охшашла, гәрчә турмуши молчилиқ вә һаяти бихәтәр өтүватқан болсиму, бирақ һәр күни дастихан үстидә аилә әзалири көз алдиға келивелип еғизиға алған таамни тәсликтә ютушқа зорланған, йешил бағчилиқ биналарниң егиз қәвәтлиридә, кечә-кечиләп, уйқусиз өткән вә яки әнсиз, қорқунчлуқ чүшләр билән талай қетим орнидин туруп кәткән. У бәзидә өз-өзини сораққа тартқан, йәни хитай сақчилири юртиға чақиртқанда қайтмиғанлиқиниң тоғра қарар болған-болмиғанлиқи үстидә ойланған; у әгәр юртиға қайтқан болса, дада-бала һәр иккилисиниң түрмидә болуш еһтималлиқи; буниң дадисини техиму азаплайдиғанлиқи, қериндашлирини техиму сәрсан қилиш еһтималлиқини пәрәз қилип, қәлбигә тәсәлли тапқан.
Униң баян қилишичә, у бәзидә, аилә әзалириниң һаятиниң нәридә хата кәткәнлики, немини хата қилғанлиқи һәққидиму ойлинип баққан; әмма уларниң һаятлирида һечкимниң һәққини йемигәнлики, җәмийәткә һечқандақ зиян селип бақмиғанлиқи, һәтта бир һашарәтниңму җениға замин болуп бақмиғанлиқидәк тинч вә итаәтмән һаятини әслигәндин кейин, уларниң пәқәт, хитай һакимийитиниң асаритидә яшап қелиштин башқа “гунаһи” йоқлуқини җәзмләштүргән. У шуңа, хитай һакимийитиниң зораванлиқлирини дуняға паш қилишни, у нөвәттә қилалайдиған вә қилиши керәк болған биринчи иш дәп қарап, аилә паҗиәси һәққидә гуваһлиқ беришкә қарар бәргән.
Биз бу гуваһлиқтин кейин, корладики алақидар органларға телефон қилдуқ. Тәкчә йеза тәкчә кәнт мәсчит имами бурһан кирәмтулланиң нам-шәрипи бәк чоң болмиғанлиқи үчүнму вә яки униң аталмиш гунаһи бәк катта болғанлиқи үчүнму, әйтавур хадимлар бу киши һәққидә сориған һәрқандақ бир соалимизға җаваб бәрмиди.
Юқирида белгийәдә яшаватқан муһаҗир, әзһәр университетиниң сабиқ оқуғучиси нурәхмәт бурһанниң муһаҗирлиқ кәчмиши вә тәсирати һәққидә мәлумат бәрдуқ.