Әнглийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши зор көләмлик намайишлар уюштурулди

Мухбиримиз ирадә
2022.02.04
Әнглийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши зор көләмлик намайишлар уюштурулди Лондондики пикадил мәйданида өткүзүлгән зор көләмлик намайиштин көрүнүш. 2022-Йили 3-феврал, әнглийә.
Photo: RFA

Олимпик тарихидики әң зиддийәтлик мусабиқиләрниң бири дәп баһалиниватқан 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси, дуняниң һәрқайсий җайлирида өткүзүлгән зор көләмлик наразилиқ намайишлириниң, депломатик байқутларниң көләңгүсидә башланди.

Һәрқайси дөләтләрдики уйғурлар, тибәтләр вә хоңкоңлуқлар бирлишип кәң көләмлик намайишларни уюштуруш арқилиқ, дуня җамаәтчиликиниң сәмигә хитай саһибханлиқ қиливатқан олимпикни вә униң ечилиш мурасимини көрмәсликни, олимпик мусабиқисиниң һәшәмәтлик тәнтәнилириниң кәйнидә уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ һәмдә тибәтләр вә хоңкоңларға қилиниватқан зулумларниң барлиқини тәкитлигән.

3-Феврал күни әнглийә пайтәхти лондонда зор көләмлик намайиш уюштурулған болуп, лондондики хитай әлчиханиси алдида башланған бу намайиш лондондики пикадил мәйданида давамлашқан. Намайишчи амма “бейҗиң олимпики-ирқий қирғинчилиқ олимпикидур”, “шәрқий түркистанға әркинлик, тибәткә әркинлик, хоңкоңға әркинлик!” дегәндәк шоарларни товлашқан.

Лондондики пикадил мәйданида өткүзүлгән зор көләмлик намайишта намйишһилар хәлқара олимпик комитети (иоч) ниң рәиси томас бач билән хитай рәиси ши җинпиң образини яратқан. 2022-Йили 3-феврал, әнглийә.
Лондондики пикадил мәйданида өткүзүлгән зор көләмлик намайишта намйишһилар хәлқара олимпик комитети (иоч) ниң рәиси томас бач билән хитай рәиси ши җинпиң образини яратқан. 2022-Йили 3-феврал, әнглийә.

Дуня уйғур қурултийиниң лондондики вәкили рәһимә мәһмут ханим бу намайишқа қатнашқан. Униң радийомизға ейтишичә, намайишта йәнә симовллуқ алтун медал тарқитиш мурасими өткүзүлгән болуп, униңда олимпик комитетиниң рәиси томас бах, хитай дөләт рәиси ши җинпиңға “ирқий қирғинчилиқ медали” тарқитип бәргәнлики намайән қилинған.

Мәзкур намайишқа әнгилийә парламентиниң юқири палата әзаси давид елтон, парламент әзаси нусрәт ғәни ханим вә афзал хан қатарлиқларму қатнишип сөз қилған.

Давид әлтон әпәнди, җинайәтләрниң әң еғири болған ирқий қирғинчилиқ уйғурларниң бешиға кәлгән, тибәтләр билән хоңкоңлуқларниң әркинлики тартивелинған бир мәзгилдә, бу қетимлиқ олимпикниң бейҗиңда өткүзүлгәнликини, шу вәҗидин бу қетимлиқ олимпик тәшкиллигүчиләрни вә уни қоллиғучи хәлқаралиқ ширкәтләрни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүргән.

Давид елтон әпәнди мундақ дегән: “әркин дөләтләрдә яшаватқан бизләр чоқум әркинликниң мәшилини йеқишқа, зулумға учриғучиларниң үмид мәшили болушқа тәйяр турушимиз керәк. Үмидвар болуш интайин муһим. . . Биз хитай компартийәсиниң зулумиға учриғучилар билән һәрдаим бир сәптә туримиз.”

Арқидин йәнә парламент әзаси нусрәт ғәни ханимму сөз қилған. У сөзини “хитайниң ирқий қирғинчилиқ олимпик мусабиқисини рәт қилимиз” дегән шоар билән башлиған. Нусрәт ғәни ханим мундақ дегән: “әтә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси башлиниду. Хитай компартийәси интайин тәнтәнилик, һәшәмәтлик көрүнүшләр арқилиқ өзиниң җинайитини йошурушқа уруниду. Бирақ биз һәқиқәтни билимиз. Биз дуняға хитайниң хоңкоңдики бастурушини, тибәтләргә қиливатқан зиянкәшликини ечип көрситимиз. Биз дуняға хитайниң уйғурларға қиливатқан вә мушу минутларда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқини көрситимиз.”

Улар йәнә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқй қирғинчилиқини, тибәтләр вә хоңкоңлуқларға қиливатқан зулумини һәр пурсәттә тәкитләйдиғанлиқини билдүрүшкән.

Рәһимә ханимниң ейтишичә, қизғин кәйпият ичидә өткән бу намайиш әнгилийәдики ахбарат вастилириниңму диққитигә еришкән болуп, әнгилийәдики BBC қатарлиқ ахбарат вастилири намайишни хәвәр қилған. Рәһимә ханим BBC телевизийәси хәвәр программисиниң мәхсус зияритини қобул қилған.

Намайишчи амма бу қетимлиқ олимпик мусабиқисини тарқитидиған ахбарат органлири, мухбирлар вә телевизийә қаналлириниму хитайниң тәшвиқатиға маслашмаслиқни тәләп қилған. Мәйданға йиғилған йүзлигән намайишчи бейҗиң даирилиригә бу пурсәтни яритип бәргән хәлқара олимпик комитетини қаттиқ әйибләп шоар товлиған.

Чәт әлләрдики уйғур, тибәт вә хоңкоңлуқларниң олимпикккә қарши намайишлири йәнә американиң ню-йорк шәһиридики хитай консулханиси алдидиму өткүзүлгән. Мәзкур намайишқа лагер шаһиди турсунай зиявудун ханим иштирак қилған. Улар ню-йоркта йеғиватқан қаттиқ ямғурға қаримай қоллирида “уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун”, “ирқий қирғинчилиқ олимпикини бойқут қилимиз” “тибәтләргә әркинлик” қатарлиқ шоарлар билән намайиш қилған.

Бүгүн иҗтимаий таратқуларда вә һәрқайси ахбаратлардиму бейҗиң қишлиқ олимпики күчлүк тәнқид қилинған. Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо, мит ромний қатарлиқлар дектатор хитай уюштурған олимпик мусабиқисини, олимпик комитетини, олимпикни қоллиғучи ширкәтләрни әйиблигән.

Америка йәһудий қирғинчилиқи хатирә музийи болса тивиттерда 1936-йили натсестлар германийәси саһибханлиқ қилған берлин олимпикиниң мәшәл йәткүзүш мурасиминиң видийосини тарқитип: “көрүватқиниңиз натсистларниң 1936-йилдики олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә тәшвиқат мәқситидә қолланған мәшәл йәткүзүш паалийитидур. Натсестлар әйни чағда бу паалийәтни өзиниң йәһудийларға вә башқиларға қиливатқан зиянкәшликини йошуруш үчүн қандақ қолланған болса, бүгүнму биз олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң қандақ қилип уйғурларға қилиниватқан вәһшийликтин диққәт бурашқа қоллиниливатқанлиқиға шаһит болмақтимиз,” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.