Толуқ оттура мәктәпкә өтүш имтиһанида юқири номурға еришкән уйғур оқуғучилар мукапатланди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.07.19
istanbul-oqughuchi-mukapat-06

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-01

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-02

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-03

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-04

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-05

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

istanbul-oqughuchi-mukapat-07

2024-Йили 7-айниң 17-күни истанбулда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни үмид мукапати билән мукапатлаш мурасимидин көрүнүшләр. 2024-Йили 17-июл, истанбул RFA/Arslan

17-Июл чаршәнбә күни мәркизи истанбулдики сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи, уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхписи шуниңдәк мәркизи әнқәрәдики шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи бирлишип уюштурған “үмид мукапати” ни тарқитиш мурасими истанбулда өткүзүлди.

Мурасим қуран тилавити билән башланди. Мурасимда, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор алимҗан буғда сөз қилип, уйғур оқуғучиларниң өрләп оқушини риғбәтләндүрүш үчүн уюштурған бу тәбрикләш пирограммисиниң муһимлиқини тәкитлиди вә бу пирограммини башқа тәшкилатлар, оқуғучилар, ата-аниларниңму қоллиши керәкликини тәвсийә қилди. Доктор алимҗан боғда сөзидә йәнә бу үмид мукапатини техиму кеңәйтип алий мәктәпкә өтүш имтиһанидин юқири номур алған оқуғучилар үчүнму мукапатлаш пирограммиси орунлаштуруш тәклипини оттуриға қойди.

Йиғинда йәнә мәркизи әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм сөз қилип уйғур оқуғучиларниң билим игилишиниң муһимлиқи вә алған билимини мустәмликә қиливалған дүшмәнгә қарши ишлитишниң тәкитлиди. У мундақ деди: “биз езиливатқан бир милләт болғачқа, хитай мустәмликә күчкә қарши һәрбий җәһәттә болсун, иқтисадий җәһәттә болсун һәр саһәдә қолимизда һеч қандақ күч йоқ, әмма хитайға қарши туралайдиған бирла күч бар, у болсиму билим вә әқил, йәни биз билим өгиниш вә әқлимизни ишлитиш арқилиқ хитайға тақабил туралаймиз, шуниң үчүн биз хитайдин бир қәдәм болсиму алдиға өтимиз дәйдикәнмиз, бүгүнки дәврдики пән-техника билимлири билән толуқ қораллинишимиз лазим” .

Пирограмма риясәтчиси абдуләһәд удунниң билдүрүшичә, түркийәдики муһим имтиһанлардин бири болған толуқсиздин толуқ оттура мәктәпкә өтүштики 500 номурлуқ имтиһанда бу йил уйғур оқуғучилардин 34 нәпәр оқуғучи 400 дин юқири номур алди. Буниң ичидә әң юқири 498 алған абдулла тарим, алма маркилиқ хатирә компютер, 495 номур алған шаһимәрдан уйғуроғли вә 484 номур алған абдурахман өмәр HP маркилиқ хатирә компютер билән, 474 номур алған нәзипә әкбәр вә 473 алған хәйринисагүл, бирдин айпәд билән шуниңдәк төт йүздин 430 гичә алған 11 оқуғучи миң лира, 430 дин 450 гичә номур алған 10 оқуғучи 2000 миң лира, 430 ниң үсти 469 ғичә номур алған 9 оқуғучи 3000 лира нәқ пул билән мукапатланди.

Мукапатлаш мурасимида сөз қилған сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи муавин рәиси муһәммәд өмәр қарийһаҗим ата-аниларни пәрзәнтлириниң оқуш ишлириға әһмийәт беришкә чақириқ қилди вә уларниң вәтән хәлқи үчүн пайда йәткүзәләйдиған ярамлиқ әвлад болуп йетиши чиқиши үчүн көңүл бөлүш керәкликини тәкитлиди.

Уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхписи мәсули абдуләһәд учқун қатарлиқлар сөз қилип имтиһанда юқири номур алған уйғур оқуғучиларни тәбриклиди.

 “үмид мукапати” түриниң мәсули доктор адилҗан әруйғур “үмид мукапати” вә тәрбийәләш пирограммисини тонуштуруп мундақ деди: “мәқситимиз һәм өзимиз үчүн һәм дәва үчүн яхши йетишкән инсанлардин тәшкил тапқан қошун шәкилләндүрүш. Толуқ оттура мәктәпкә өрләш LGSимтиһани балиларниң имтиһани болмастин ата-анилар имтиһани дәп қараймән, чүнки ата-анилар қанчә көп көңүл бөлсә у балиларму шунчә юқири номур алалайду вә уларға роһи озуқ болалайду, уйғур балисиниң яхши оқуши, тәбиий һалда биз уйғурларниң инавитини түркийәдә нәччә һәссә юқири көтүриду шуниң үчүн баллиримизниң юқири өрләп билим елишиға әһмийәт беришимиз керәк” .

Игилинишичә түркийәдә бу йил толуқсиз оттура мәктәпни пүттүрүп толуқ оттуриға имтиһан бәргән вә 400 дин юқири номурға еришкән оқуғучиларниң сани хели көп болуп булардин пәқәт 34 нәпири “үмид мукапати” ға тизимлатқан.

2-Дәриҗилик “үмид” мукапатқа еришкән шаһимәрдан уйғуроғлиниң дадиси муһәммәд сидиқ әпәнди сәһнигә чиқип өзиниң бала тәрбийәләш тәҗрибилирини сөзләп бәрди. У, пәрзәнтлириниң телевизийәгә берилип кәтмәслики үчүн өйигә телевизийә қоймиғанлиқини, телевизийә вә екранға көп қариған балиларниң пикир-тәпәккур қилиш иқтидарниң екранға қарашни әң азға чүшүрүшкә тиришқанлиқини, баллириға һәптидә бир күн пәқәт 2-3 саәт пайдилиқ филимларни көрүшкә рухсәт қилидиғанлиқини, униңдин башқа йәнә баллириниң дәрслик вә имтиһан үчүн пилан түзүш ишлириға арилишивалмастин әркин қоюп бәргәнликини, бирақ шу пиланини әмәлгә ашурушиға ярдәмчи болидиғанлиқини билдүрди.

“бизниң диққәт қилған бир қанчә нуқтидин бири балиларни екрандин узақ тутуш, бизниң өйниң қаидисидин бири өйдә телевизор болмаслиқ, түркийәгә кәлгили 10 йилдин ашти, лекин өйгә һеч телевизор алмидуқ, балилар билән екран билән болған алақисини әң төвән дәриҗидә тутушқа тириштуқ, чүнки балилар екран билән қанчә узун мәшғул болғансери балиларниң тәпәккур қилиш иқтидари вә ишларни мулаһизә қилиш иқтидариниң төвәнләп кетидиғанлиқи тоғрисида чүшәнчигә игә болғачқа биз бу җәһәткә диққәт қилип балиларни екрандин йирақ тутуп кәлдуқ, әмма һәптидә бир күн дәрслик тапшуруқлирини тәйярлап болғандин кейин пайдилиқ филимларни көрүшкә рухсәт беримиз шу арқилиқ балиларниң меңисиниң чарчаш билән арам елиш арисида тәңпуңлаштурушқа тириштуқ. Биз йәнә балиларниң өзиниң бәргән қарари вә имтиһан вақит җәдвилигә қарап туруп пиланни өзи түзиши, түзгән пиланни орунлашқа амал бар өзиниң диққәт қилиши үчүн биз давамлиқ уларни көзитип турдуқ. Униңдин башқа балиларниң китабни көп оқушиға вә өзи халиған китабни оқушқа пурсәт яритип бәрдуқ”.

Мурасимда җамаәт әрбаби абдуқадир япчан сөз қилип имтиһанда юқири номур алған оқуғучиларни тәбриклиди вә оқуғучиларни оқушқа риғбәтләндүрүп тәвсийәлирини баян қилди.

Мукапат мурасимида йәнә шәрқий түркистан нузугум аилә вә мәдәнийәт җәмийити, әвлад нәшрияти, айхан ана вәхписи, уйғур ана тил тор мәктипи қатарлиқ җәмийәт вә органлар пүтүн оқуғучиларға өзлириниң көңүл совғисини изһар қилип китаб вә һәр хил маддий буюмлар тәқдим қилди.

Игилинишичә, “үмид мукапати” сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәхписи, шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи, уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхписи бирлишип төт йилдин буян уюштуруп келиватқан мукапаттур.

 “үмид мукапати” түркийә асасий маарипиниң һәл қилғуч басқучлиридин бири болған толуқ оттура мәктәпкә өрләш имтиһани “LGS” да юқири номур алған уйғур оқуғучиларға берилидиған болуп, бу маддий мукапатни асас қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.