Ақайеф хизмитидин рәсмий истипа бәрди


2005.04.04

Мәҗбурий тәхттин чүшүрүлгән қирғизистан президенти әсқәр ақайеф дүшәнбә күни хизмитидин рәсмий истипа бәрди. Буниң, мәзкур оттура асия дөлитиниң муқимлиқиға бир яхши тәсир көрситидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, әсқәр ақайеф қирғизистан вақитлиқ һөкүмитиниң вәкиллири билән көрүшкәндин кейин, дүшәнбә күни москвада мурасим уюштуруп, истипа бериш һөҗҗитини қирғизистан парламентиниң баянатчиси өмүрбәк текебайефқа сунған. Бу һөҗҗәт сәйшәнбә күнидин башлап күчкә игә болидикән.

Әсқәр ақайеф истипа бериш мурасимида йәнә қирғизистан хәлқиғә 20 минутлуқ сөз қалдурған. Әмма вақитлиқ һөкүмәт һазир буни қирғизиситан телевизорида бериш-бәрмәслик һәққидә техи бир қарарға кәлмигән.

Қирғизистандики өктичиләрниң 24 - март күнидики инқтилавий һәрикити сәвәбидин, әсқәр ақайеф дөлитини ташлап русийигә қечип кәткән болуп, һоқуқни тартивалған вақитлиқ һөкүмәт президенти қурманбәк бақийеф әсқәр ақайевниң истипа беришини қарши алди һәмдә уни қирғизистанға әмди қайтип кәлмәсликкә агаһландурди. Чүнки улар ақайеф қайтип кәлсә, буниң қирғизистанниң дөләт ичидики муқимлиқи вә бихәтәрликикә тәһдит елип келишидин әндишә қилиду.

Қирғизистандики йеңи президент сайлими 6 - айниң 26 - күнигә бекитилгән болуп, ақайефниң истипа бериши, сайламниң оңушлуқ елип берилишиға яхши йол ачти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.