Әзәрбәйҗан билән уйғур аптоном райони оттурисидики һава қатниши әслигә кәлди


2004.11.12

Әзәрбәйҗан билән уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчи оттурисидики һава қатниши җүмә күндин башлап әслигә кәлди. Икки тәрәп оттурисидики һава қатниши, әзәрбәйҗан транспорт айропиланиниң бу йил 5 - айда уйғур аптоном районида чүшүп кетиш вәқәсидин кейин тохтитилған.

Һава қатниши әслигә кәлтүрүлгәндин кейин русийидә ишләнгән ил - 76 намлиқ бир әзәрбәйҗан транспорт айропилани, җүмә күни үрүмчи вақти билән чүштин кейин саәт 11:30 әтрапида урүмчи айдурумиға келип қонған.

Айропиланниң шу күни қайтидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Шинхва ахбарат агентлиқиниң үрүмчи айдуромидики даириләрдин нәқил кәлтүрүшичә, әзәрбәйҗан һава йоллири ширкити, ички моңғолниң көкхот, хитайниң тәййүән, тйәнҗин вә шиән шәһәрлиригә баридиған һава йоллири ечишни үмит қилмақтикән. Әзәрбәйҗанниң үрүмчигә қатнайдиған транспорт айрупилани мал тошушни асас қилиду. Өткән қетимқи вәқәдә әзәрбәйҗан транспорт айрупилани үрүмчи айдурумидин қозғулуп, узун өтмәй йәргә чүшүп кәткән. Вәқәдә 7 нәпәр айрупилан хадиминиң һәммиси өлгән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.