Оттура асиядики 5 җумһурийәт ядро қораллардин хали район келишими имзалиди
2006.09.08
Оттура асиядики 5 дөләт җүмә күни районни ядро қораллардин хали район қилиш келишими имзалиди. Келишимдә бу дөләтләр ядро қоралларни ишләпчиқармаслиқ, сетивалмаслиқ вә башқа дөләтләрниң районда ядро қораллирини орунлаштурушиға йол қоймаслиққа вәдә қилған.
Қазақистан ташқий ишларминистири җүмәрт тоқайев келишим имзалаш мурасимида " райондики дөләтләр һәрбий һазирлиқлар вә қирғинчилиқ қораллиридин хали болуш принсипиниң рамкиси үстидә бирликкә кәлди. Бу бизниң йәр шари бихәтәрликигә қошқан бир төһпимиз " деди. Қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан қатарлиқ дөләтләр 8.3 Милйон квадират километир келидиған вә 60 милйон нопусқа игә бу районни ядро қораллардин хали җай, дәп җакарлиған бу келишим қазақистанниң шәмәй шәһиридә имзаланди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка, бу келишимниң ядро қораллар иқтидариға игә айрупиланларниң райондин учуп өтүшини чәклишидин әнсиримәктикән. (Әркин)