Өзбекистан оттура асиядики һәрбий хираҗити әң көп дөләт

Қирғизистанниң дөләтлик "қабар" агентлиқиниң учуридин қариғанда, өзбекистанниң дөләт мудапиәсигә ишлитидиған һәрбий хираҗити оттура асиядики башқа мәмликәтләрдин зор дәриҗидә көп икән.

Қабарниң мәлуматидин қариғанда, 2005-йили қазақистанниң һәрбий чиқими 448 милйон америка доллири болған болса, өзбекистанниң 764 милйон долларға йәткән. 2006-Йили униң һәрбий хираҗитиниң 802 милйон долларғичә болуши пәрәз қилинмақта икән.

Оттура асиядики бәш дөләтниң 2005-йиллиқ һәрбий хираҗитиниң омумий соммиси 1милярд 336 миң доллар болған, бу йил 1милярд 570 миңдин ешиши мумкин икән.

Өзбекистан һазир дөләт хамчотиниң 5.2%Ни, қазақистан 1.01 %Ни һәрбий хираҗәткә ишлитиду. Шундақ болғанда, өзбекистан оттура асиядики бәш дөләт ичидә һәрбий хираҗәткә әң көп пул чиқиридиған мәмликәт болуп һесаблинидикән.

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, 1999-йилидики ички уруштин кейин ислам кәримоп өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн армийини күчәйтишкә әһмийәт бәргән болуп, өзбекистанниң һава , қуруқлуқ қисимлири башқа оттура асия мәмликәтлиригә нисбәтән күчлүк һесаблиниду. Өзбекистан қораллиқ күчлириниң 1999-2000-йиллиридики вәқәләрдә вә өткән йилдики әнҗан вәқәсидә ислам кәримопниң буйруқини яхши орунлиғанлиқи билдүрүлмәктә. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org