Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати керимоф һөкүмитини "қәтлиам" елип бериш билән әйиплиди


2005.06.07

Мәркизи америкидики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, керимоф һөкүмитиниң өткән айда елип барған әнҗандики бастуруш һәрикитини "қәтлиам," дәп әйиплиди. Мәзкур орган, америка билән явропа иттипақи өзбекистан һөкүмити вәқәни тәкшүрүшкә йол қойғанға қәдәр, керимоф һөкүмити билән һәмкарлишишни тохтутуш керәк, дәп чақирди.

Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң мудири кенис рос, " өлтүрүлгәнләр саниниң көплүки вә бихәтәрлик күчлириниң бипәрвалиқини қәтлиам, дәп чүшәндүрүш мумкин," дәп көрсәтти. Рос, америкиниң ташкәнт билән өткүзүватқан өзбекистанда даими һәрбий база қуруш сөһбитини тоңлитишини тәләп қилип, " биз явропа иттипақиниң өзбекистан билән елип бериватқан һәмкарлиқини тохтитишини тәләп қилимиз," деди.

Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң тәкитлишичә, өзбекистан бихәтәрлик күчлири пуқраларға қалаймиқан оқ чиқарған.

Керимоф һөкүмити әнҗандики исянни бастуруш җәрянида өлгән 173 кишиниң һәрбиләрни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрмәктә. Әмма кишилик һоқуқни қоғдиғучиларниң ашкарилишичә, вәқәдә өлгәнләрниң сани 700 дин ашидикән.

Росниң тәкитлишичә, намайишчиларни тарқитиветишкә барған қисимлар, мәркизи мәйдандики 300 кишилик намайишчилар қошуниниң һәммисини етип ташлиған. Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, керимоф һөкүмитиниң вәқә тоғрисидики чүшәндүрүшини пүтүнләй тоғра әмәс, дәп көрсәтти. Президент керимоф, әнҗандики исянни әсәбий диний күчләр қозғиди, дәп җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.