Қирғизистан өзбек мусапирлирини өзбекистанға қайтуруп бәрмәкчи
-
2006-06-19 -
-
-
Дүшәнбә күни қирғизистан даирилири, хәлқара җамаәтниң қарши чиқишиға қаримай, 2005- йили май ейида өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүз бәргән қанлиқ бастуруш вәқәсидин кейин, қирғизистанда панаһланған төт өзбек мусапирини өзбекистанға қайтуруп беридиғанлиқини билдүрди. Әгәр улар өзбекистанға қайтурулса, өзбекистан һөкүмитиниң қаттиқ җазасиға учришиши мумкин икән.
Әнҗан вәқәсидин кейин йүзлигән өзбек пуқраси өзбекистандин қечип қирғизистанда панаһланған иди. Қирғизистан һөкүмити уларниң асаслиқ қисмини мусапир дәп етирап қилип, б д т мусапирлар идарисиниң уларни явропаға йөткәп кетишигә рухсәт бәргән иди. Әмма уларниң бир қисми қирғизистанда қалған.
Қирғизистан баш тәптиш идарисиниң баянатчиси токтогүл какчийиф бишкәктә бәргән баянатида, қирғизистандики сотлар қарар чиқирип болди. Шуниң үчүн улар өзбекистанға қайтиши керәк, деди. Униң ейтишичә, техи уларни қайтуруш үчүн ениқ бир күн бекитилмигән.
Өткән һәптә б д т мусапирлар комитети, бу төт өзбек мусапириниң ақивити һәққидә әндишиләнгәнликини билдүрүп, қирғизистан һөкүмитидин уларни өзбекистанға қайтурмаслиқини һәмдә уларни башқа бир дөләткә орунлаштуруши үчүн я б д т мусапирлар комитетиға тапшурушини вәя қирғизистанда турушиға рухсәт беришини тәләп қилған.
Б д т мусапирлар комитети, бу кишиләрниң б д т тәрипидин мусапир дәп етирап қилинғанлиқини, шуңа уларни өзбекистанға қайтуруш, хәлқара мусапирлар келишимини дәпсәндә қилғанлиқ болиду, дәп агаһландурған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, гәрчә қирғизистан һөкүмити 400 әтрапида өзбек мусапириниң б д т мусапирлар идариси тәрипидин явропаға орунлаштурулишиға рохсәт бәргән болсиму, әмма өзбекистанниң бесими билән нәччә онлиған өзбек мусапирини йошурун һалда өзбекистанға қайтуруп бәргән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әнҗан вәқәсиниң бир йиллиқи
- Өзбекистанда йүз бәргән әнҗан вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән
- Қазақистан, қазақистандин сиясий панаһлиқ тәләп қилған 9 нәпәр өзбекистан пуқрасини қайтуривәтти
- Назарбайев кәримопниң әнҗандики бастурушиға иҗабий баһа бәрди
- явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати украинийиниң өзбек мусапирлирини һәйдәп чиқиришини әйиблиди