Өзбек паалийәтчисини, өзбекистанға қайтуруп бәргән рус офитсер җазаланди
2007.05.26
Москва шәһәрлик сот мәһкимиси, русийидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған бир өзбек паалийәтчисини өзбекистанға қайтуруп бериш тоғрисида буйруқ чүшүргән рус сақчи хадимини, қанунға хилаплиқ қилған дәп әйибләп, җәриманә төләшкә һөкүм қилди.
Москва чәтәл пуқралирини тутуп туруш мәркизиниң башлиқи болған серги грасимоф, өткән йили өктәбир ейида бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған рустәм мөминофни, б д т мусапирлар идариси вә русийә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқлириға қаримай, өзбекистан һөкүмитигә тапшуруп бериш тоғрисида буйруқ чүшүргән икән.
Рустәм мөминоф 2005- йили май ейида өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүз бәргән бастуруш һәрикитидин кейин, өзбекистандин қечип русийидә панаһланған. Русийә тәрипидин өзбекистанға қайтуруп берилгәндин кейин, өзбекистан һөкүмити мөминофни һизбул тәһрир партийисиниң әзаси дәп әйибләп, уни бәш йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.(Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Үзбекстан кишилик һоқуқ сөһбитини қобул қилидиғанлиқини билдүргән, әмма ...
- Өзбекистанда сәргәрданлар көпәймәктә
- явропа иттипақи өзбекистанға қаратқан чәклимиләрни көздин кәчүрүшни кечиктүрди
- явропа иттипақи өзбекистан мәтбуатини яхшилаш үчүн һәрикәт башлиди
- Өзбекистан билән қирғизистан виза түзүмини вақтинчә бикар қилди
- Ташкәнт ислам мәдәнийәт пайтәхти болди
- Өзбекистан түрмилиридә сиясий мәһбуслар қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә