Өзбәкистан һөкүмити хәлқараниң әнҗан вәқәсини тәкшүрүш һәққидики тәлипини қайта рәт қилди
2005.06.02
Өзбәкистан һөкүмити хәлқара җәмийәтниң әнҗан вәқәси үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип бериш тәлипини қайта рәт қилди. Бирақ, бир қисим чәтәл дипломатлириниң тәкшүрүш хизмитини көзитишигә йол қойидиғанлиқини билдүрди.
13 - Май күни өзбәкистанниң әнҗан шәһиридә һөкүмәткә қарши аммивий наразилиқ намайишлар йүз берип, һөкүмәт армийиси намайишчиларға қаритип оқ чиқарған иди. Шаһитлар вә бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәқәдә миңға йеқин адәмниң өлгәнликини билдүргән.
Шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң баш секритари хуп шәффир сәйшәнбә күни әнҗандики зораванлиқларни әйиплигән һәмдә б д т ниң чақириқиға аваз қошуп вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришни қайта тәләп қилған иди.
Шималий атлантик окян әһди тәшкилати, әгәр өзбәкистан давамлиқ түрдә вәқә үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни рәт қилса, өзбәкистанниң явро- атлантик һәмкарлиқ кеңишигә қатнишиш салаһийитини қайта ойлишидиғанлиқини , шундақла мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрниң өзбәкистанға беридиған һәрбий ярдимини тохтитишни музакирә қилидиғанлиқини билдүргән .
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, өзбәкистан ташқи ишлар министири иляр ғәнийеф, америка, франсийә, хитай, русийә қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң әлчихана хадимлириниң әнҗандики қораллиқ тоқунушни назарәт қилишиға йол қойидиғанлиқини көрсәткән.
Русийә вә хитай һөкүмити ғәрб дөләтлиригә қарши һалда, ислам кәримофниң әнҗандики хәлқ наразилиқ һәрикәтлирини бастурушини қоллиған иди. Русийә ташқи ишлар министири лавруп пәйшәнбә күни " әнҗандики вәқәдә чечәнләр, талибанлар вә исламий радикал күчләрниң қоли бар" дәп көрсәткән. Буниң алдида өзбәкистандики йәрлик хәлқләр, әнҗандики вәқәниң ислам кәримоф һөкүмитиниң юқири бесимлиқ бастуруш сиясити вә намратлиқ сәвәбидин йүз бәргәнликини билдүргән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзаси өзбекистан даирилирини әнҗандики вәқә тоғрисида агаһландурди
- Өзбекистан президенти ислам керимоф хитайдики зияритини ахирлаштурди
- Хитай һөкүмити "террорчилиққа қарши күрәш" тә өзбекистан билән бир сәптә икәнликини билдүрди
- Кәримопниң хитай зиярити вә өзбек –хитай мунасивәтлири
- Кәримоф хитайдики зияритини башлиди