Өзбекистанда өктичи қуяш нури партийисиниң рәһбири қамақ җазасиға һөкүм қилинди
2006.03.06
Өзбекистанда бир сот мәһкимиси дүшәнбә күни өзбекистан қуяш нури партийисиниң рәһбири санҗар өмәрофни иқтисади җинайәт билән әйибләп 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди. Әмма санҗар өмәрофниң қоллиғучилири сот мәһкимисиниң һөкүмини сиясий ғәрәзлик җазалаш, дәп әйиблимәктә. Шуниң билән биргә сот мәһкимиси униңға 8 милйон доллар җәриманә қойған.
Илгири пахта вә нефит содиси билән шуғулланған үмәрофниң өзбекистандики мал - мүлки мусадирә қилиниши мумкин. Өткән йили 5 - айда әнҗан вәқәси қанлиқ бастурулғандин кейин, өзбекистан даирилири 188 кишини вәқә билән четишлиқи бар, дәп түрмигә ташлиған болуп,чәтәлдин ярдәм алған аммиви тәшкилатлар вә бәзи мустәқил мәтбуатларни тақиған.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сотчи, өмәрофни " җинайи гуруһ тәшкилләш, зор миқдарда пул вә баҗ оғрилаш,пара бериш вә сахта һөҗҗәт ясашқа охшаш җинайәтләрни садир қилған," дәп қариған. Өмәрофниң адвукати юқири дәриҗилик сот мәһкимисигә әрз қилидиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, " бу әйибләшләрни испатлайдиған пакит йоқ" икән.
Бу арида америка әркинлик сарийиниң ярдими билән паалийәт елип баридиған өзбекистандики явро - асия фонди җәмийити тақалғанлиқини җакарлиди. Өзбекистандики бир сот мәһкимиси йеқинда мәзкур җәмийәтни тақаш тоғрисида һөкүм чиқарған. Әмма униңдин юқири дәриҗилик йәнә бир сот мәһкимиси төвән сотниң қарарини иҗра қилишни тохтитип қойған болсиму, бирақ явро - асия фонди җәмийити сот мәһкимисиниң ахирқи қарарини күтмәй турупла тақалғанлиқини җакарлиди.
Буниңдин илгири б б с өзбекистан даирилириниң иғвагәрчилики сәвәбидин ташкәнттики ишханисини тақиған. Әркин явропа радиоси өзбекистандики ишханисини чекиндүрүп кәткән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан сиясий өктичи надирә һидайитоваға 10 йиллиқ қамақ җазаси бәрди
- Өзбекистан һөкүмити өктичи бай сәнҗәр өмәрофни 13 йиллиқ түрмигә ташлиди
- Өзбекистанда қуяш нури партийисиниң рәһбири сотланди
- Өзбекистан америкидин ярдәм алған бир демократик тәшкилатни пичәтлиди
- Оттура асия әллири чәтәл аммиви тәшкилатлириға паалийәт чәклимиси қойди