Өзбекистанлиқлар америкидин сиясий панаһлиқ тилимәктә
-
2005-11-06 -
-
-
Оттура асиядики фәрғанә агентлиқиниң америкида чиқидиған "америка хәвәрлири агентлиқи" дәп аталған бир хәвәр оргининиң учуридин нәқил кәлтүрүшичә, йеқинқи үч йил ичидә тәхминән миң нәпәр өзбекистанлиқ вә азәрбайҗанлиқ америкиға келип сиясий панаһлиқ тиләп, панаһлиқ салаһийитигә еришкән.
Өзбекистанлиқ сиясий паалийәтчиләрниң билдүрүшичә, өзбекистанлиқларниң америкида сиясий панаһлиқ тилишиниң арқа көрүниши ениқ болуп, асасий сәвәб йәнила өзбекистанда күнсайин еғирлишиватқан диктатор түзүмидур.
Ислам керимоф һөкүмити өктичилик пикирдики һәр қандақ кишини зәрбә бериш обйекти қилған болуп, америка һөкүмити өзбекистандики вәзийәтни етирап қилғанлиқи үчүн керимоф түзүминиң зәрбә беришидин әнсиригән кишиләрниң панаһлиқини қобул қилип, уларниң америкида яшишиға рухсәт қилған. Көзәткүчиләр әнҗан вәқәсидин кейин бәлки сиясий панаһлиқ тиләйдиған өзбекләрниң саниниң техиму ешишини мөлчәрлимәктә. Чүнки әнҗан вәқәси мунасивити билән зәрбигә учраштин әнсирәп қирғизистанға қечип келип панаһланған 500 әтрапидики өзбәк мусапиригә хәлқаралиқ мусапирлиқ салаһийити берилип, явропа дөләтлири қобул қилған иди.
Хәвәрдә көрситилишичә, америкида сиясий панаһлиқ тилигәнләр пәқәт өзбекистанлиқларла болмастин йәнә 700 нәпәр әтрапида қазақистанлиқму сиясий панаһлиқ салаһитигә еришкән.
Омумән, америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәтниң азәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан қатарлиқ мәмликәтләрни өктичи пикирларға зәрбә беридиған һакиммутләқ дөләтләр, дәп қарайдиғанлиқи мәлум. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбек –қирғиз мунасивәтлиридики ихтилаплар көпәймәктә
- Өзбекистан әнҗан вәқәсидики " террорчилар" 20 - сентәбирдин башлап сотлайду
- Қирғизистан даирилири, қирғизистандики өзбек мусапирлирини яврупа дөләтлиригә әвәтидиғанлиқини билдүрди
- Түркмәнистан өзбек вә таҗик мусапирлириға гиражданлиқ бәрди
- Қирғизистан өзбек мусапирларни 10 күн ичидә 3 - бир дөләткә орунлаштурушни тәләп қилди