Қирғизистан ғәрб әллириниң кәскин тәнқидигә дуч кәлди

Қирғизистан 2005 - йили әнҗан вәқәсидә өзбекистандин қирғизистанға қечип барған өзбек мусапирларни юртиға қайтурувәткәндин кейин, бешкәк даирилири ғәрб әллириниң кәскин тәнқидигә учриди.

Ройтерс ахбарат агентлиқииниң әскәртишичә, б д т юртиға қайтурулған өзбек мусапирларниң тән җазаси яки өлүм җазасиға қилиниш еһтимали бар, дәп қаримақта. Қирғизистан бу ай ичидә бәш нәпәр өзбек мусапирни юртиға қайтурувәткәнлики үчүн хәлқара җәмийәт бешкәк даирилирини әйиблиди.

Б д т мусапирлар али комисаряти, 5 мусапирниң қайтурулғанлиқидин "җидди әндишә" қилмақтимиз, дәп баянат елан қилған. Хәлқара тәшкилатларниң әскәртишичә, қирғизлар униңдинму көп мусапирларни юртиға қайтурған болуши мумкин. Америкиниң бешкәктики әлчиханиси, америка қирғизистандики өзбек мусапирларни юртиға қайтурғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини тәкитлиди. Лекин қирғиз даирилири америкиниң баянатиға һазирғичә инкас қайтурмиған.

Қирғизларни газ билән тәминләйдиған өзбекистан бу дөләттики өзбек мусапирлирини җинайәтчиләр, дәп атиған вә бешкәк даирилириға уларни юртиға қайтуруветиш тоғрисида бесим ишләтмәктә. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org