Өзбекистан түрмилиридә сиясий мәһбуслар қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә


2006.12.25

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә өзбекистан сиясий өктичилири өзбекистан түрмилиридә сиясий тутқунларни вәһши усуллар билән қийнаш вә уларға һәр түрлүк бесим ишлитиш қилмишлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрмәктә. Уларниң ейтишичә, болупму өзбекистанниң ғәрбий райониға җайлашқан қарақалпақистандики "җаслиқ түрмиси" өзбекистандики сиясий мәһбусларни қийнаш мәсилисидә бир символға айланған.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири 2002‏- йилида җаслиқ түрмисидә, өзбек даирилириниң икки мәһбусни қаттиқ қийниғанлиқини вә уларни қайнақ суға ташлап өлтүргәнликини хәвәр қилғандин кейин, асасән мусулман паалийәтчиләр тутуп турулуватқан бу түрмә өзбекистанда бир дәһшәт символға айланған. 2002‏- Йили өзбекистанни зиярәт қилған б д т тән җазасиға қарши комитетниң вәкили өзбекистанда түрмиләрдики қийин- қистақларниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқини билдүргән иди.

Өткән һәптә өзбекистанда түрмиләрдики қийин- қистақлар һәққидә хәвәр бәргән мустәқил өзбек учурлири тор бети, җаслиқ түрмисидә мәһбусларниң уруқ- туғқанлиридин игилигән учурларға асасән бәргән мәлуматида, җаслиқ түрмисидики мәһбусларға қаритилған бесим вә дәһшәтлик тән җазалириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

Лекин өзбекистан ички ишлар миниситирлиқиниң түрмиләр баш тәптиши фаруқ муһәммәдоф, өзбекистанда сиясий мәһбусларға қаритилған қийнаш вә бесимлар тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилип, бу хәвәрләрни асассиз дәп көрсәтти. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.