Кәримопниң хитай зиярити вә өзбек –хитай мунасивәтлири


2005.05.25

CHINA-UZBEKISTAN-46.jpg
Хитай президенти ху җинтав тйәнәнмен мәйданида өзбекистан президенти ислам керимоф билән. AFP

25-Май күни өзбекистан президенти ислам кәримоп әндиҗандики аммиви һәрикәтни бастуруп, вәзийәтни контрол қилғандин кейинки өзиниң тунҗи чәт әл зияритини хитайдин башлиди.

Бейҗиң хәлқара айродромида дағдуғилиқ күтүвелишқа сазавәр болған оттура асияниң мәзкур атақлиқ диктатури шу күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән рәсми көрүшүп, икки мәмликәтниң һәр саһә бойичә һәмкарлиқ мунасивәтлири, районниң бихәтәрликини өз ичигә алған бир қатар район характерлиқ вә хәлқара мәсилиләрдә сөһбәт өткүзди.

Ислам кәримоп билән ху җинтав бир-биригә юқири баһа бәрди

Өзбекистан президенти ислам кәримоп билән хитай дөләт рәиси ху җинтавниң көрүшиши җәрянида улар " хитай –өзбекистан достлуқ, һәмкарлиқ вә шериклик шәртанамиси"ни имзалиди.

Ху җинтав өзбекистан билән хитайниң йеқинқи йиллардин буянқи һәмкарлиқ мунасивәтлиригә юқири баһар берип," мәзкур шәртнаминиң" имзалинишиниң икки мәмликәт хәқлириниң әвладтин –әвладқа достанә өтүшкә болған ортақ разилиқи вә ирадисини көрситип, җуңго-өзбекистан мунасивәтлириниң узунғичә раваҗлинишиниң пухта сиясий вә қануний асасини салди. Җуңго һөкүмити бу шәртнаминиң принсиплири вә роһиға асасән, әнәниви достлуқни мустәһкәмләйду, шериклик мунасивәтлирини чоңқурлаштуруп һәммә тәрәптики һәмкарлишишни илгирилитип, ортақ тәрәққи қилишни қолға кәлтүриду" дегән

Ислам кәримопму икки дөләтниң мәзкур шәртнамисигә юқири баһа берип, униң өзбекистан-хитай мунасивәтлириниң техиму юқири сәвийидә тәрәққи қилишини көрситидиғанлиқини тәкитлигән.

Иқтисадий һәмкарлиқ

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң учуриға қариғанда кәримопниң хитай зияритиниң йәнә бир муддиаси иқтисадий һәмкарлиқ болуп, бу қетим өзбекистан дөләтлик нефит вә тәбиий газ ширкити билән хитай дөләтлик нефит ширкити арисида 600 милйон доллар қиммитидики нефит келишими имзалиған.

Кәримопниң хитай зияритиниң түп мәқсити хитайниң қоллишиға еришиш

UZBEKISTAN-UNREST-FUNERA-15.jpg
Керимоф һөкүмити әнҗанда йүз бәргән вәқәни қанлиқ бастурған болуп, кишиләр тоқунушта өлгәнләрниң роһиға дуа қилмақта. AFP

Ислам кәримопниң бу қетимқи хитай зиярити мәлум сиясий мәқсәткә игә болуп, икки һәптә бурун әндиҗан шәһири вә униң әтрапида йүз бәргән аммиви қаршилиқ һәрикәтлири нәтиҗисидә 700 дин артуқ адәмниң һөкүмәт әскәрлири тәрипидин өлтүрүлүши билән америка, явропа иттипақи шуниңдәк шималий атлантик окян әһди тәшкилати ислам кәримоп һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилип, уни демократик ислаһат елип беришқа чақирған.Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәхсус адәм әвәтип, әндиҗандики вәқәниң әмәлий әһвалини ениқлашни оттуриға қойған болсиму, бирақ кәримоп буни рәт қилған иди

Бундақ әһвал астида ислам кәримопниң хитай билән достлуқ һәмкарлиқ вә шериклик шәртнамиси түзүшиниң америка башлиқ ғәрбниң демократик ислаһат елип бериш бесимиға тақабил туруш икәнликини көрсәткән сабиқ өзбекистан дөләт мәҗлис әзаси һәмдә ислам кәримопниң сабиқ мәслиһәтчиси җаһангир муһәммәд әпәнди кәримоп вә униң парламент әзалириниң буниңдин бир қанчә күнләр илгири ғәрб рәһбәрлириниң бесимиға тақабил туруш үчүн хитай билән һәмкарлиқ орнитип, униң шәртлиригә көнүш йолиға меңишқа қарар қилғанлиқини баян қилди.

Ислам кәримоп, әндиҗан вәқәси билән ғәрбниң тәнқидигә учриғандин кейин, өзини қоллиған русийә билән хитайниң һимайисиға еришиш истратегийисини бәлгилигән болуп, җаһангир әпәнди бу арқилиқ униң өз һакимийитини сақлап қелишқа тиришиватқанлиқини, чүнки һазир демократик принсипларни қәдирләйдиған ғәрб рәһбәрлириниң ислам кәримоп билән әмәс бәлки, хәлқ билән һәмкарлишиш йолини таллиғанлиқи, ғәрбниң нәзиридә кәримопниң бир "қанхор"ға айланғанлиқи, униң үстигә һазир дуня йүзидә кәримоп билән һәмкарлишишниң қаттиқ тәнқитләргә учраватқанлиқини оттуриға қойди.

Икки тәрәп һәмкарлиқида уйғурларниң мәнпәәтлири қурбан қилиндиму?

Ислам кәримоп билән ху җинтавниң арисидики сөһбәтләрдә хитай билән оттура асия дөләтлириниң муқимлиқи вә тинчлиқини қоғдаш, үч хил күчләргә ортақ қарши туруш темисиму музакирә қилинған болуп, хитай хәвәр агентлиқиниң учириға қариғанда ху җинтав хитайниң бу райондики дөләтләр билән икки тәрәп һәм шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидики иттипақлиқ вә һәмкарлиқ мунасивәтлирини раваҗландуруп, үч хил күчкә ортақ зәрбә берип, районниң тинчлиқи, бихәтәрлики, муқимлиқини қоғдашини тәләп қилған.

Буниңдин илгири хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чуан баянат елан қилип, хитайниң "өзбекистан һөкүмитиниң террорчилар, бөлгүнчиләр вә диний әсәбий унсурлардин ибарәт үч хил күчләрни бастуруш һәрикитини қәтий қоллайдиғанлиқини"билдүргән иди.

Хитайниң ислам кәримоп һөкүмитини қәтий қоллиши вә аталмиш үч хил күчләргә ортақ қарши турушни тәшәббус қилишиниң уйғурларниң күнсайин күчийиватқан мустәқиллиқ вә демократик һәрикәтлирини бастуруш үчүн оттура асия мәмликәтлириниң ярдимигә еришиш икәнлики илгири сүрүлмәктә. Тәһлилләргә қариғанда, бейҗиң даирилири йеқиндин буян қирғизистан вә өзбекистанда йүз бәргән вәқәләрниң уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә тәсир көрситишидин әндишә қилмақта.Шуниң үчүн бейҗиң хәлқара җәмийәтниң қандақ позитсийидә болушидин қәтий нәзәр өзбекистанниң һәр қандақ бастуруш һәрикәтлирини қоллаш қарариға кәлгән.

Ениқсиз мәлуматлириға қариғанда өзбекистанда йүз миңдин артуқ уйғур аһалиси яшайду. Өзбекистанниң хитай билән болған һәмкарлиқиниң күчийишигә әгишип, у җайдики уйғурларниң өз ана вәтинигә мунасивәтлик сиясий түс алған һәр қандақ паалийәтлири изчил чәклинип кәлмәктә. Өзлириниң уйғурларниң демократийә вә инсан һәқлирини қоғдашни мәқсәт қилған һәрикәтлиригә йол қоюлмайдиғанлиқини көрсәткән ташкәнтлик бир уйғур зиялийси кәримопниң бейҗиң зиярити билән буниңдин кейин өзлириниң бу хил паалийәтлириниң мутләқ чәклинишидин әндишә қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав өткән йили тунҗи қетим өзбекистанни зиярәт қилған һәмдә ислам кәримоп билән уйғур мустәқилчилиригә бирликтә зәрбә бериш мәсилисини сөзләшкән болуп, уларниң бирләшмә баянатида аталмиш "шәрқий түркистан терроричилириға бирликтә қарши туруш " дегән нуқта оттуриға қоюлған. Шу чағда хитай өзбекистанға 3 милйон долларға йеқин иқтисадий ярдәм һәмдә өзбекистанни өз ичигә алған оттура асия мәмликәтлиригә 900 милйон доллар өсүмсиз қәрз беридиғанлиқини җакарлиған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.