Хитай қирғизистанға шаңхәй гуруһиниң йиғининиң бихәтәрликини бирликтә қоғдаш тәклипини бәрди


2007.05.29

Хитай сақчи даирилири қирғизистан сақчи даирилириға бу йил бишкәктә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлириниң йиғининиң бихәтәрликини қоғдашқа ярдәм көрситидиғанлиқини билдүргән.

Қирғиз хәвәрлири агентлиқиниң ашкарилиған бу һәқтики учуридин қариғанда, 27-май күни қирғизистан ички ишлар министири болатбек ноғайбайеф хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири мең хоңвей башчилиқидики бир вәкилләр өмикини қобул қилип, улар билән сөһбәт өткүзгән.

Мең хоңвей қирғизистанлиқ кәсипдешиниң юқири һәрбий унванға еришкәнликини тәбрикләш билән биргә йәнә өзиниң қирғизистан ички ишлар даирилириниң бу йил өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң али дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға мунасивәтлик алған бихәтәрлик тәдбирлиригә қизиқидиғанлиқи, шуниңдәк бундақ йиғинниң бихәтәрликини қоғдаш җәһәтләрдики өзара тәҗрибилирини алмаштурушқа җүмлидин террорлуқ гуруппилирини бирликтә йоқитишқа тәйяр икәнликини изһар қилған.

Қирғиз хәвәр агентлиқиниң учуриға асасланғанда , хитай вәкилләр өмики хитайниң қирғизистан ички ишлар оргиниға бир милйон америка доллири ярдәм беридиғанлиқини билдүргән болуп, хәвәрдә ейтилишичә, хитай хәлқ җумһурийити җамаәт хәвпсизлик министирлиқи қирғизистан қанунни қоғдаш органлириниң хитайға көрситиватқан қоллашлири үчүн қирғизистан ички ишлар министирлиқиға һазирғичә төт милйон доллар ярдәм бәргән икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.