Хитай баш министири вен җябав росийәни зиярәт қилди


2004.09.24

Русийини зиярәт қиливатқан хитай баш министири вен җябав, хитай - русийә мунасивитиниң һазирқи тәрәққиятини махтиди. Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай баш министириниң москвадики зияритиниң әң муһим күнтәртипи русийә тәрәп билән енергийә һәмкарлиқини музакирә қилишдур .

Бейҗиң тәрәп русийиниң хитайни узун мәзгилгичә нефит вә тәбий газ билән муқим тәминлишини үмид қилиду. Вен җябав, җүмә күни русийә сода санаәт саһәсидики әрбапларға нутуқ сөзләп, хитай кәлгүсидә қудрәт тапқан тәқдирдиму зомигәрлик қилмайду, җоңго, русийә ишинишкә болидиған дөләт дәп тәкитлигән. Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вен җябав шу күни русийә призденти владимир путин, русийә баш министири фрадкоф билән сөһбәт елип барған

. Русийә мәтбуатлири, хитай билән русийә оттурисида бәзи муһим мәсилиләрдики ихтилапниң барғанчә чоңийиватқанлишини илгири сүргән . Бу ихтилапларниң бири русийиниң дуня сода тәшкилатиға кириш мәсилисидә гәвдиләнмәктә. Хитай русийиниң дуня сода тәшкилатиға киришидики бирдин бир тосалғу болуп қалған. Русийидә турушлуқ хитай баш әлчиси лю гучаң, вен җябавниң русийидики зиярити мәзгилидә москва билән бу мәсилидә келишим һасил қилишқа тиришидиғанлиқини билдүргән иди. Бирақ, русийә ахбарат агентлиқи, русийә әмәлдарлириниң бу мәсилидә вен җябав москвадики мәзгилдә келишим һасил қилиш үмиди күтмәйдиғанлиқини хәвәр қилди. Бейҗиң, русийә әмгәк базирини хитай әмгәк күчлиригә ечиветиш, чәтәл ширкәтлирини тизимға елиштики чәклимиләрни бикар қилишни тәләп қилған.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.