Түркийә шималий ирақтики PKK партизанлирини йәнә бомбардиман қилди


2007.12.26

Түркийә уруш айрупиланлири чаршәнбә күни түркийидин айрилип курдистан қуруш мәқситидә паалийәт елип бериватқан pkk мустәқилчи күрд партизанлириниң шималий ирақниң зап районидики ғарларда қурувалған базилирини йәнә бомбардиман қилди.

Түркийә қораллиқ қисимлири баш қараргаһи тор бетидә елан қилған бу һәқтики баянатида түркийә уруш айрупиланлириниң зап районидики күрд партизанлири йошурунувалған 8 ғарни бомбардиман қилғанлиқини билдүрди. Бу түркийә һава армийисиниң түркийилик күрд партизанлириниң шималий ирақтики базилириға 16 - декабирдин бери 3 - қетим һава һуҗуми қозғиши болуп һесаблиниду.

Буниңдин бурун қозғиған 2 қетимлиқ һава һуҗуми 16 вә 22 - декабирларда елип берилған иди. Түркийә қораллиқ қисимлар баш қараргаһи 16 - декабирдики һуҗумда 150 дин 175 кичә болған pkk лиқниң өлгәнликини елан қилған болсиму, күрд партизанлириниң ахбарат оргини фират хәвәр агентлиқи шу күнки һава һуҗумида 5 адиминиң чиқим болғанлиқини илгири сүргән.

явропадин тарқитилидиған pkk ға йеқин мәтбуат органлиридин roj tv исимлик телевизийә қанили һуҗумда шималий ирақтики 15 күрд йезисиниң зиянға учриғанлиқини вә 2 йеза пуқрасиниң өлгәнликини билдүрди. Шималий ирақтики аптоном һакимийитиниң рәиси мәсуд барзани болса түрк уруш айрупиланлириниң һуҗумини әйиблигән. Түркийә мәтбуатлириниң әскәртишичә, түркийилик күрд партизанлириниң шималий ирақтики базилирини бомбардиман қилиш һәрикитидә америка түркийини ахбарат билән тәминлигән болуши мумкин.

Түркийиниң шәрқий җәнубидики күрдләр 1984 - йилдин бери түркийидин айрилип мустәқил дөләт қуруш мәқситидә паалийәт елип бармақта иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.