Истанбулда пәрһат турсун қатарлиқ түрмигә қамалған уйғур әдиблириниң қисмити муһакимә қилинди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.07.01
perhat-tursun-yighin-1 Истанбулдики профел нәшриятиниң уюштуруши билән өткүзүлгән “арқа кочида пәрһат турсун вә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң йоқалған авазлири” дегән темидики йиғиндин көрүнүш. 2024-Йили 29-июн, истанбул.
RFA/Arslan

Истанбулдики профел нәшриятиниң уюштуруши билән 29-июн күни истанбулдики дөләтлик “рами кутупханиси” да “арқа кочида пәрһат турсун вә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң йоқалған авазлири” дегән темида йиғин ечилди вә пәрһат турсун қатарлиқ уйғур язғучи-шаирлар тоғрисида пикир-анализ йүргүзүлди.

Йиғинда әнқәрә университети оқутқучиси, пирофессор әркин әмәт, истанбул университети әдәбият факултети һазирқи заман түрк шивелири вә әдәбиятлири бөлүми оқутқучиси, дотсент раһилә қәшқәрли тәклип билән қатнишип сөз қилди вә уйғур һазирқи заман әдәбияти вә йоқап кәткән язғучи шаирлар тоғрисида тохталди.

Бу йиғин әслидә уйғур язғучи пәрһат турсунниң “чоң шәһәр” намлиқ китабиниң түркчә нәшр қилиниши мунасивити билән мәзкур китабни нәшр қилған профел нәшрияти тәрипидин уюштурулған болуп, сөз қилғучилар, язғучи пәрһат турсун вә униң мәшһур әсири “чоң шәһәр” тоғрисида алаһидә тохталди.

“арқа кочида пәрһат турсун вә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң йоқалған авазлири” дегән темидики йиғинда дотсент раһилә қәшқәрли ханим сөзлимәктә. 2024-Йили 29-июн, истанбул.
“арқа кочида пәрһат турсун вә һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң йоқалған авазлири” дегән темидики йиғинда дотсент раһилә қәшқәрли ханим сөзлимәктә. 2024-Йили 29-июн, истанбул.
RFA/Arslan

Йиғинда сөз қилған истанбул университети тил-әдәбият факултети һазирқи заман түрк шивелири вә әдәбиятлири бөлүми оқутқучиси раһилә қәшқәрли ханим, “һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң йоқалған авазлири” дегән темида сөз қилип пәрһат турсун қатарлиқ йүзләрчә уйғур язғучи-шаирларниң из-дерәксиз йоқап кәткәнликини тәкитлиди вә “өзлириниң миллий кимлики вә мәдәнийитини қоғдаш йолида өзлирини пида қилған йүзләрчә бәлки миңларчә уйғур зиялийлар мәвҗут”, деди.

У мундақ деди: “пәрһат турсун қатарлиқ нурғунлиған зиялийлиримиз түрмә вә лагерларға қамалди, һаятидин айрилди, из-дерәксиз ғайиб болди, бәзилириниң җазаға һөкүм қилинғанлиқи ашкариланған болсиму бәзилириниң қәйәрдә икәнликини һеч ким билмәйду, булардин 435 кишиниң исимлири испатланди. Чүнки, буларниң көпинчиси хәлқ арисида тонулған мәшһур шәхсләр болуп, булардин башқа йәнә тонулмиған вә исимлири йезилмиған нурғунлиған магистир вә докторантлар вә миллий кимлики вә мәдәнийити үчүн хизмәт қилған нурғун зиялийларниң ақивитидин һеч қандақ хәвәр елинмиди.”

Доктор раһилә қәшқәрли йәнә мундақ деди: “пәрһат турсун доктор унвани алған бир илмий тәтқиқатчи язғучи иди, у хитайниң уйғурлар үстидин ирқий айримичилиқ вә ирқий қирғинчилиқ елип баридиғанлиқини алдин һес қилған вә буни ‛чоң шәһәр‚ намлиқ әсиридә мувәппәқийәтлик бир шәкилдә баян қилған”.

Пәрһат турсун 22 йешида йезип чиққан “чоң шәһәр” намлиқ романидики намсиз баш қәһриман уйғур дияридики тағлиқ районларниң биридә дуняға кәлгән. яшлиқ дәвридә болса хитайниң пайтәхти бейҗиңға оқушқа берип, алий мәктәп һаятини шу җайда өткүзгән. Оқуш пүттүргәндин кейин “идаридин олтурақ өй тәқсим қилип беришни тәләп қилмаслиқ” шәрти билән үрүмчидики толиму зерикишлик бир идаригә хизмәткә тәқсим қилинған. Бу романда намсиз қәһриман 1990-йиллириниң бир ахшими сөрүн тәләт чоң шәһәрниң кочилирида бир дәссәп икки дәссәп йүриду. Шу җәрянда хизмәт орнида йүз бәргән бир қатар ишлар, балилиқ дәврини өткүзгән хилвәттики сәһра һаяти вә бу һәқтики сеғинишлар бирдинла униң йүрәк-бағрини ләхтә-ләхтә қиливетиду. Шуниң билән у кечини таңға улаш үчүн, бир хатирҗәм макан издәп ахири әқлидин езип қалиду.

Инглиз вә голландийә тиллириға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған бу китабни түркчигә тәрҗимә қилған уйғур зиялийси пирофессор доктор әркин әмәт йиғинда, бу китаб тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән бу романни оқуғандин кейин өзүмни худди шу романдики намсиз баш қәһриманға охшаш һес қилдим, чүнки униң кәчүрмишлири мениң бейҗиңда оқуватқан йилларда, кейин бейҗиң мәркизи милләтләр университетида хизмәт қилишқа башлиған йилларда һәр йили язлиқ тәтилдә юртум қәшқәргә қайтиш үчүн үрүмчигә кәлгәндә бешимдин өткән вәқәләргә охшаш иди. Шәһәргә кирипла өзүмни худди һеч кимим йоқтәк ялғузлуқ һес қилаттим, ятсирайттим, чүнки у йәрдә хитайларниң нопуси барғансери көпийивататти вә үрүмчи уйғурниң шәһиридин өзгириватқандәк һес қилаттим, уйғурлар өз юртлирида чәткә қеқилип иккинчи синип муамилисигә учрайтти, мундақчә ейтқанда пәрһат турсунниң бу романи үрүмчидики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, татар қатарлиқ түрк хәлқлириниң тәрҗимани болғаниди”.

“арқа кочилар” дәп аталған бу китабни нәшр қилған истанбулдики профел нәшриятиниң тор бетидики бу китабни тонуштурушта 2017-йилидин буян йүз миңлиған уйғурниң хитайниң йиғивелиш лагерлирида шүбһилик бир шәкилдә из-дерәксиз йоқап кәткәнлики, һазирқи заман уйғур әдәбиятидики алдинқи қатардин орун алған язғучи пәрһат турсунму әнә шулардин бири икәнликини, униң 2018-йили йоқап кетип кейин униңға һеч қандақ бир җинайәт артилмастин 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи тәкитләнгән”.

Китабниң тонуштурушида мундақ йезилған: “пәрһат турсунниң 1990-йили йезишқа башлиған ‛арқа кочилар‚ намлиқ әсири һәм тарихий пакит, һәм ирқий кәмситишкә учриған милләтниң көп тәрәплимилик әдәбий һекайиси. Өз юртида чәткә қеқилиш, иҗтимаий зораванлиқ, инсан қелипидин чиққан муамилигә учраш, шәһәрдики ялғузлуқ вә ятсираш қатарлиқ темиларни чөридигән һалда йезилған романда пәрһат турсун яш баш персонаж котзениң сөзи билән бизгә, зулумға толған дуняни һес қилиш туйғусиниң қараңғу вә шеирий хатирисини сунди”.

Йиғинда профел нәшриятиниң тәһрири мәрвә кар ханим сөз қилип мундақ деди: “йеқиндин буян дуняниң һәр қайси җайлирида зораванлиқниң күчийиватқанлиқини көрүватимиз, хусусән шәрқий түркистанда бу әһвал техиму еғир давамлишиватиду, учур-ахбарат тәрәққий қилип иҗтимаий таратқулар арқилиқ алақә қилиш тезләшкән болсиму шәрқий түркистан мәсилисиниң күнтәртипкә кәлмәслики, һеч иш болмиғандәк һаятниң давамлишиши бизни әпсусландуриду, шуниң үчүн биз инсанларни бу һәқтә чүшәнчигә игә қилишни көздә тутуп әдәбият арқилиқ бу мәсилини күнтәртипкә кәлтүрүшкә тиришиватимиз. Биз авази қисилғанларниң авази болушни алдинқи орунға қойған бир нәшрият оргини болуш сүпитимиз билән пәрһат турсунниң‛арқа кочилар‚ намлиқ әсирини түркчигә тәрҗимә қилип нәшр қилдурдуқ. Мәдәнийәт вә сәнәт саһәсигә бу әһвални билдүрүшни мәқсәт қилдуқ. Шәрқий түркистан хәлқи, уйғур хәлқи түркийә билән қериндашлиқ бағлиниши болған бир хәлқ, келип чиқиши охшаш бир милләт шуниң үчүн у йәрдә йүз бериватқан паҗиәләр һәммимизниң қәлбини дағлиған бир яридур. Һәр ким өз кәспи саһәсидә бу мәсилә үчүн бир иш қилиши керәк, биз бир нәшрият оргини болуш сүпитимиз билән уларниң язғучилириға орун беримиз, уларни тонуштурушқа тиришимиз, бу мәсилини аңлитишни халиғанларға пурсәт яритип беришкә тиришимиз, бу кичик бир қәдәм, әмма бу мәсилини күнтәртиптә тутушта тәсири болушини үмид қилимиз, шуниң үчүн пәрһат турсунниң әсирини нәшр қилиш биз үчүн қиммәтлик дәп қараймән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.