Шаир пәрһат турсун билән абдушүкүр муһәммәтниң шеирлири швет вә әзәрбәйҗан тиллирида нәшр қилинди
2024.07.26
Түрмидики шаир пәрһат турсунниң 15 парчә шеири билән шиветсийәдики шаир абдушүкүр муһәммәтниң шеирлиридин түзүлгән “мениң исмим вә қара от” намлиқ шеирлар топлими йеқинда шивет тилида нәшир қилинған. Униңдин башқа шаир абдушүкүр муһәммәтниң “ичимдики мән” намлиқ шеирлар топлими йеқинда әзәрбәйҗанда нәшир қилинған; өткән айниң ахирида шиветсийә шеирлар фестивалиға йоллиған 3 парчә шеири шивет тилида тәйярланған бир шеирлар топлимиға киргүзүлгән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шаир абдушүкүр муһәммәт әпәнди, 2024-йилиниң өзи үчүн мол-һосуллуқ бир йил болғанлиқини билдүрди. У, мундақ деди: “2024-йили 4-айниң 27-күни шиветсийә қәләмкәшләр җәмийити билән уйғур тәшкилатлири бирликтә ‛уйғур мәдәнийәт күни‚ намида паалийәт өткүзгән идуқ. Шу паалийәттә шиветсийәдики ‛нарин‚ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған ‛мениң исмим вә қара от‚ намлиқ шиведчә шеирлар топлими тарқитилди. Бу шеирлар топлимиға мениң 40 парча шеирим билән пәрһат турсунниң 15 парчә шеири киргүзүлди. Бу китабни нәшриятниң тәлипи бойичә мән билән қизим бирликтә шивет тилиға тәрҗимә қилип бастурған идуқ. Бу шиветсийәдә нәшр қилинған уйғур шеирийити һәққидики иккинчи китаб һесаблиниду.”
Шаир абдушүкүр муһәммәтниң 2015-йилидин тартип язған 75 шеири таллап киргүзүлгән шеирлар топлими аминә ваһит ханим тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинип, омҗа нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған иди. “җимҗитлиқниң һекайиси” намлиқ шеирлар топлими йеқинда әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған. Бу шеирларда асаслиқи вәтәнгә болған сеғиниш, уйғурлар тартиватқан дәрд-әләмләр вә милләтниң тәқдири һәққидики тәшвишлик туйғулар әкс әттүрүлгән. Аптор бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “бу йил 5-айниң 27-күни әзәрбәйҗан дөләтлик педагогика университетида мениң ‛ичимдики мән‚ намлиқ шеирлар топлимимни түркчидин әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилип тарқитилиш мурасими болди. Буму уйғур шеирийити үчүн бир йеңилиқ һесаблиниду. Чүнки һазирғичә әзәрбәйҗанда уйғурчә шеирлар тонуштурулған бирәр китаб нәшр қилинип бақмиған икән. Буниңму тәсири зор болди.”
Мәлум болушичә, абдушүкүр муһәммәтниң вәтәндики вақтида “тарим” “тәңритағ”, “хитай мусулманлири”, “үрүмчи кәчлик гезити”, “ишчилар вақит гезити”, “шинҗаң яшлири” қатарлиқ гезит-журналларда 350 парчидин артуқ шеири, 40 парчидин артуқ илмий мақалиси вә 20 парчидин артуқ һекайиси елан қилинған икән. Булардин сирт чәт әлдики журналлардиму бәзи шеирлири елан қилинған. Әң муһими йеқинда дуняниң һәр қайси дөләтлиридики шаирларниң шеирлириға орун берилгән шиведчә шеирлар топлимида униң 3 парчә шеири бесилған. У, бу тоғрилиқ мундақ деди: “өткән йили шиветсийәдики бир әдәбият оргинидин 2024-йили 6-айниң 29-күни шиветсийәдә бир әдәбият фестивали өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида тәклипнамә тапшуруп алған идим. Уларниң тәлипигә бинаән 3 парчә шеиримни йоллидим. Шу фестивал болған 6-айниң 29-күни фестивалға йолланған шеирлар асасида түзүлгән бир шеирлар топлими нәшр қилинди. Бу китабқа дуняниң һәр қайси җайлиридики шаирларниң шеирлири киргүзүлгән. Бу китабқа йәнә ана тилда йезилған шеирларму киргүзүлгән. Мениң шеиримниңму 2 парчисини шиведчә, бир парчисини уйғурчә берипту. Бу шеирлар топламиниң ‛җүмәк‚ икән.”
“җимҗитлиқниң һекайиси” намлиқ шеирлар топлимини түркчигә тәрҗимә қилған аминә ваһит ханим, шаир абдушүкүр муһәммәтниң шеирлириниң һәр хил тилларға тәрҗимә қилинип тарқитилишиниң уйғур әдәбиятиниң хәлқарада тонулуши үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди. У, муһаҗирәттики уйғур һәрхиллириниң ичидә бәзиләрниң сиясий паалийәт қиливатқанлиқини, йәнә бәзиләрниң уйғур тилини қоғдап қелиш үчүн бу хил әдәбий иҗадийәтләр билән шуғуллиниватқанлиқини, бу хил әдәбий иҗадийәтләрниңму шәрқий түркистан дәвасиниң муһим бир қисми икәнликини тәкитлиди.
Уйғур әдәбияти тәтқиқатчилиридин мәхмутҗан ясин әпәнди зияритимизни қобул қилип, пәрһат турсунниң шеирлириниң башқа тиллаға тәрҗимә қилинишиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини дуня җамаәтчиликигә аңлитишта муһим әһмийәткә игә икәнликини оттуриға қойди.