Майк помпейониң қазақистандики зиярити уйғур вә қазақларда иҗабий инкас қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.02.03
pompeo-qazaqistan-lager-mesilisi.jpg Америка ташқи ишлар министири майк помпейо әпәнди қазақистан пайтәхти нурсултанда уруқ-туғқанлири хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалған аилиләрниң вәкиллирини қобул қилди. 2020-Йили 2-феврал.
REUTERS

29-январдин 1‏-февралғичә әнглийә, украинийә, беларусийә қатарлиқ дөләтләрдики зиярәтлирини тамамлиған америка ташқи ишлар министири майк помпейо 2-феврал қазақистанға йетип кәлгән. У қазақистан пайтәхти нурсултанға кәлгән күнниң өзидила уруқ-туғқанлири хитайниң йиғивелиш лагерлириға қамалған аилиләрниң вәкиллирини қобул қилип, улардин чоңқур һал сориған. У йәнә қазақистан һөкүмитиниң хитайниң зулумидин қечип қазақистандин панаһлиқ издәп кәлгән бу кишиләрни хитайға қайтурувәтмәй һимайә қилғанлиқиға алаһидә рәһмәт ейтқан.

Қазақистандики “ата юрт пидаийлири” тәшкилатиниң илгирики рәиси серикҗан билашоғлиниң радийомизға билдүрүшичә, помпейо билән учришишқа аилә тавабиатлири лагерларға қамалған, аилиси парчиланған қазақлардин бирмунчә киши қатнашқан. Уларниң ичидә аяли 3йилдин буян лагерда тутуп турулуватқан җенгиз зархан, аилисидин 4 адәм лагерға елип кетилгән һақиқәт халийолла, ериниң мейипликигә қаримай лагерға елип кетилгән гүлнур қошбармақ һәмдә ери, қейниатиси вә икки қийнииниси болуп аилисидин төт адәм лагерға қамалған қарақат әбдәш қатарлиқлар бар икән.

Серикҗан биләшоғлиниң билдүрүшичә, һазирқидәк бир пәвқуладдә пәйттә америка ташқи ишлар министириниң қазақистанни зиярәт қилиши вә хитайниң зиянкәшликигә учриған аилиләрдин һал сориши бу зулумға учриған қазақларға зор илһам болидикән. У йәнә буни лагерлар һәққидә мәтбуатларға гуваһлиқ бәргәнләрниң көрсәткән җасаритигә берилгән бир мәдәт вә буниң әһмийитиниң рәсмий етирап қилиниши дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Помпейониң әсли 1-айниң башлирида елип бармақчи болған бу зиярити оттура-шәрқ кризиси сәвәблик кечиктүрүлгән иди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир дипломати өткән йили 12‏-айниң ахирлирида өткүзүлгән помпейониң оттур асия зиярити һәққидики ахбарат йиғинида сөз қилип мундақ дегән иди: “биз уйғур мәсилисини дунядики шериклиримиз, иттипақдашлиримиз вә биз билән пикирдаш дөләтләргә давамлиқ тәкитләймиз. Әлвәттә, мәзкур мәсилә бу зиярәттә күнтәртипкә келиду.”

Дегәндәк помпейо алди билән қазақистан ташқи ишлар министири мухтар тилерберди, арқисидин нурсултан назарбайефлар билән көрүшүш җәрянида вә мухбирларни күтүвелиш йиғинида уйғур мәсилисини, болупму милйонлиған уйғур вә қазақларниң хитайниң җаза лагерлирида дәһшәтлик түрдә дәпсәндә қилиниватқанлиқини оттуриға қойған. У йәнә зулумға учраватқан бу хәлқләрниң башқа инсанлардәк һәқ-һоқуқи вә ғурури билән яшаш һәққи бар икәнликини алаһидә әскәрткән. Шуниң билән бир вақитта помпейо йәнә инсан һәқлириниң универсал қиммәткә игә икәнликини, уни дәпсәндә қилишқа қарап турушқа болмайдиғанлиқини, бу мәсилидә қазақистанниң америка билән бир сәптә туруши керәкликини тәкитлигән.

Қазақистандики пешқәдәм уйғур сиясий паалийәтчиләрдин қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди америка ташқи ишлар министириниң бу зияритини қазақистан мустәқил болған 30 йилдин буян американиң юқири дәриҗилик әмәлдариниң қазақистанда рәсмий зиярәттә болуши һесаблиниду, деди. У буниң қазқистанниң хитай сияситидә өзгириш ясапла қамай, бәлки йәнә қазақистан вә башқа оттура асия дөләтлириниң уйғурларға тутқан позитсийәсидиму өзгириш ясайдиғанлиқидин бир сигнал бериду, деди.

Қазақистанда аилиси уйғур дияридики лагерларға қамалған яки лагердин қоюп берилгәндин кейин хитайниң йол қоймаслиқи сәвәблик қазақистанда қалған аилиси билән җәм болалмиған уйғурларму аз әмәс. Гәрчә хитайниң зиянкәшликигә учриған қазақистандики уйғурлар бу нөвәт қазақистанда майк помпейо билән көрүшүш пурситигә еришәлмигән болсиму, помпейониң өзлиригә охшаш зулумға учриған қазақларни қобул қилип, нутқида уйғурларни мәхсус тилға елиши охшашла уйғурларниң яриланған қәлбигиму мәлһәм болған вә үмид бәргән. 3 Йилдин аяли муйәссәр һәққидә һечқандақ учурға игә болалмиған сәдирдин зияритимизни қобул қилип, гәрчә өзи помпейо билән көрүшүш пурситигә игә болмиған болсиму, әмма униң қазақистандики зияритини хәвәрләрдин көрүп өзидә зор ишәнч пәйда болғанлиқини билдүрди.

Америкадики адвокат нури түркәл майк помпейониң оттура асияға қилған бу зияритиниң күчлүк символлуқ мәнигә игә икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.