Хитайниң PVH гуруһиға қаратқан бесими уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш тиришчанлиқиға қандақ тәсир көрситиду?

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.08
Calvin-Klein-AP Ню-йорк мода кийим һәптиликидики калвин клейн 2019-йиллиқ әтиязлиқ мода кийим көргәзмисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә моделлар меңиватқан көрүнүш. 2028-Йили 11-сентәбир, ню-йорк
AP/Diane Bondareff

Хитай һөкүмити өткән һәптиләрдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңишиниң пәвқуладдә доклатчиси алина доханни уйғур елигә тәклип қилип, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқан карханиларға қойған җаза тәдбирлириниң “хәлқара қанунларға хилап икәнликини” илгири сүргән иди. Алина дохан бу доклатини б д т кишилик һоқуқ кеңишидә оттуриға қойғандин кейин йиғин мәйданидики америка вә явропа иттипақи вәкиллириниң кәскин рәт қилишиға учриған.

Бу вәқә болуп узун өтмәйла хитай һөкүмити, американиң даңлиқ кийим-кечәк маркиси болған Calvin Klein вә Tommy Hilfiger қатарлиқларниң ана ширкити болған PVH гуруһи үстидин тәкшүрүш башлиғанлиқини җакарлиди. Хитай сода министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған уқтурушидин қариғанда, улар PVH гуруһиниң уйғур елидин пахта мәһсулатлири киргүзүшни тохтитиши үстидин тәкшүрүш башлап униң “шинҗаң мәһсулатлириға қилинған кәмситиш яки әмәслики” ни ениқлап чиқидикән.

Хитай сода министирлиқи елан қилған бу уқтуруш дәл америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш тиришчанлиқини ашуруватқан вә һәмдә техи йеңила үрүмчидики “шинҗаң 1-авғуст полат-төмүр ширкити” ( “багаң” ) ни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә қара тизимликкә киргүзгән мәзгилигә тоғра кәлгән. Хәвәрләрдә, буниң американиң тунҗи қетим бу чәклимини хитайниң полат-төмүр саһәсигә, шундақла уйғур елидә ишләпчиқирилған мәһсулатларни материял мәнбәси қилған ширкәтләргә кеңәйтиши, дәп баһаланған иди.

Америкадики худсон институтиниң алий мутәхәссиси, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бундақ бир тәкшүрүшни башлиши америка иҗра қилған чәклимиләрниң хитайни қаттиқ биарам қиливатқанлиқини көрситип беридикән.

 “бу хитай һөкүмитиниң американиң чәклимилиридин қаттиқ биарам болуватқанлиқини көрситип бериду. Шундақла бу ширкәтләрни американиң қанунлириға бойсунмаслиққа қистайдиған бир муһит шәкилләндүриду.”

Нури түркәл әпәндиниң дейишичә, уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ йеңи замандики қуллар әмгикини өз ичигә алған бир қирғинчилиқ болғачқа, мәҗбурий әмгәккә тақабил турушниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиштики роли интайин чоң икән. У сөзидә бундақ иқтисадий тәдбирләр билән ирқий қирғинчилиқни тохтитиш арисида дәмаллиққа биваситә бағлиниш йоқтәк көрүнсиму, әмәлийәттә ундақ әмәсликини билдүрди. У мундақ деди:

 “америка чиқарған ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ниң тәсиригә учрайдиған 80 дин ошуқ марка бар. Бу маркилар йемәк-ичмәк, қурулуш материяллири, аптомобил запчаслири, қуяш енергийәси, батарейә, химийәлик маддилар, електиронлуқ запчаслар, юмшақ-қаттиқ деталлар, йеза игилик, сәһийә-доригәрлик материяллири, кийим-кечәк, гүзәллик буюмлири қатарлиқ кәң саһәгә четилиду. Мана бу хитайға охшаш ишләпчиқиришқа тайинидиған бир дөләт үчүн наһайити чоң иқтисади зәрбә болуп һесаблиниду. Шуңа улар бу хәлқаралиқ маркиларға тәһдит қиливатиду. Хитайниң бундақ тәһдитигә учриған ширкәтләр интайин көп.”

Дәрвәқә, хитай билән тиҗарәт қиливатқан бу хәлқаралиқ ширкәтләр американиң “уйғур мәҗбурий әмгиниң алдини елиш қануни” вә һәмдә явропаниң алақидар чәклимилири бойичә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни сетивелишни тохтатса хитайниң җазалишидин әнсирәйдиған, тохтатмай десә америка вә явропада қануний җавабкарлиққа тартилиштин әнсирәйдиған бир қисинчилиқта қалған. Бундин илгири йәни 2021-йили H&M, найки (Nike), адидас (Adidas), нив баланс (NB), бурберий (Burberry) қатарлиқ хәлқара маркилар өзлириниң “шинҗаң пахтиси” ниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четилип қелишиға болған әндишилирини ипадиләп, “шинҗаң пахтиси” ни ишләтмәйдиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай истемалчилириниң һәмдә һөкүмитиниң җазалишиға дуч кәлгән иди. Әйни чағда ширкәтләр бу сөзлиридин тенивелишқа мәҗбур болған.

Хитайдики америкалиқ тиҗарәтчиләр уюшмиси бу һәқтә ню-йорк вақти гезитигә қилған сөзидә “келвин клайин вә томмий хилфигир маркилириға қаритилған бундақ тәкшүрүш тунҗи қетим елип берилғанлиқи үчүн, һәрқайси саһәдики ширкәтләр буниң өзлири үчүн немидин дерәк беридиғанлиқини баһалап чиқти. Көпинчилири хәтәрниң өрләп кәткәнликини дейишмәктә” дегән.

У һалда хитай һөкүмитиниң американиң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни бойичә һәрикәт қиливатқан ширкәтләрни бундақ тәһдит қилишиға қандақ тақабил турғили болиду? буниңда қилишқа тегишлик ишлар немә?

Нури түркәл әпәндиниң көрситишичә, ширкәтләрни хитайниң өч елишидин қутулдуруш үчүн уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшкә даир қанунларни имканниң баричә хәлқаралаштуруш вә бу мәвҗут қанунни техиму такаммуллаштуруш керәк. У мундақ дәйду:

 “бу йәрдә бир қанчә йол билән буниң чарисини тепиш мумкин. Биринчиси, уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунини хәлқаралаштуруш керәк. Әгәр бир мәһсулат америкада чәкләнгән болса у һалда у мәһсулат японийәдиму, җәнубий корейәдиму вә дуняниң һәммә йеридә чәклиниши керәк. Иккинчидин, пәқәт аталмиш шинҗаң ширкәтлириниң мәһсулатила әмәс, пүткүл хитайниң мәһсулати чәклиниши керәк. Чүнки уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш әң алди билән ичкири хитай өлкилиридә башланған. Шуңа америка бу қанунниң җуғрапийәлик чәклимисини еливетиши керәк. Үчинчидин, америка таможнисидики әң төвән чәк қаидиси бикар қилинип, 800 доллардин төвән посулкиларни тәкшүрмәсликни бикар қилиш керәк. Уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш қануниға түзитиш керәк, у һазир йетәрлик әмәс.”

Америкадики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваңниң радийомизға дейишичә, хитайниң бу һәрикити тәһдит вә тәшвиқат арилаш һәрикәт һесаблиниду. Бу һал хитайда әслидила қейин вәзийәттә туруватқан хәлқара ширкәтләр үстидики бесимни ашуруши вә нәтиҗидә бу ширкәтләрниң хитайдин айрилиш қәдимини йәниму тезлитиши мумкин икән. У радийомизға қилған сөзидә, кишилик һоқуқ өлчими бойичә тиҗарәт қилиш мәсулийити болған ширкәтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән тошуп кәткән бир дөләттә нормал тиҗарәт қилиши мумкин әмәс, дәп көрсәтти. У мундақ деди:

“ширкәтләр кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шерик болуп қалмаслиқи керәк. Бу хәлқара қанун-түзүмләрдә ениқ бекитилгән. Ширкәтләр буниңға капаләтлик қилиш үчүн алди билән тәминләш зәнҗирлирини яхши назарәт қилиши вә тәкшүрүп өлчиши керәк. Шуниң билән биргә ширкәтләр йәнә өзлири тиҗарәт қилмақчи болуватқан дөләтни яхши чүшиниши керәк. Әмди хитайға кәлсәк, у кишилик һоқуқ дәпсәндичилики бомбиси көмүлгән земинға охшайду. Униң қәйәригила дәссисиңиз, дәпсәндичиликниң чиққини чиққан. Шуңа ширкәтләрниң бу дөләттә нормал тиҗарәт қилимән дейиши интайин қейин. Униң үстигә хитай бир мустәбит дөләт болғачқа, униңда қанун йоқ, униң һәрқандақ қарари халиғанчә болиду. Шуңа бу нуқтидин алғандиму бу дөләттә иш қиливатқан ширкәтләрниң яхши ақивәткә қалмайдиғанлиқи ениқ.”

 “ню-йорк вақти” гезитиниң хәвиридин қариғанда, германийәниң BASF ширкити өткән йили уйғур елидин айрилидиғанлиқини елан қилған болсиму, әмма “алақидар даириләрниң тәстиқлиши” ни күтүп, өзиниң һәмкарлиқ пай чекини һазирға қәдәр саталмиған. Волкисваген ширкитиму бу йил 2-айда, өзиниң үрүмчидики завутиниң “келәчикини көздин кәчүридиғанлиқи” ни билдүргән болсиму, һазирға қәдәр бир өзгириш болмиған.

Нури түркәл әпәндиниң қаришичә, бу американиң яки явропаниң ширкәтлири өзи ялғуз һәл қилалайдиған мәсилә әмәс болуп, буниңға чоқум шу һөкүмәтләр ярдәм қилиши вә хитайдин чекинип чиқмақчи болуватқан ширкәтләрни қоллиши керәк. Шундақ қилғандила хәлқара ширкәтләрни хитайниң җазасидин қоғдиғили вә техиму көп ширкәтләрни кишилик һоқуқ мәсулийитини ада қилишқа үндигили болиду.

Мәлум болушичә, хитай сода министирлиқи PVH гуруһиға өзлириниң тәкшүрүшигә маслишип соаллириға җаваб қайтуруш үчүн 30 күн вақит бәргән болуп, әгәр хитай һөкүмити бу ширкәтни хитай қануниға хилаплиқ қилди, дәп қариса, бу ширкәткә җәриманә вә һәтта саяһәт чәклимиси қоюши мумкинкән. Хитай сода министирлиқи йәнә, ширкәтниң хитайдин қилидиған експортини тохтитиши мумкинликини дегән.

Биз PVH гуруһи билән алақә қилип уларниң бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқини соридуқ. Ширкәтниң ташқи мунасивәтләр бөлүми муавин мудири алисон раппапорт бизгә қайтурған инкасида “ширкәтниң һазирчә бу соалларға җаваб қайтуралмайдиғанлиқини, бирақ ширкәт сияситигә асасән өзлири тиҗарәт қиливатқан барлиқ дөләт вә районлардики қанун-низамларға қаттиқ әмәл қилидиғанлиқини, шуңа хитай сода министирлиқи билән алақидә болуп, алақидар бәлгилимилири бойичә уларға җаваб қайтуридиғанлиқини” билдүргән.

PVH Гуруһи 1881-йили америкада қурулған йилтизлиқ ширкәт гуруһлириниң бири болуп, у томи һилфигер, келвин клейн, изод, PVH явропа вә башқа тармақ ширкәтләрни өз ичигә алиду. Бу ширкәт 2020-йили 7-айда “шинҗаңдин пахта, рәхт вә кийим-кечәк сетивелишни кәлгүси 12 ай ичидә тохтитимиз” дәп җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.