Нияз қаһарниң аилисидикиләр: “оғлимизниң 13 йил кесилгүдәк қандақ җинайити барлиқини билмәймиз!”

Мухбиримиз қутлан
2014.02.10
Niyaz-qahar-mektep-aldi.jpg Нияз қаһарниң шинҗаң университетида оқуватқан мәзгилидә чүшкән сүрити. 1990-Йилларниң оттурилири, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Нияз қаһарниң “үрүмчи кәчлик гезити” ниң мухбиридин 13 йиллиқ сиясий мәһбусқа айлиниши бәш йилдин буян униң аилисидикиләрни тинимсиз азаблап кәлмәктә.

Шунчә йиллардин буян дәрдини ичигә ютуп кәлгән бу аилиниң азаблиқ сүкүнати ахири ана қәлбиниң тинчимас пирақида бузуп ташланди.

Виҗдан мәһбуси нияз қаһарниң аписи мәрйәмхан зияритимизни қобул қилғанда оғли һәққидики бир қисим әһвалларни ашкарилиди.

У оғли нияз қаһар қолға елинғанда техи әмдила 30 яштин ашқанлиқини, шунчә яш туруп һаятиниң түрмә азабида хорап кетиватқанлиқини билдүрди. У йәнә мундақ деди : “оғлум техи той қилмиған иди. У йоқап кетишниң алдида биз униң тойиға җиддий тәйярлиқ қиливататтуқ. Униң йүргән қизиму бар иди. 2009-Йили 7-айда оғлум из-дерәксиз ғайиб болғандин кейин бизниң аилимизниң арами бузулди. Һәммә нәрсә өзгәрди, оғлумниң йүргән қизиму өз юрти хотәнгә қайтип кәтти, һазир у қиз билән алақимиз йоқ. Оғлум “ сиясий җинайәтчи” дегән қалпақ билән 13 йил кесилгәндин кейин, һәрким, һәтта оғлумниң дост-бурадәрлири вә савақдашлириму бизниң аилимиз билән алақә қилиштин еһтият қилидиған болди…”

Нияз қаһарниң сиңлиси нургүл “5-июл вәқәси” дин кейин акисиниң қандақларчә ғайиб болғанлиқи вә униң “йепиқ сот” и һәққидә тохталди. У акисиниң сотлиниш җәряни һәққидә һазирғичә ениқ мәлумат алалмиғанлиқини һәмдә бу ишниң задила каллисидин өтмәйдиғанлиқини билдүрди.

“акамниң очуқ яки йепиқ һалда сотланғанлиқини билмидуқ. Аилимиздин бирму кишини сотқа чақирмиди. Акамниң қандақ сот тәртипи билән сотланғанлиқидин пәқәтла хәвиримиз йоқ. Үрүмчи йикәнлик районидики оттура соттин бу һәқтә әһвал сүрүштүргән болсақму, лекин улар акамниң “дөләтни парчилаш җинайити” билән сотланғанлиқидин башқа һечқандақ тәпсилий учур бәрмиди. Акамниң 13 йил кесилгүдәк қандақ җинайити барлиқини биз һазирғичә билмәймиз.”

Һазир голландийәдә яшаватқан, лекин исмини ашкарилашни халимайдиған муһаҗирәттики бир уйғур яш өзиниң виҗдан мәһбуси нияз қаһарниң дости икәнликини, нияз билән 2006-йилида әң ахирқи қетим көрүшкәнликини тилға алди.

Униң тәкитлишичә, нияз қаһарниң уйғур тор саһәсидики актип паалийәтлири “5-июл вәқәси” дин бурунла хитай җамаәт хәвпсизлики орунлириниң диққитини тартқан. У дости нияз билән әң ахирқи қетим үрүмчидә көрүшкинидә, сақчиларниң уни бирқанчә қетим сораққа тартқанлиқини аңлиғанлиқини илгири сүрди.

Қәдирлик радио аңлиғучилар, виҗдан мәһбуси нияз қаһар һәққидики йеңи мәлуматлар кейинки программилиримизда давамлиқ диққитиңларда болиду.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.