Түркийәдин борталаға қайтип кәлгән 6 оқуғучи қамаққа һөкүм қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.09.19
sot-mehkimisi-uyghur-saqchi.jpg Сот мәйданиға киришкә тәмшәлгән уйғурларни сақчилар тосмақта.
AFP

Мәлум болушичә хитайниң чәтәлдә оқуватқан уйғурларға қаратқан юртиға қайтип келиш буйруқиға бойсунуп, түркийәдин юрти борталаға қайтип барған 6 оқуғучи алди 12, кәйни 5 йиллиқтин қамаққа һөкүм қилинған.

Үчи қиз, үчи оғул болған бу алтә оқуғучи җәвлан, кәвсәр, мудәссәр вә сүрийә қатарлиқлардур. Булар қамаққа һөкүм қилиништин бурун бир йепиқ тәрбийиләш мәркизидә бир мәһәл тәрбийәләнгән. Бортала шәһиридики бир қамақхана хадиминиң мәлум қилишичә, даириләр, мәзкур 6 оқуғучиниң түркийәдә һечқандақ бир сиясий паалийәтләргә қатнашмиғанлиқи ениқланған әһвалдиму, уларға юқириқидәк еғир җаза бәргән.

Бортала уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән сабиқ рәиси нур бәкриниң юртидур. Биз түркийәдин борталаға қайтқан оқуғучиларниң ақивити һәққидә мәлумат елиш үчүн борталадики нур бәкриниң йеқин туғқанлиридин бири болған бортала шәһәрлик қамақханиға тәвә йепиқ тәрбийиләш мәркизиниң бир оқутқучисиға телефон қилдуқ. Дәсләптә вәзийәтни йошурушқа тиришқан бу хадим, арқидин, йепиқ тәрбийиләш мәркизи һәққидә қисмән мәлуматларни ашкарилиди.

Түркийәдин юрти борталаға қайтқан оқуғучларниң ақивитиниң намәлум икәнлики һәққидә радийомизға учур йоллиған бир аңлиғучимиз, ғайиб оқуғучилардин иккисиниң, йәни җәвлан билән кәвсәрниң ака-ука икәнлики һәққидә мәлумат бәргән иди. Мәзкур қамақхана хадими, кесиветилгән 6 оқуғучидин үч нәпириниң қиз вә 3 нәпириниң оғул икәнлики, улардин иккисиниң исминиң мудәссәр вә сүрийә икәнликини ашкарилиди. Униң баян қилишичә, йепиқ тәрбийиләш мәркизидә бир мәһәл тәрбийиләнгән бу 6 оқуғучиниң түркийәдики мәзгилдә һечқандақ сиясий ишқа арилашмиғанлиқи вә пәқәт оқуштин башқа ой-хиялда болмиғанлиқи айдиңлашқан. Йеқинда ғулҗа наһийисидики йепиқ тәрбийиләш мәркизидики хадимлар, қилмиши җинайәткә тошидиғанларниң түрмә вә қамақханиға, әмма қилмиши җинайәткә тошмиған, лекин җинайи хаһиши бар дәп қаралғанларниң йепиқ тәрбийиләш мәркәзлиригә апириливатқанлиқини баян қилған иди. Борталадики бу алтә нәпәр оқуғучи аввал тәрбийиләш мәркизигә әвәтилгән, тәрбийиләш мәркизидә ипадиси алаһидә яхши болған болсиму арқидин кесиветилгән.

Сөһбитимиз давамида өзиниң нур бәкри билән йеқин туғқанлиқини рәт қилмиған, бу хадим дәсләптә йепиқ тәрбийиләш мәркизиниң шараитиниң яхшилиқи һәққидә мәдһийә оқуди, у арқидин өзиниң мәзкур мәркәздә тәрбийилиниватқанларниң кимлик вә қилмишлирини сораш һоқуқи йоқлуқини ашкарилиди.

Мәлум болушичә, хитайниң чәтәлдики уйғур оқуғучиларға қаратқан юртиға қайтиш буйруқиға бойсунуп, пәқәт мисирдин қайтип кәткәнләрниң санила 3 миңдин артуқ. Әмма башқа дөләтләрдинму болуп, юртиға қайтқан оқуғучиларниң омуми сани вә уларниң мутләқ көп қисминиң ақивити һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.