Шинҗаң университетиниң муавин мудири дилмурат ғопур вә униң туғқанлири тутқун қилинған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.10.11
Dilmurat-Ghopur.jpg Шинҗаң университетиниң муавин мудири дилмурат ғопур әпәнди.
RFA/Erkin Tarim

2017-Йили, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири ташполат тейип тутқун қилинғанда шу қатарда мәзкур университетниң муавин мудири дилмурат ғопурму тутулған. “хитай универсал иқтисади тори”ниң 2017-йили, 7-апрел күнидики хәвиридә хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң дилмурат ғопурни интизамға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн тәкшүрүш астиға алғанлиқи ейтилған иди. Дилмурат ғопурниң түркийәдики сиңлиси ризвангүл ғопурниң ейтишичә һазирғичә униң әһвали намәлум икән шуниңдәк униң бир түркүм қериндашлириму тутқунға учриған.

Түркийәниң истанбул шәһиридә яшаватқан уйғурлардин ризвангүл ғопур ханим уруқ-туғқанлири тоғрисида гуваһлиқ берип иҗтимаий таратқуларда тарқатти. У, акиси, шинҗаң университетиниң сабиқ муавин мудири дилмурат ғопурниң 2017-йили 3-айда, икки ачисиниң 2017-йили 6-айларда тутуп кетилгәнликини, уларниң бала-чақилири тоғрисида ениқ мәлумат игилийәлмигәнликини билдүрди. У, гуваһлиқ бәргәндә алди билән акиси дилмурат ғопурниң тутқун қилинғанлиқи тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:

“мениң акам дилмурат ғопур, у, 1963-йили 1-айда туғулған. У, бу йил 55 яшқа кирди. Акам шинҗаң университетиниң муавин мудири иди. У, 2017-йили 3-айниң оттурилирида шинҗаң университетиниң мудири ташполат тейип тутқун қилинғанда тутулупту. Мән акамниң тутқун қилинғанлиқини 2017-йили 3-айниң ахирқи күнлири үндидарда тарқитилған бир хәвәрдин билгән идим. Хәвәрдә ейтилишичә акам интизамға қаттиқ хилаплиқ қилди дәп әйиблинипту”.

Ризвангүл ғопур ханим өзи игилигән мәлуматларға асаслинип, акисиниң интизамға хилаплиқ қилди дәп тутқун қилинғанлиқини, униң интизамға хилаплиқ қилидиған бир киши әмәсликини баян қилип мундақ деди: “акам принсипчан, хизмәттә интайин әстайидил, һәққанийәтни яқилайдиған, һәқиқәтпәрвәр, ақ көңүл киши иди. Униң интизамға хилаплиқ қилидиғанлиқиға ишәнмәймән. Чүнки акам бундин 8 йил бурун өзиниң оғли алий мәктәпкә имтиһандин өтәлмигән вақитта. Мәктәптә ишләйдиған бәзи кишиләр арқа ишик арқилиқ мәктәпкә уруқ-туғқанлирини орунлаштуруп йүргәндә, принсипқа бой сунимән дәп оғлини университетқа қобул қилдурмиған. Өзи чоң әмәл тутуп туруп, әмилидин пайдилинип балисини орунлаштурмиған бир киши иди. Бундақ бир кишини интизамға хилаплиқ қилди дәп тутуп кетиши бир төһмәт”.

Түркийә уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болуп, биз игилигән мәлуматларға асасланғанда бу уйғурларниң көпиниң уруқ-туғқанлири тутуп кетилгән яки җаза лагерлириға соланған. Әмма түркийәдики уйғурлар өз йеқинлириниң соланғанлиқини билгән тәқдирдиму ашкарилимиған иди. Әмма, уйғур дияридики бәзи кишиләрниң қамақ җазалириға мәһкум қилинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқилиш билән биргә кишиләр уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкарилашқа башлиди. Булардин бири ризвангүл ғопурдур. У, бундин кейин акисиниң дәвасини қилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән акамниң дәвасини ахирғичә қилимән. Мән бир йерим йилдин буян акамни қоюветип қалар дәп сүкүт қилған идим. Әмма аталмиш шинҗаң теббий университетиниң мудири халмурат ғопур болсун, шинҗаң университетиниң мудири ташполат тейип болсун, булар өлүм җазасиға һөкүм қилинип, икки йил кечиктүрүп иҗра қилиш қарар қилинғандин кейин йәнә сүкүт қилсам болмайдиғанлиқини, аиләмниң бешиға йәнә бир еғир күнләрниң келип қелиш еһтималлиқиниң мәвҗутлуқини һес қилип гуваһлиқ бәрдим. Мән ахирғичә акамниң бу дәвасини қилимән. Акам дилмурат ғопурниң из-дерикини қилимән”.

Ризвангүл ғопурниң акиси дилмурат ғопурдин башқа икки ачиси вә ачисиниң бир қизиму тутуп кетилгән, икки ачисиниң кичик пәрзәнтлириниң из-дерики йоқ икән. У, бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мениң қәшқәр вилайити йеңишәһәр наһийәси япчан йезисида икки ачам бар. Бирсиниң исми селимәгүл, бу йил 39 яшта, кичикиниң исми һелимәгүл бу йил 37 яшта. Кичик ачамдин вә униң балилиридин һечқандақ хәвәр йоқ. Кичик ачамниң чоң қизиниң исми арзугүл абдумиҗит, у, теббий университетиниң 2-йиллиқида оқуйтти. 2017-Йили 6-айда тутуп кетилгәнлик хәвирини аңлидим. Бу сиңлим билән 2016-йили үндидарда көрүшкән, бәлки шуни баһанә қилип тутуп кәткән болуши мумкин.
Бу сиңлимниң абдулла абдумиҗит, патимә абдумиҗит, абдузаһир абдумиҗит исимлик инә-сиңиллири бар. Булардинму пәқәт хәвәр йоқ. Буларниң қәйәрдә икәнликини ениқ билмәймән. Һечқандақ алақә қилалмайватимән. Чоң ачам сәлимәгүл бултур аилә бойичә тутқун қилинғанлиқини аңлидим. Ачамниң йолдишиниң исми турсун мәхәт, бу йил 42-43 яшларда. Чоң оғлиниң исми абдуқадир турсун 23 яшта, абдуқадир укимизниң 2 яшлиқ бир оғли бар, исми илһам. Булардинму хәвәр йоқ”.

Уйғур дияриниң бәзи җайлирида бурунму “очуқ тәрбийәләш” намида кишиләрни йиғидиған йәрләр болған икән. Хитай һөкүмити гуманлиқ дәп қариған кишиләрни күндүзлири бу йәрләрдә өгинишкә салған. Ризвангүл ғопур ханим хитай даирилириниң икки ачисини паспортқа илтимас қилдиң, пиланлиқ туғутқа хилаплиқ қилдиң дәп икки йилдәк кәнт мәркизидә өгинишкә чақирғанлиқини, у йәрдә уларниң һақарәткә учриғанлиқини тилға елип мундақ деди: “ачам 2014-йили паспортқа илтимас қилғанлиқтин вә кичик балисини еғир җәриманә төләп туғқанлиқтин әтигән кәнткә берип ахшам қайтип келип 2 йил тәрбийәләнгән. Әтигәндин кәчкичә өзиниң паспортқа илтимас қилған җинайити, пиландин сирт балилиқ болғанлиқ җинайити билән әйиблинип әтигәндин кәчкичә товинамә йезип това қилип, икки йилни өткүзгән икән. 2016-Йилидин бурун очуқ тәрбийәлиниш үчүн кәнткә киргәндә телефонини етиветип киридикәндуқ, әгәр телефон келип қалса һақарәткә учрайдикәндуқ, әмәлийәттә булар кишиләрниң әқәллий бир һәққи”.

Биз шинҗаң университети муавин мудири дилмурат ғопурниң тутулуши, әһвали вә сәвәблири һәққидә учур игиләш мәқситидә шинҗаң университети мудир ишханисиға телефон қилдуқ, телефонимизни қобул қилған киши бизниң әркин асия радийоси мухбири икәнликимизни аңлап, дилмурат ғопурниң әһвалиға аит соаллиримизға җаваб беришни рәт қилип, телефонни қоювәтти.

Мәлумки, 2017-йили, шинҗаң университетиниң сабиқ мудири ташполат тейип тутқун қилинғанда шу қатарда мәзкур университетниң муавин мудири дилмурат ғопурму тутулған. “хитай универсал иқтисади тори”ниң 2017-йили, 7-апрел күнидики хәвиридә хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитетиниң дилмурат ғопурни интизамға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн тәкшүрүш астиға алғанлиқи ейтилған иди. Дилмурат ғопур 1984-йили шинҗаң университети физика факултетини пүттүрүп, мәктәптә қалған. Кейин бир мәзгил оқутқучилиқ қилғандин кейин физика факултетиниң муавин мудири, 2006-2007-йили физика-техника институти партийә гурупписи секретари болған. 2015-Йили шинҗаң университетиниң муавин мудирлиқиға өстүрүлгән. У, илгири бир йил японийәдә билим ашурған икән. Исмини ашкарилашни халимайдиған бурун шинҗаң университетида ишлигән бир кишиниң ейтишичә дилмурат ғопур 1996-йили коммунистик партийә әзаси болған. У, уйғур оқуғучиларға көңүл бөлидиған бир киши икән.

Хәвәрләргә асасланғанда, һазирғичә көп санда уйғур зиялийси тутқун қилинған. Измирдики әгә университети оқутқучиси, профессор алимҗан инайәт әпәнди хитай һөкүмитиниң һәр хил баһаниләр билән уйғур зиялийлирини тутқун қилишидики сәвәб һәққидә тохтилип, буниң уйғур мәдәнийити, миллий кимлики вә маарипиға нисбәтән еғир зәрбә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.