Кәлпин наһийәсидә 3 йәрдә “йепиқ тәрбийәләш лагери” барлиқи ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.06.28
lager-yepiq-terbiyelesh-saqchi.jpg Мәлум “йиғивелиш лагери” алдида пос туруватқан хитай сақчи.
BBC

Мухбиримизниң әң йеқинқи ениқлашлири давамида ақсуниң кәлпин наһийәсидә 3 орунда “йепиқ тәрбийәләш лагери барлиқи, булардин бириниң кәлпин наһийәлик қатнаш идарисиниң йенида, йәнә бириниң йүрчи йезисида икәнлики, 10 миң нопуслуқ йүрчи йезисидин 2 миң кишиниң лагерда икәнлики ашкариланди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, хитайчә бәйду учур амирида хитайниң 2013 ‏-йиллиқ нопус статистикиға асасән кәлпин наһийәсидә 49 миң нопус барлиқи, буниң 97 ни уйғурлар тәшкил қилидиғанлиқи қәйт қилинған. Биз мана бу кичик наһийәдики “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ниң сани вә орни һәққидә мәлумат елиш үчүн кәлпин наһийәсидики алақидар идарә-җәмийәт вә сақчиханиларға телефон қилдуқ.

Телефонимизни қобул қилған ақсу вилайәтлик җ х идарисиниң бир хадими әһвални кәлпин наһийәлик җ х қоманданлиқ мәркизидин соришимизни тәвсийә қилди. Әмма кәлпиндики қоманданлиқ мәркизи вә йүрчи йезилиқ сиясий-қанун ишханиси қатарлиқ орунлардики хадимлар бу һәқтики соаллиримизғила әмәс, һәтта бизгә телефон алақә учури билән тәминләшниму рәт қилди.

Кәлпин базарлиқ сақчиханиниң бир хадими өзи ишләватқан сақчиханиниң базар ичидики һәр икки “тәрбийәләш мәркизи” гә йирақ икәнликини баян қилиш арқилиқ кәлпин базар ичидә икки орунда лагер барлиқини ашкарилиди.

Йәнә бәйду учур амбирида баян қилинишичә, кәлпин наһийәси кәлпин базири, ачал йезиси, йүрчи йезиси, гәзлик йезиси вә хуляң йезисидин ибарәт 4 йеза, бир базардин тәшкилләнгән икән. Биз бу йеза-базарлардиму йиғивелиш лагерлириниң бар-йоқлуқини ениқлаш үчүн йезилиқ сиясий қанун ишханиси вә сақчиханиларға телефон қилдуқ. Йүрчи йеза арааймақ кәнтиниң аманлиқ мудири өзиниң кәлпиндики икки лагердин хәвири барлиқини баян қилди. Униң баян қилишичә, бу икки лагердин бири наһийәлик қатнаш идарисиниң йенида, йәнә бири йүрчи йезилиқ һөкүмәтниң йенида икән. Кәлпин базарлиқ сақчи хадимиму, кәлпин базар ичидики икки лагердин бириниң қатнаш идарисиниң йенида икәнликини ашкара қилди.

Матерйлларда көрситилишичә, йүрчи йезиси арааймақ, төвән қумериқ, йүрчи, томериқ қатарлиқ 7 кәнттин тәшкилләнгән болуп, йезиниң омуми нопуси 11 миң әтрапида икән. Арааймақ кәнт аманлиқ мудири йүрчи йезисидин нөвәттә 2000 чә кишиниң лагерда икәнликини тилға алди.

Кәлпин наһийәлик партком тәшкилат бөлүминиң бир хадими лагерлар мәсилисиниң сәзгүр бир мәсилә икәнлики, униң үстигә нөвәттики вәзийәтниң толиму җиддий икәнликини әскәртип, бу һәқтики учурларни ашкарилашқа болмайдиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.