Түркийәдин қайтурулған зиннәтгүлниң икки қизи чоң аписиға бериветилгән, өзи из-дерәксиз

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.07.27
zinnetgul-we-2-balisi.jpg Зиннәтгүл турсунниң түркийәдә турушлуқ иқамәт кинишкиси вә икки пәрзәнти.
Social Media

Түркийәдин таҗикистан арқилиқ хитайға қайтурулған зиннәтгүлниң сәуди әрәбистанда яшаватқан һәдиси гүлҗәннәт, сиңлиси зиннәтгүлниң түгәп кәткәнлики вә икки балисиға аниси қараватқанлиқи һәққидә ишарәтлик бир учур алған. Бу һәқтә елип барған бир қатар ениқлашлиримиз давамида зиннәтгүлниң икки балисиға нөвәттә аниси әмәс, чоң аниси қараватқанлиқи, өзиниң нәдә икәнлики һәққидә болса аилә әзалири вә қолум-қошнилириниңму хәвәрсиз икәнлики ашкариланди.

Зиннәтгүлниң сәуди әрәбистанда яшаватқан һәдиси гүлҗәннәт өткән айниң бешида мунасивәтлик қаналлири арқилиқ сиңлиси зиннәтгүлниң түгәп кәткәнлики вә икки балисиға аниси рошәнгүл ясинниң қараватқанлиқи һәққидә ишарәтлик бир учур алған. Йәни учур йәткүзгүчи үндидарда униңға зиннәтгүлниң бирақла йоқалғанлиқи вә икки балисиниң аписиға қелип қалғанлиқини баян қилған. Гүлҗәннәт “бирақла йоқалди” дегән бу сөзни, йәткүзгүчиниң ечиниш кәйпиятиға қарап “түгәп кетиш” дәп чүшәнгән. Униң үстигә бирқанчә ай илгири у зиннәтгүлниң дохтурханида икәнлики һәққидә бир учур алғанлиқи үчүн мәзкур ишарәтлик учур униңға техиму қорқунунучлуқ билингән. Өткән йили 6‏-айда түркийәдин таҗикистан арқилиқ юртиға қайтурулған зиннәтгүл қорғас наһийәсиниң ләңгәр йеза мәркәз кәнтигә нопуслуқ болуп, бу учурни айдиңлаштуруш үчүн аввал ләңгәр йезилиқ сақчиханиға телефон қилдуқ. Биз бу сақчихана тәминлигән алақә учурлириға асасән ләңгәр йезилиқ аяллар бирләшмисигә телефон қилдуқ. Бу бирләшмидики мәсул хадим зиннәтгүл вә аилисини билидиғанлиқи, болупму униң түркийәдин қайтуруп келингәнликидин хәвири барлиқини ейтқан болсиму, әмма униң ақивити һәққидә, болупму һаят яки әмәслики һәққидә хәвәрсизликини ейтти. Биз йәнә сақчи хадимлири тәминлигән алақә учурлириға асасән, зиннәтгүл олтурушлуқ мәркәз кәнт аяллар мудири билән алақиләштуқ. Бу хадим,

Зиннәтгүлниң икки балисиға нөвәттә аниси әмәс, униң чоң аниси, йәни аниси рошәнгүл ясинниң һәдиси амангүлниң қараватқанлиқини ашкарилиди. Әмма уму зиннәтгүлниң әһвали һәққидә, болупму һаят яки әмәслики һәққидә һечқандақ учури йоқлуқини билдүрди. Техи 2-3 һәптиниң алдида хизмәт мунасивити билән мәзкур аилигә барғанлиқини тилға алған бу хадим, бу өйдә һечқандақ бир мусибәт һавасини көрмигәнлики, қолум-қошниларниңму өлүм пәтиси қилип кирип-чиқиватқанлиқиға шаһит болмиғанлиқини әскәртти.

Бу хадим зиннәтгүлниң иккиси балисиға қараватқан чоң аписи амангүлниңму мәркәз кәнтидә олтурушлуқ икәнлики, униң бир аилә аяли икәнликини тилға алди. Зиннәтгүлниң икки балисиниң немә үчүн чоң аписиға тапшурулғанлиқи вә әһвалиниң қандақлиқи һәққидә амангүлниң йолдиши һәсәнҗан дегән кишидин учур елишимизни тәвсийә қилди. Әмма бирқанчә күн қайта қайта телефон қилған болсақму, һәсәнҗанниң телефони уланмиди. Бу аяллар мудириниң ашкарилишичә, хизмәт мунасивити билән зиннәтгүлниң аилисигә барғинида 5 җанлиқ бу аилидә ялғуз зиннәтгүлниң иниси ибраһимни учратқан, әмма ибараһимму зиннәтгүлниң нәдә вә қандақ әһвалда икәнликидин хәвәрсизликини ейтқан.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқарқида түркийәдин таҗикистан арқилиқ юрти сүйдүңгә қайтурулған зиннәтгүлниң икки балисиға чоң анисиниң қараватқанлиқи, өзиниң болса из-дерәксиз икәнлики һәққидә аңлитиш бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.