Қазақистан уйғур тиятири түркийәдә уйғур муқам сәнитини тонуштурмақта

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.06.26
qazaqistan-jumhuriyetlik-uyghur-tiyatiri-1.jpg

“муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирни язған, тонулған язғучи әхмәтҗан һашири әпәнди(солда) вә профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди хатирә сүрәттә. 2019-Йили июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qazaqistan-jumhuriyetlik-uyghur-tiyatiri-2.jpg

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятиридин көрүнүш. 2019-Йили июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qazaqistan-jumhuriyetlik-uyghur-tiyatiri-3.jpg

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятиридин көрүнүш. 2019-Йили июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qazaqistan-jumhuriyetlik-uyghur-tiyatiri-4.jpg

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятиридин көрүнүш. 2019-Йили июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qazaqistan-jumhuriyetlik-uyghur-tiyatiri-5.jpg

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятиридин көрүнүш. 2019-Йили июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирни түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридә көрсәтмәктә.

Уйғур тиятири “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирни 6-айниң 23-24-күнлири измирда, 25-күни ахшам бурса шәһиридә көрсәтти. Бүгүн, йәни 26-июн күни истанбулдики байрампаша районлуқ һөкүмәтниң залида тамашибинларға көрсәтти. Мәзкур тиятир 27-июн күни чүштин кейин саәт 3 тә истанбул бағларбеши күлтүр мәркизидә, кәч саәт 8дә истанбулдики малтәпә университетида көрситилидикән. Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн алди билән қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятир вә “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирниң уссул режиссори, даңлиқ уссулчи гулбаһрәм турдийәва ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

У, бу қетим түркийәдә оюн қоюшниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу қетим биз сәһнигә елип чиққан рак муқамини уйғур тиятириниң бәдиий рәһбири даңлиқ нахшичи мурат ахмәди сәһниләштүргән. Биз рак муқами толуқ иҗра қилинған ‛муқамчи‚ намлиқ музикилиқ тиятирни измир, бурса қатарлиқ шәһәрләрдә көрсәттуқ. Бу икки чоң шәһәрдә уйғурлардин көпрәк түрк тамашибинлар көрүп һәйран қелишти. Улар гүлдүрас алқишларни яңратти. Әлвәттә 12 муқамниң һәр бири башқа бир дуня. Пүтүн уйғур хәлқиниң бешидин өткүзгән дәрд-әләмлири, арзу-арманлири өз ипадисини тапқан муқамлиримиз пәқәт уйғурларниңла әмәс барлиқ түркий хәлқләр қизиқип көридиған надир бир әсәр. Биз бу қетим рак муқамини елип кәлдуқ. Бизниң мәқситимиз бундин кейин башқа муқамларниму айрим-айрим сәһниләштүрүп дуняға тонутуш. Мана бүгүн тиятиримизни истанбулдики көрүрмәнләрниң һузуриға сунимиз”.

Арқидин “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирни язған, тонулған язғучи әхмәтҗан һашири әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятирда сәидийә ханлиқи мәзгилидә өткән тонулған музикишунас аманнисаханниң һаяти вә султан абдурешит ханниң уйғур муқамлирини рәтләшкә бәргән әһмийитиниң баян қилинғанлиқини ейтти.

Уйғур тиятириниң 1 пәрдә 3 көрүнүшлүк “муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятири 24-июн күни ақшам түркийәниң үчинчи чоң шәһири һесаблинидиған измир шәһиридә тамашибинлар билән йүз көрүшкән. Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институти профессори доктор алимҗан инайәт әпәнди “муқамчи” намлиқ тиятир әсирини көргәнликини, көрүрмәнләрниң шундақла өзиниң бәкла тәсирләнгәнликини баян қилди.

“муқамчилар” намлиқ музикилиқ тиятир 25-июн күни ахшам түркийәниң төтинчи чоң шәһири һесаблинидиған бурса шәһиридә тамашибинлар билән йүз көрүшкән. Буниңға бурса шәһиридики уйғур вә түркләрдин болуп көп санда киши иштирак қилған. Бурсадики улудағ университети уйғур оқуғучилириниң вәкили абдуқадир абдулкерим әпәнди мәзкур тиятирни көрүп бәк тәсирләнгәнликини вә бундақ бир мәдәнийәткә игә милләтниң пәрзәнти болуш сүпити билән пәхирләнгәнликини баян қилди.

Қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири 1934-йили қурулған болуп, 85 йилдин бери дуняниң нурғун җайлирида оюн қойған. 2018-Йили 12-айниң ахирида даңлиқ уйғур композитори қуддус ғоҗамяроф тәвәллутиниң 100 йиллиқини хатириләш мунасивити билән түркийәниң әнқәрә, истанбул вә адана шәһәрлиридә оюн қойғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.