Қазақистанда уйғур тилида нәшр қилинидиған гезит-жорналлар өзлирини қандақ сақлап қеливатиду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.10.27
Uyghur-avazi-gezitige-mushteri-1.jpg “уйғур авази” гезитигә муштәри топлаш һәрикитидин бир көрүнүш 2020-йил 15-өктәбир алмута вилайитиниң ават йезиси.
RFA/Oyghan

Мәлумки, 90-йилларниң башлирида сабиқ совет иттипақи йимирилип, униң тәркибидә болған җумһурийәтләр мустәқиллиқ алғандин кейин һәр бир мәмликәт сиясәт, иқтисад, мәдәнийәт вә башқиму саһәләрдә өз алдиға тәрәққият йолини таллап алған иди. Шу җүмлидин қазақистанму дуня миқиясиға чиқип, хәлқарада тонулушқа башлиди. Униң тәркибидә яшаватқан 100 дин ошуқ милләтләр қатарида нопуси җәһәттин алдинқи орунда туруватқан уйғурларму өзлириниң миллий кимликини сақлап қилиш үчүн күрәшти. Миллий мәтбуат әнә шу өзини сақлап қелишниң муһим йөнилишлириниң бири болуп қалди.

Биз мәзкур программимизда оттуз йилға йеқин өмүр сүрүп келиватқан қазақистан мәмликитидики уйғурларниң бүгүнки күндә өзлириниң ана тилидики гезит-жорналлирини сақлап қелиш үчүн қандақ һәрикәтләрни қиливатқанлиқини, уларниң алдида қандақ мәсилиләрниң туруватқанлиқини йорутушни мәқсәт қилдуқ.

Игилишимизчә, йерим йилдин ошуқ вақит мабәйнидә қазақистанда корона вируси кесилиниң тарқилиши мунасивити билән җәмийәтниң барлиқ саһәлиридә бихәтәрлик чарилири көрүлүшкә башлиған иди. Йәни қазақистан һөкүмити мәзкур вабаниң юқуш йоллирини чәкләш мәқситидә пүткүл әл бойичә пәвқуладдә һаләт, андин карантин тәртипи елан қилди. Йеқинқи вақитларда бихәтәрлик чарилири бир аз йениклитилгән болсиму, буниң тәсири уйғур тилида чиқиватқан гезит вә журналларниң ишидиму байқалмақтикән. Шу сәвәбтин алмутада нәшр қилинидиған бир қатар гезит-журналлар билән алақиләштуқ.

Шуларниң бири болған “интизар” уйғур ханим-қизлири журнили 2002-йилиниң өктәбир ейидин башлап икки айда бир нәшр қилинип келиватмақтикән. Биз алмута шәһиридә турушлуқ нәшриятчи, “интизар” журнилиниң турақлиқ мухбирилириниң бири азнат талипоф әпәндини зиярәт қилғинимизда, у мундақ деди: “һәр қандақ нәширни дуняға барлиққа кәлтүрүш бир мәсилә, уни бүгүнки дуня базириға маслаштуруш алаһидә әҗирни тәләп қилидиғанлиқи һеч кимгә сир әмәс. Мана мушу мәсилә үстидә журналниң лайиһә муәллипи мәрһум пәйзуллам әхмәтоф хели баш қатурған иди. Аллаға миң қатлиқ шүкри, җй-җайлардики бизниң миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири билән ханим-қизлар кеңәшлири рәислириниң тиришчанлиқи, қоллап-қувәтлишиниң арқисида журнилимиз оқурмәнлири билән үзлүксиз дидарлишип келиватиду.”

Игилишимизчә, алмутада 2012-йилдин буян йоруқ көрүватқан нәшир-әбкарларниң бири “ғунчә” балилар журнили болуп, у оттура асияда уйғур тилида чиқидиған бирдин-бир балилар журнили болғанлиқи етирап қилинғаниди. Журнал уйғур әдәбиятини, мәдәнийитини, өрп-адәтлирини тәрғиб қилишта муһим рол ойнап кәлгән.

“ғунчә” журнилиниң иҗраий мудири диләрәм җәлилова ханим радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “2020-йилниң бешида қазақистан елидә башқа әлләргә охшаш бир әнсизчилик замани башланди. Бу ваба барлиқ хәлқни қалаймиқанчилиққа селип қойди. Мәктәп оқуғучилири башқиларға охшаш мәктәп бенасиға баридиғанни тохтитип, өйдә интернет арқилиқ оқушлирини давамлаштурди. ‛ғунчә‚ балилар журнили болғанлиқтин уни ғунчилиримизгә қолму-қол йәткүзүш қийин болди.”

Қазақистанда 2016-йилдин буян уйғур тилида чиқидиған йәнә бир журнал “иҗадкар” әдәбий-публистикилиқ, илмий-аммибап жорнилидур. Үч айда бир қетим нәшр қилинидиған мәзкур журналда қазақистан уйғур язғучилириниң әсәрлиридин ташқири йәнә уйғур ели әдиблириниңму әсәрлири турақлиқ елан қилинип кәлгән.

“ижадкар” журнилиниң баш муһәррири малик муһәммидиноф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “әбәдий достлуқ бөлүми астида қериндаш қазақ, өзбек, қирғиз вә башқа хәлқләрниң даңлиқ әдиблириниң әсәрлири тәрҗимә қилинип, оқурмән диққитигә сунулмақта. Жорнилимиз әйни чағларда 1000 данә әтрапида йоруқ көргән болса, бүгүнки таңда 200-300 данини тәшкил қилмақта. Жорнални нәшргә тәйярлаш чоң җапа-мушәққәт болса, уни тарқитиш униңдинму мүшкүл болмақта.”

Биз алмута шәһәрлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинип, 2006-йилдин буян йоруқ көрүватқан “асия бүгүн” җумһурийәтлик мустәқил гезити баш муһәррири, шаирә ташгүл һезиярова ханим билән алақиләштуқ.

Ташгүл һезиярованиң ейтишичә, бу йили алмута вилайитиниң наһийәлиридин мәзкур гезиткә муштәри болушни халиғучиларниң сани көпәйгәникән. У гезиткә йезилиша бәзи мәсилиләрниң туғулғанлиқини әскәртип, мундақ деди: “поштиларға берип өзлири йезилишниң орниға йигитбашлири, ханим қизлар алдимизға кәлмиди дегән баһанә билән нурғун адәм йезилмай қалған. Иккинчи сәвәби, ана тиллиқ гезитләрни асасән 60 тин юқири кишиләр оқуйду. Уларниң поштиға келиш мумкинчилики болмамдекин. Бу йили карантин бәзи қийинчилиқларни туғдурди. Асасән аран муштәри топлаватқан гезит-журналлиримизниң әһвалиға карантинниң тәсири интайин күчлүк болди. Һәр мәһәллиниң һакимлири он адәмдин көп киши йиғмайсиләр дегәнликтин бир асасән йигит башлири, ханим-қизларға тайинип ишләватимиз.”

Ташгүл һезиярова март ейида башланған карантин түпәйли гезитниң өз ишини вақитлиқ тохтатқанлиқини, әмма оқурмәнләрниң тәләп-тиләклирини инавәткә алған һалда, кейинки вақитта гезит һәҗминиң өскәнликини оттуриға қойди. У йәнә муштәриләр санини көпәйтиш мәқситидә көп һәрикәт қиливатқанлиқини, бу җәһәттә юрт-җамаәт актиплириниң буниңға йеқиндин арилишиватқанлиқини, иқтисад яр бәрсә, келәчәктә наһийәләр бойичә өз мухбирлириниму тутуш нийитиниңму бар икәнликини билдүрди.

Игилишимизчә, 1957-йилдин башлап сабиқ совет иттипақида җумһурийәтләр ара “коммунизм туғи” гезити нәшр қилинишқа башлап, у 1991-йили “уйғур авази” җумһурийәтлик иҗтимаий-сиясий гезити болуп өзгәргәникән. Биз “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири йершат әсмәтофни зиярәт қилдуқ.

У гезит коллектипиниң карантин вақтида интернет арқилиқ ишләшкә көчкәнликини, һазир болса, бихәтәрлик чарилирини сақлаш мәқситидә хадимларниң ишханиға толуқ кәлмәй, бәлки көпинчә өйдә олтуруп ишләватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “ваба вақтида бизгә қийин кәлгән нәрсә, әлвәттә, бу әмәс, муштәри топлаш мәсилиси. Биз бултур 16000 тарилимни қолға кәлтүргән. 2021-Йилға муштәри топлашни һазир башливәттуқ. Униңдиму биз карантин тәртипини бузмай, ишлиримизни пүттүрүп келиватимиз. Муштәри топлаш җай-җайларда қизғин меңиватиду. Гезитимиз санини бултурқидин чүшәрмәслик шоарини туттуқ. Бизни хуш қилидиған бир йери хәлқ өзини ташливәтмәпту.”

Мәлум болушичә, қазақистанда әйни чағларда “ана мәктәп”, “мәрипәт”, “йеңи әвлад” “хуш кәйпият”, “пәрваз”, “арзу”, “дидар” қатарлиқ гезит-жорналлар нәшр қилинған болуп, улар асасән иқтисад тапчиллиқи сәвәбидин йепилип кәткәникән. Алмутада йәнә “еһсан”, “уйғур пен”, “ахбарат” қатарлиқ журналлар нәшр қилиниватқан болуп, уларму иқтисадий қийинчилиқларға қаримай, өзлирини өзлири тәминләшниң амаллирини қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.