Қазақистандики уйғур мәшрәплири миллий кимликни сақлашниң сәһнисигә айланмақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.12.25
meshreptin-korunush-1.jpg Алмута вилайитиниң қаратуруқ йезисида өткән мәшрәптин көрүнүш. 2019-Йил 24-декабир.
RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистан мустәқиллиққа еришкән дәсләпки йиллардила уйғурлар өзлириниң унтулуп кетиватқан өрп-адәтлирини, миллий әнәнилирини қайта тикләш вә йәниму раваҗландуруш имканийитигә игә болди. Шу мунасивәт билән уйғурларниң мәдәнийәт мәркәзлири, һәр хил җәмийәтлик тәшкилатлири, мәктәплири, зиялийлири вә башқилар бирләшкән һалда бүгүнки күнгичә һәр хил паалийәтләрни уюштуруп кәлмәктә. Шу җүмлидин уйғурларниң қәдимий әнәнилиридин бири һесабланған мәшрәпләрму җанлинип, уйғурларниң миллий кимликини сақлашта муһим рол ойнимақта.

Әнә шундақ мәшрәпләрниң бири 24-декабирда алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ қараторуқ йезисида өзиниң тунҗи олтурушини өткүзди. “үмид” дәп аталған мәзкур мәшрәп наһийәниң челәк районлуқ мәшрәплирини бирләштүргән болуп, униңға қараторуқ йезисидин ташқири йәнә достлуқ, маливай, қорам, байсейит, ғәйрәт қатарлиқ 12 йезида паалийәт елип бериватқан мәшрәпләр вәкиллири қатнашти.

Мәшрәп риясәтчиси ғилаҗидин османоф мундақ районлуқ мәшрәпниң тунҗи қетим өтүватқанлиқини, униңда қәдимдин келиватқан әнәниви мәшрәпниң барлиқ қаидилирини сақлашниң зөрүрлүкини тәкитлиди. У йәнә бу мәшрәпниң челәк районлуқ уйғур мәдәнийәт мәркизи, баш йигитвеши кеңиши вә актиплар тәрипидин тәшкилләнгәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бу мәшрәпни өткүзүшимиздики сәвәб мушу районниң хәлқини, яшлирини хәлқимизниң миллий өрп-адәтлири, рәсим-қаидилири вә башқа мәдәнийәт саһәдики йеңилиқлар шундақла һәр бир юртниң атақлиқ шәхслири билән тонуштуруштур.”

У шундақла бу мәшрәпниң хәлқ ичидин чиқиватқан талантларни кәң даиридә җамаәтчиликкә тонуштуруш, район даирисидики миллий мәсилиләрни һәл қилишқа охшаш вәзипиләрни өз алдиға қойғанлиқини билдүрди.

Қараторуқ йезисида өткән мәшрәп давамида сөзгә чиққан “туран” университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори, мәшрәп бойичә тәтқиқатчи абләһәт камалоф көпчиликкә уйғур мәшрипиниң тарихини, униң қазақистан җәмийитидики, уйғурлар һаятидики ролини қисқичә тонуштурди. “алмута мәшрипи” ниң беги бурһан таҗидиноф болса мәшрәпләрдики қаидиләр һәмдә йол қоюлуватқан бәзи нуқсанлар һәққидә тохталди. Мәзкур йиғилишта һәр хил саһәләрдә көзгә көрүнгән шәхсләргә әмгәкчиқазақ уйғур мәдәнийәт мәркизи намидин пәхрий ярлиқлар тапшурулди.

Радийомиз зияритини қобул қилған “үмид” мәшрипиниң әзаси, достлуқ йезисиниң турғуни һашимҗан садироф әпәнди мәшрәпниң асасий мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди: “асасий мәқсити тилимизни тәрәққий әткүзүш. Балилар бағчисидин башлап балиларға ана тилида билим бериш. Уларни мәктәпкә тәйярлаш. Уларни өз тилини, вәтинини сөйүшкә тәрбийәләш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси елип бериш. Уйғур мәктәплириниң маддий-техникалиқ базисиға ярдәм бериш. Мәктәпкә келәлмәйдиған мәҗруһ балиларға, йерим вә толуқ йетим балиларға ярдәм бериш. Мәшрәп арқилиқ йеза яшлирини өз миллитини сөйүшкә тәрбийәләш, ваһаказалар.”

Һашимҗан садироф йәнә болупму уйғур яшлири арисида уйғурниң миллий әнәнилирини тәшвиқ-тәрғиб қилишниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди.

“алмута мәшрипи” ниң беги, алмута шәһири әвезоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси бурһан таҗидинофниң пикричә, уйғур мәшрәплири совет иттипақи дәвридә мәвҗут болған болсиму, улар дегәндәк аммивилашмиған икән. У қазақистанда миллий өрп-адәтләрниң сақлинип қелишида вә йәниму раваҗлинишида уйғур елиниң зор тәсири болғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “кейин тарихий вәтинимиздин кириш-чиқиш ишлири асан болғандин кейин мәшрәпләр көпийишкә башлиди. 1997-Йили “ғулҗа вәқәси” чиққандин кейин хитай мәшрәпләрни чәкливәтти. Лекин қазақистанда тәрәққий етишкә башлиди. 2017-Йили тарихий вәтинимиздики қирғинчилиқларға бағлиқ мәшрәпләрни тохтитип қойған идуқ. Йеқинда уларни қайтидин башлашни тоғра көрдуқ.”

Бурһан таҗидинофниң ейтишичә, һазирқи күндә алмута шәһириниң өзидә “алмута мәшрипи”, “алмута йигит башлири мәшрипи”, “районлуқ мәшрәп”, шундақла йәнә алмута вилайитидә наһийәлик, районлуқ, йезилиқ мәшрәпләрму болуп, улар асасий җәһәттин ресторанларда өткүзүлидикән.

Бурһан таҗидиноф уйғур мәшрәплириниң, болупму ана тилини сақлашқа, миллий мәктәпләрдә оқуватқан балиларниң санини көпәйтишкә вә башқиму муһим ишларға үзлүксиз көңүл бөлүшни техиму күчәйтиш лазимлиқини билдүрди.

Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики йигит башлири кеңишиниң рәиси ярмуһәммәт кибироф әпәнди қазақистандики уйғурлар өзлириниң өрп-адәтлири, миллий рәсим-қаидилири, болупму мәшрәплири билән башқа милләтләрдин пәрқлинип туридиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хәлқимиз өмрини асасән териқчилиқ ишлири билән өткүзәттикән. Қишта һәммә ишларни йиғиштурғандин кейин, мәһәллиләрдә мәшрәпләр уюштураттикән. Иккинчидин мәшрәпләр уйғурларға пайда елип кәлгән. Бир-биригә ярдәм берәтти. Мәшрәпләр яшлар үчүн мәктәп һесабланған.”

Игилишимизчә, қазақистандики уйғурлар мәшрәпләр тоғрилиқ тәтқиқатлар йүргүзүп, китаблар нәшр қилишни давам қилип кәлмәктикән. “уйғур мәшрәплири вә бәзи өрп-адәтләр”, “оттуз оғул вә йигитвеши институти: өтмүши вә бүгүни” қатарлиқ китаблар шуларниң җүмлисидиндур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.