Қазақистандики уйғур мәктәплири йеңи оқуш йилини башлиди
2024.09.04
Қазақистанда уйғур маарипиниң қазақистан җумһурийитиниң билим министирлиқи бекиткән оқуш пирограммиси асасида раваҗлинип келиватқанлиқи ениқ. Уйғур тиллиқ мәктәпләрдә вә арилаш, йәни оқутуш қазақ, рус вә уйғур тиллирида йүргүзүлидиған мәктәпләрдә бүгүнки күндә 17 миң әтрапида уйғур балиси өз ана тилида билим алиду. Әнә шу мәктәпләр йеқинда 2024-2025-оқуш йилини башлиди.
Бу йил 1-сентәбир йәкшәнбигә тоғра кәлгән болсиму, билим министирлиқиниң буйруқиға бинаән барлиқ мәктәпләрдә әнәниви “биринчи қоңғурақ” мурасими өткүзүлүп, буниңға пәқәт 1-вә 11-синип оқуғучилири қатнаштурулди. 2-Сентәбирдә болса, “билим күни” гә беғишланған “мениң вәтиним-қазақистан” мавзусида очуқ дәрсләр болуп өтти. Қазақистандики уйғур мәктәплири болупму алмута шәһири вә алмута вилайитиниң уйғур, әмгәкчиқазақ вә талғир наһийәлиридә, йәттису вилайитиниң панфилоф наһийәсидә орунлашқан.
Биз алмута шәһириниң “шапағат”, йәни илгири заря востока дәп аталған мәһәллидә орунлашқан мурат һәмрайеф намидики 150-омумий билим беридиған уйғур оттура мәктипиниң мудири муһидин имашеф әпәнди билән алақиләштуқ. У радийомиз зияритини қобул қилип, бу йил бир нөлинчи, икки биринчи синипниң ечилғанлиқини оттуриға қойди.
Муһидин имашеф ата-аниларниң уйғур мәктәплиригә болған мунасивитини мундақ дәп чүшәндүрди: “ата-анилар тәрәптин уйғур мәктипигә дурус көз қарашта болуп, балилирини бериватқан ата-аниларму йетәрлик. Шуниң билән бир қатарда балилириниң өзгә тиллиқ мәктәпләргә бериватқан ата-аниларму йетәрлик. Буниңға кейинки вақитта уйғур мәктәплиридә бала саниниң кемийип кетиши пакит. Немә үчүн десәк, балисини уйғур тилидики мәктәпләргә бәрмәйдиған ата-анилар балилиримиз юқириқи оқуш орунлириға чүшәлмәйду, имтиһан тапшуралмайду, әтә-өгүн ишлигәндә қийнилиду, дегәнгә охшаш уларниң баһанилири бар. Бирақ буниң барлиқиниң ундақ әмәс икәнликини уйғур мәктәплири өзлириниң тиләклири билән, уларниң оқушқа чүшүватқан, утуққа йетиватқан, һөкүмәт тәрипидин ишләватқан ишлири билән дәлилләп келиватқан болсиму, лекин шуни техичә чүшәнмәйватқан ата-анилиримизму нурғун. Дөләт тәрипидин уйғур мәктәплиригә болған көз қараш яхши, толуқ тәминләнгән.”
Муһидин имашеф йәнә мәктәп алдида һәл болмайватқан бәзи мәсилиләрниңму бар икәнликини билдүрди: “шәхсән бизниң мәктәптә бина 1961-йили селинған. Шуниңдин буян толуқ ремонт, җөндәш ишлири өтмигән. Йеңи мәктәп селиниду дәп вәдиләр берилгәниди. Бирақ, әпсус, он йилдин ешип кәтти, йеңи мәктәпниң қурулуши башланмайватиду. Йеқинда министир билән учришиш болуп өтти. Шу учришишта бизниң мәктәп тоғрисида министир хәвәрдар болди. Министир өзи мәсилини көтүрди. Йеқин арида мәктәп мәсилисини һәл қилип, йеңи мәктәпниң селинидиғанлиқини өзиниң назаритигә алди. Әлвәттә, бу бизни хушал қилди. Бизгә мәдәт бәрди, десәмму болиду. Буму дөләт тәрипидин уйғур мәктәплиригә болған ғәмхорлуқниң ярқин мисали болуши керәк, дәп хуласә чиқардуқ.”
Алмута шәһиридә йәнә пүтүнләй уйғур тилида дәрс өтилидиған икки мәктәп бар болуп, улар достлуқ мәһәллисидики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийә һәм султанқорған мәһәллисидики мәсүм яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәдур. Бу мәктәпләрдә 2 миңдин көп бала өз ана тилида билим алиду.
Алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийәси байсейит йезисиға орунлашқа исмаил таһироф намидики оттура мәктәпниң мудири иляр нурхалиқоф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, йеңи оқуш йили һәққидә мундақ деди: “биз үч биринчи синип, йәни 65 бала билән оқуш йилини башлидуқ. Балилиримизниң омумий сани 726. Уларға 71 устаз билим берип кәлмәктә. Әлвәттә, һәр йили йеңи үмид, йеңилиқларни күтимиз. Балилиримизға пухта, сүпәтлик билим беримиз дәп, ата-анилиримизға вәдә берип, 1-синипқа қобул қилдуқ. Ата-аниларниң мәктипимизгә, тилимизға болған көз қариши интайин яхши. Һәммиси чүшинишлик билән қарап, балилирини мәктәпкә барлиқ қорал-сайманлири, керәк ярақлирини йәткүзүп бериватиду. Униңдин сирт мәктипимиздә бәзидә һал-оқити төвән, йетим, йерим йетим балилар, көп балилиқ ата-анилиримизға қазақистан җумһурийити бойичә йүргүзүлгән ‛мәктәпкә йол‚ һәрикити бойичә көплигән ярдәмләр кәлди. Бүгүнки таңда барлиқ балилар мәктәптә оқушқа 100 пирсәнт тәйяр.”
Һазир қазақистан уйғур тилида башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура маарипи сақлинип келиватқан бирдин-бир мәмликәттур. Әмма бүгүнки күндә уйғур хәлқиниң асасий қисми яшайдиған уйғур елидә уйғур тилидики маарип қаттиқ чәклиниватқан бир вақитта қазақистандики уйғурлар ана тилидики маарипи алдида туғулуватқан бәзи қийинчилиқларни һәл қилиш һәрикитини елип бармақта.
Радийомиз зияритини қобул қилған филологийә пәнлириниң кандидат доктори һакимҗан һәмрайеф әпәнди қазақистанда уйғур тиллиқ мәктәпләрни сақлап қелишта бәзи ойландуридиған мәсилиләрниң барлиқини билдүрүп, мундақ деди: “шуни очуқ ейтиш керәкки, қазақистан мустәқиллиқ алғандин буян башқа милләтләр қатарида биз, уйғурларму, көплигән имтиязларға игә болдуқ. Болупму ана тилимиздики синиплиримизни, мәктәплиримизни сақлап қалалидуқ. Мустәқиллиқтин кейин оттуз йилдин ошуқ вақит өтсиму, техила рус тилиниң, рус мәдәнийитиниң тәсиридин қутулалмай келиватимиз. Бу пәқәт бизниңла әмәс, бәлки қериндаш қазақ хәлқиниңму бешидин өтүватиду. Мустәқиллиқниң дәсләпки йиллири қазақистанда 60 тин ошуқ оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәп бар болуп, шуларниң ичидә 12 мәктәп таза уйғур тиллиқ болса, һазирқи күндә әһвалимиз ечинишлиқ болуватиду. Йәни ана тилида оқуватқан пәрзәнтлиримиз саниниң азийиши бизни қаттиқ тәшвишләндүрүватиду. Бәзи мәктәпләрдики әһвал бизни хушал қилса, бәзи мәктәпләрдики, болупму уйғур аһалисиниң мутләқ қисми орунлашқан йеза йәрлиридики әһвал бизни ойландуруватиду. Раст, милләтпәрвәр инсанлиримиз уйғур маарипини тохтимай тәрғиб қиливатиду. Уларға чәксиз миннәтдарлиқимизни билдүримиз. Лекин миллий мәктәплиримизни сақлап қелиш бу айрим шәхсләр яки җәмийәтлик тәшкилатлар әмәс, бу пүтүнләй бир хәлқниң вәзиписи. Биз барлиқимиз бирлишип, күчимизни мушу мәсилигә сәпәрвәр қилғандила ана тиллиқ маарипимизни, шуниң арқисида миллий кимликимизни сақлап қалалаймиз.”
Игилишимизчә, бу оқуш йили уйғурлар зич олтурақлашқан, мәсилән, әмгәкчиқазақ наһийәсидики мәктәпләрдә 270 тин ошуқ бала, йәттису вилайитиниң панфилоф наһийәсидики мәктәпләрдә 476 бала ана тилидики 1-синипқа киргән.