Қазақистанниң икки нәпәр уйғур йигити хәлқара тәнһәрикәт мусабиқисидә чимпийон болди
2023.02.24
Йеқинда алмута шәһиридә тәнһәрикәтниң “җит кун до” (Jeet kune do) түри бойичә 2-хәлқара мусабиқә болуп өтти. “җит кун до” хәлқара бирләшмиси уюштурған бу мусабиқигә оттура асиядики төт мәмликәт, йәни өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан вә қазақистан тәнһәрикәтчилири болуп, 600 дин ошуқ адәм қатнашти.
“җит кун до” заманивий чамбашчилиқниң йеңи бир түри болуп, әнәнивий чамбашчилиқ гумписи, җю-җитсу (әркин челишиш) вә бокс қатарлиқ түрләр бирләштүрүлгән муштлишиш һәрикитидур. Муштлишиштики бу йеңи түрни америкалиқ даңлиқ тәнһәрикәтчи вә кино артиси брус ли (1940-1973) иҗат қилған.
Бу қетимлиқ хәлқаралиқ “җит кун до” мусабиқисиниң қатнашқучилири “асияниң әң яхши тәнһәрикәтчиси” дегән нам вә башқа һәр хил мукапат түрлири үчүн мәйданға чүшкән. Бу мусабиқигә қазақистанниң алмута вилайити уйғур наһийәсиниң мәркизи чонҗа йезисида турушлуқ “чонҗа командиси” ниң тәнһәрикәтчилирму қатнашқан.
Биз командиниң баш тренери тиләпҗан сопийеф әпәнди билән алақилашқимизда, у мундақ деди: “бизниң бу йилқи биринчи чоң утуқимиз мана шу алмута шәһиридә өткән хәлқара мусабиқә болди. Униңға 600 дин ошуқ тәнһәрикәтчи қатнашти. Бизниң кулубтин 53 тәнһәрикәтчи барди. Улардин үчи кәспий маһирлар гурупписида қатнашти. Туранқиз һакимова дегән қизимиз йеңилип қалди. Әмма икки шагиртим, йәни пәрһат талипоф билән шаһрин һапизоф яхши нәтиҗә көрситип, ‛әң яхши тәнһәрикәтчи‛дегән нам билән зәпәр бәлбиғини белигә бағлиди. Мундақ бәлбағдин 7 си болуп, бизниң балилар шуниң икисини қолға кәлтүрди. Қалғанлири һәр түрлүк мукапатлар үчүн күрәшти. Омумән, бизниң кулуб тәнһәрикәтчилири 33 медал, йәни 16 алтун, 8 күмүш, 9 мис медал утти. Бәш дөләттин кәлгән командилар ичидә омумий нәтиҗә бойичә биз биринчи орунға игә болуп, қазақстанниң туғини йәнә бир қетим егиз ләпилдәттуқ.”
Тиләпҗан сопийеф йәнә мәзкур кулубни қурушта вә униң ишини елип беришта баштин өткүзгәнлирини баян қилип мундақ деди: “12 йил бурун тонулған тәнһәрикәтчи, йәни мениң устазим шаһаббас камекофниң тәклипи вә ярдими билән чонҗада тәнһәрикәт кулуби ачқан идуқ. Шуниңдин бери көплигән тәнһәрикәтчиләрни йетиштүрдуқ. Әлвәттә, кулубимизниң тик туруши оңай болмиди, көп қийналдуқ. Бизни юртимиз вә айрим сахавәтлик инсанлар маддий тәрәптин қоллап турди. Наһийәлик, вилайәтлик мусабиқиләргә қатнишип, андин җумһурийәт бойичә өткүзүлгән мусабиқиләргә қатнаштуқ. Тәнһәрикәтчилиримиз яхши нәтиҗиләрни көрситишкә башлиди. Әмма арилиқларда хираҗәтниң йетишмәсликидин кулубимизниң иши бир нәччә қетим тохтапму қалди. Кейинирәк йәнә шу һамийларниң күчи билән ишимизни давамлаштурдуқ.”
Биз алмутада өткән хәлқара мусабиқидә “асияниң әң яхши тәнһәрикәтчиси” дегән атаққа еришкән, 2003-йили чонҗа йезисида дуняға кәлгән шаһрин һапизофни зиярәт қилдуқ. У мундақ деди: “мән 2017-йили тәнһәрикәт саһәсигә кирдим. Мениң тренерим тәнһәрикәтниң хизмәт көрсәткән маһири, вушу-санда бойичә көп қетим дуня чемпийони болған тиләпҗан сопийеф иди. У маңа көп ярдәм бәрди. Мән вушу-санда, йәкму-йәк елишиш, җит кун до бойичә көп мусабиқиләргә қатнаштим. Һәр түрлүк нәтиҗиләрни қазандим. Кейин мән һәрбий хизмәткә кәттим. У йәрдин қайтип келип, йәнә шу тәнһәрикәткә қатнаштим. Үч ай тохтимай ишлидим. Көп тириштим. Алмутада болидиған мусабиқигә қаттиқ тәйярландим. Мән ‛асияниң әң яхши чемпийони‚ дегән бәлбағни алғанда қаттиқ хушал болдум. Мени қоллиған тренеримға, ата-анамға, һәммисигә көп рәһмәт. Мән йәнә тиришип, дуня чемпийони болушни арман қилимән.”
Игилишимизчә, әйни вақитларда қазақистан уйғурлиридин абдурешит абдурахманоф совет иттипақи бойичә тунҗи бокс чемпийони болғаникән. Кейинки йилларда закир тохтийеф, ғопур тохтийеф, һемит тохтахуноф вә башқиму көплигән уйғур тәнһәрикәтчилири дуня мусабиқилиридә яхши нәтиҗиләргә еришип, қазақистанниң шан-шәрипини қоғдап кәлгән.