Қәшқәр уйғур толуқ оттура мәктипи “шаңхәй педагогика университети шөбә оттура мәктипи” гә айландурулған

Мухбиримиз меһрибан
2020.06.03
qeshqer-oqughuchi-ramzan-su.jpg Қәшқәр педагогика институти уйғур оқуғучиларға рамизанда су ичкүзүватқан көрүнүш. 2014-Йили июл.
Social Media

Игилишимизчә, қәшқәрдики уйғур миллий маарипиниң очақлиридин бири болған қәшқәр уйғур оттура мәктипи 1956-йили қурулған икән. Кейинчә қәшқәр 6-оттура мәктәп дәп аталған бу мәктәп 2019-йили әтиязлиқ оқуш мәвсумидин башлап, “шаңхәй педагогика университетиниң шөбә оттура мәктипи” гә айландурулған.

Қәшқәр 6-оттура мәктәптики бу өзгириш тоғрилиқ тунҗи хәвәр 2019-йили 17-апрел күни хитайниң гәнсу өлкисидики тйәншүй педагогика институтиниң мәктәп торида елан қилинған. Қәшқәр 6-оттура мәктәп намида елан қилинған оқутқучи қобул қилиш уқтурушида мәзкур мәктәпниң 1956-йили қурулғандин буянқи тарихи тәпсилий тонуштурулған.

Оқутқучи қобул қилиш уқтурушида қәшқәр 6-оттура мәктипиниң йиллардин буян қәшқәр вилайити вә уйғур аптоном районидики нуқтилиқ оттура мәктәпләрниң бири болуп баһалинип кәлгәнлики тилға елинған. Уқтурушта йәнә мәзкур мәктәпниң 2019-йиллиқ йеңи оқуш мәвсумидин башлап, “шаңхәй педагогика университети қармиқидики шөбә оттура мәктәп” кә айланғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Уқтурушта баян қилинишичә, 2019-йили 4-айға қәдәр мәзкур мәктәптә 59 синип, 2811 нәпәр оқуғучи вә 319 нәпәр оқутқучиси бар икән. Мәзкур уқтурушта хитай өлкә-шәһәрлирини мәркәз қилип пүтүн дөләт бойичә йеңидин оқуш пүттүргән алий мәлуматлиқ вә магистир аспирант дипломи бар болған 30 яштин төвән яшларниң оқутқучилиққа қобул қилинидиғанлиқи, қобул қилинғанларниң юқири мааш вә қошумчә тәминатлар билән тәминлинидиғанлиқи уқтурулған. Уқтурушта йәнә 2019-йили пәқәт тйәншүй педагогика иниститутидинла 19 нәпәр хитай оқутқучиниң қобул қилинидиғанлиқи тилға елинған. Уқтурушта алий мәктәпни түгәткәнләрниң 4361 йүән, магистир аспирантлиқни пүттүргәнләрләрниң 5021 йүән мааш алидиғанлиқи, қошумчә параванлиқ тәминати билән айда 8 миң йүәндин юқири мааш алидиғанлиқи, ишлигән вақти бир йилға толғандин кейин бир қетимдила 12 миңдин 15 миң йүәнгичә йиллиқ мукапат берилидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Биз мәзкур уқтурушта қалдурулған алақә учурлириға асасән қәшқәр 6-оттура мәктәпә телефон қилип, мәктәп даирилиридин әһвал игилидуқ.

Мәктәпниң кадирлар бөлимидики хитай хадимниң баянидин мәктәпкә йеңидин хитай тиллиқ оқутқучиларниң давамлиқ қобул қилиниватқанлиқи, дәрсләрниң “дөләт тили оқутуши” намида пүтүнләй хитайчә өтүлүватқанлиқи мәлум болди.

Һалбуки, мәзкур мәктәпниң оқутуш бөлимидин зияритимизни қобул қилған уйғур хадимниң баянидин мәктәпниң илгирики ғоллуқ оқутқучилиридин аминә муәллимгә охшаш иқтидарлиқ уйғур оқутқучиларниң ғайиб болғанлиқи вә уларниң исмини тилға елип сүрүштүрүшниң мумкин әмәслики ашкариланди.

Һазир америкада яшаватқан җүрәт обул әпәнди өзиниң илгири қәшқәр уйғур оттура мәктипидә оқуғанлиқини билдүрүп, әйни вақиттики әһваллар вә бу мәктәпниң бара-бара хитайчилаштуруш җәряни һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Җүрәт обул әпәнди өз вақтида “қәшқәр уйғур оттура мәктипи” дәп аталған қәшқәр 6-оттура мәктәпниң қәшқәр вилайитидила әмәс, бәлки пүткүл уйғур аптоном райони бойичиму уйғур ана тили оқутушида зор үнүм яратқан мәктәпләрниң бири икәнликини илгири сүрди.

Униң билдүрүшичә, мәзкур мәктәпниң илмий мудири мәмәт турсун ибраһим вә 2013-йилларда мәктәпниң илмий мудирлиқ вәзиписидә болған долқун турсунға охшаш бир түркүм иқтидарлиқ оқутқучиларниң йетәкчиликидә нәччә әвлад иқтидарлиқ уйғур зиялийлири йетишип чиққан икән.

Җүрәт обул әпәнди йәнә өзиниң америкаға келип олтурақлишиштин илгири 2012-йили әң ахирқи қетим ана мәктипи болған қәшқәр 6-оттура мәктәпни зиярәт қилғанлиқини әсләп өтти. У шу йиллардила хитай даирилириниң “қош тиллиқ мәктәп” намида хитайчә оқутушни омумлаштурушқа башлиғанлиқини, кейинчә мәктәптики долқун турсунға охшаш бир түркүм ана тил маарипи тәшәббусчилирини лагерларға қамаш яки шалливетиш арқилиқ уйғур маарипини вәйран қилишниң дәсләпки қәдәмлирини бесип болғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.