Қирғизистандики уйғур яшлири хәлқарадики уйғур дәвасиға актип қатнашмақта

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2019.07.01
perhat-inragimov.jpg Пәрһат ибрагимов доклат бәрмәктә. 2019-Йили июн, қирғизистан.
RFA/Perhat

Қирғизистандики уйғур яшлири хәлқарадики уйғур миллий дәвасиға актиплиқ билән қошулуп, өз миллитиниң әркинлики үчүн хизмәт көрситишкә тиришмақта.

Йеқинда дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәд абдулбақиниң тәшәббуси билән бишкәк шәһириниң аламедин мәһәллисидә паалийәт уюштурулди. Бу паалийәттә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән “уйғур һәптилики” ни тонуштуруш елип берилди.

Мәзкур паалийәт қирғизистанниң вә шәрқий түркистанниң миллий маршлири билән башланди. Мәзкур паалийәткә бишкәк шәһиридики һәм униң әтраплардики йезилардин кәлгән уйғур җамаәтчилики болуп, 60 қа йеқин киши қатнашти. Адәттә қирғизистандики бу хил йиғинларға асаслиқи чоңлар қатнишип кәлмәктә иди, лекин бу қетимқи паалийәткә яшлар қатнишип, заманиви техника арқилиқ “уйғур һәптилики” ни тонуштуруп өтти. Дуня уйғур қурултийиға тәқдим қилинған “демократийә мукапати” тоғрисида тәпсилий мәлуматлар көрситилди.

Мәзкур паалийәттә асаслиқ доклатни “уйғур һәптилики” паалийитигә қатнашқан пәрһәт ибрагимоф тәқдим қилди. У өз доклатида 6-июндин 8-июнғичә вашингтон шәһиридә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғини һәққидә мәлумат бәрди. У мәзкур илмий муһакимә йиғинида тор вә иҗтимаий таратқулар арқилиқ шундақла башқа усулларни һәм қоллинип бейҗиңда 2022-йили өткүзүлидиған хәлқара тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилиш тәләп қилинғанлиқини, хитайниң уйғур диярида қурған йиғивелиш лагерлирини тақашни оттуриға қойғанлиқини баян қилди.

У йәнә вашингтонда өткүзүлгән намайишлар һәм америкадики демократийәни илгири сүрүш фондиниң дуня уйғур қурултийиға бәргән мукапати тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

Риясәтчи розимуһәммәд абдулбақи әпәнди өз нутқида уйғур мәсилисиниң нөвәттә дуня бойичә қизиқ нуқтиға айлиниватқанлиқини, әмма йеқинда қирғизистанда өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини мунасивити билән қирғизистандики уйғур җамаәтчиликиниң кәйпиятида мәлум сиқилишларниң көрүлүватқанлиқини әскәртип өтти.

13-Июн күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң алий рәһбәрлири йиғини өткүзүлди. Мәзкур йиғинға хитай дөләт рәиси ши җинпиң қатнашти. Ши җинпиң йәнә қирғизистанда рәсмий зиярәттә болуп, қирғизистан президенти җейинбекоф вә башқа дөләтләр рәһбәрлири билән учришип, өз-ара һәмкарлиқини техиму күчәйтишни тәкитлиди. Нөвәттә қирғизистан вә хитай икки дөләт мунасивәтлири наһайити юқири муқамда раваҗланмақта.

Розимуһәммәд абдулбақи әпәнди йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини нәтиҗисидә имзаланған һөҗҗәтләр тоғрисида тохтилип, “бир йол бир бәлвағ” қурулушида буниңға қатнашқан һәр бир дөләт өз миллий мәнпәәтлирини чиқиш қилип қатнашқанлиқини тәкитләп өтти.

Мәзкур йиғинға қатнашқан уйғур паалийәтчи мәвлан әпәнди уйғур яшлириниң ойғиниватқанлиқидин бәкму сөйүнгәнликини баян қилди.

Норвегийә пайтәхти осло шәһиридә оқуватқан дилшат турдийеф радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң бишкәктә яшиған чағлирида уйғур мәсилиси һәм уйғур дияридики күлпәтләр тоғрисида хәвәрсиз қалғанлиқини, лекин һазир норвегийәдики уйғур қериндашлири билән тонушуп вәтәндики уйғурларниң әһвали һәм хәлқарадики уйғур дәваси һәққидә чоңқур чүшәнчиләргә еришкәнликини баян қилди.

Мәзкур паалийәттә йәнә дуня уйғур қурултийиниң 2018-2019-йиллар ичидә елип барған паалийәтлири тоғрисида филим көрситилди.

Бу йилниң февралда дуня уйғур қурултийи яшлар комитетиниң уюштуруши билән бишкәктә кишилик һоқуқни қоғдаш йиғини ечилған иди. Мәзкур йиғинға қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики яшлар комитети әзаси адилә мәсимҗан ханим қирғизистан вә қазақистандики уйғур яшлириниң әһвали вә дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики паалийәтлири һәққидә пикир баян қилди.

Розимуһәммәд абдулбақи әпәнди қирғизистандики уйғур яшлириниң уйғурлар еғир күлпәтләргә дуч келиватқан бүгүнки күндә уйғурларниң нөвәттики җиддий мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүшкә башлиғанлиқидин көп хурсән болғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.